“аяллар һоқуқи фронти” президенти: хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң қурбани болуватқан уйғурларниң әһвали бизгә йәнила қараңғу
2015.10.14

“мәҗбурий һамилә чүшүрүш таллаш әмәс, хитай коммунист партийиси пиланлиқ туғут сиясити йүргүзүп келиватқан 35 йил җәрянида 400 милйон инсанға қатиллиқ қилди, бу пүтүн америкиниң нопусидинму көп сан, хитай һакимийити өзиниң пуқралири үстидин қирғинчилиқ йүргүзүп кәлди дегән гәп” бу сөзләрни америкидики хәлқаралиқ кишилик һоқуқ вә аяллар һоқуқини қоғдаш тәшкилати болған “аяллар һоқуқи фронти” ниң президенти реҗҗи лителҗон ханим, хитай пиланлиқ туғут сияситиниң тәсирлири һәққидә вашингтонда өткүзүлгән испат аңлаш вә муһакимә йиғинида қилған.
Йиғинда йәнә, хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң қандақ шәкилдә йүргүзүлүватқанлиқи һәмдә бу җәрянда мәҗбурий бала чүшүрүштин ибарәт инсан әхлақиға, кишилик һоқуққа қарши қәбиһ васитә арқилиқ хитайда балилар вә аниларниң өлтүрүлүватқанлиқи, униң аилиләргә, хитай җәмийитигә елип келиватқан ечинишлиқ ақивәтлири һәққидә даңлиқ хитай кишилик һоқуқ адвокати әма чең гуаңчиң мәхсус доклат бәрди. Чең гуаңчиң испат берип мундақ деди:
-Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа тиришчанлиқ көрситиватқан барлиқ кишиләргә тәшәккүр билдүримән, өзүмниң хитайда кишилик һоқуқ адвокати болуш җәрянида топлиған тәҗрибилирим вә елип барған тәкшүрүшлиримдин шуниси мәлумки, балисини чүшүргән вә туғмаслиқ оператсийиси қилинған йүз нәччә миң пуқраниң һеч бири өз ихтиярлиқи билән пиланлиқ туғут оператсийиси қилған әмәс, бәлки даириләрниң түрлүк қәбиһ васитилири арқилиқ мәҗбурлиши, зулуми астида һаятини тәһдиткә атқан. Хитайниң нәччә он йилдин буян мәҗбурий йосунда йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сиясити пуқраларни вәһимигә муптила қилди. Хитай коммунист һөкүмити түрлүк васитиләр билән шундақ бир вәзийәт яратқан, пуқралар пиланлиқ туғут сияситиниң зулумиға, зиянкәшликигә учрисиму әрз қилалмайду, наразилиқ билдүрәлмәйду. Чоқум шәртсиз бойсунуш керәк. Қаршилиқ көрсәткүчиләр техиму қаттиқ җазаға учрайду. Коммунист хитай зулумида хитай җәмийити қанунсиз, адаләтсиз бир җәмийәткә айланди, инсанлиқ дәпсәндә қилинған бир җәмийәткә айланди.
Чиң гуаңчиң йәнә пүтүн дуняни вә кишилик һоқуқ һимайичилирини хитайниң пиланлиқ туғут сияситидин ибарәт қәбиһ қирғинчилиқиға хатимә бериш, хитай коммунистлириниң дектаторлиқини тарихқа айландуруш үчүн күч чиқиришқа чақирип мундақ деди :
-Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити интайин еғир бир һаләттә, инсанниң қиммити әң төвән дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқан бир вәзийәттә, хитайларда тарихтин тартип “өй дегән өзүмниң қорғани, шаһму бисорақ кирәлмәс” дәйдиған тәмсил бар, әмма рәһим-шәпқәтсиз коммунист хитай даирилири өйимизгә зорлуқ билән халиған вақитта бастуруп кирипла қалмай, һәтта тенимизниң ичигә кирип мәҗбурий балимизни суғуруп алалайду, һәтта уни көз алдимизда өлтүриду. Шуңа бундақ бир вәзийәттә биз хитай пуқралири тәрәптә турушимиз, бу хил инсанийәткә қарши зулумға хатимә берип, диктатор коммунист хитай һакимийитиниң һөкүмранлиқини тарихқа айландурушимиз керәк.
Хитай һөкүмити ялғуз пәрзәнт көрүшкә рухсәт қилидиған пиланлиқ туғут сияситини дөләт сиясити сүпитидә 1980-йиллардин башлап хитай миқясида омумлаштуруп йүргүзүшкә башлиған. Гәрчә уйғур қатарлиқ хитайдин башқа милләтләргә бирдин артуқ пәрзәнтлик болушни ниспий йолға қойған болсиму, уйғурларниң охшашла пиландин артуқ һамилини чүшүрүшкә мәҗбурлиништәк чариләрниң зиянкәшликигә учрап кәлгәнлики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң көзитиши астидики бир мәсилә, дуня миқясида уйғур кишилик һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң дуняға ашкарилиған доклатлирида хитай даирилириниң уйғурлар нопусиға қаратқан контроллуқи барғанчә ашурулуватқан йеқинқи 10 нәччә йилда мәҗбурий бала чүшүрүш, мәҗбурий туғмаслиқ оператсийиси қилдуруш болса техиму еғирлишиватқанлиқи көрситилмәктә. Радийомизғиму бу һәқтә нурғун инкаслар кәлди. Илгири хитай коммунист партийисиниң уйғур аптоном райониға қойған секретари ваң лечуәнму пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурларғиму охшаш қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүлгәнликини өз еғзи билән етирап қилип “уйғур елида пиланлиқ туғут сиясити йолға қоюлғандин буян аз дегәндә 3 милйон бовақ аз туғулди” дегән иди.
Зияритимизни қобул қилған аяллар һоқуқи фронти тәшкилатиниң президенти реҗҗи лителҗон ханим уйғур ели дуняға йепиқ вә қараңғу бир вәзийәттә хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң қурбани болуп келиватқан уйғур аяллириниң әһвалидин бәкрәк әндишә қиливатқанлиқини тәкитлиди :
-Гәрчә аз санлиқ милләтләргә бирдин артуқ пәрзәнт көрүш мумкин болсиму, уйғур аяллар охшашла хитай һакимийитиниң бу инсанпәрвәрликкә қарши сияситиниң рәһимсиз зиянкәшликидин қечип қутулалмайду, әмма у җайда хитайниң қаттиқ контроллуқида, тәкшүрүш елип беришимизгә йол қоюлмиғанлиқи вә шундақла бизгә бу һәқтә мәлумат бәргәнләрниң хәтәргә учрайдиғанлиқи сәвәблик зади қанчилик аялларниң һамилә чүшүрүшкә мәҗбурланғанлиқи, қанчилик балиларниң өлтүрүлгәнлики қатарлиқлар һәққидә ениқ вә толуқ мәлуматқа игә болалмайватимиз, шуңа бу қараңғу вәзийәттә уйғур аяллириниң әһвали бизни техиму әндишиләндүриду.
Реҗҗи ханим хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң түптин хата вә дәрһал тохтитишқа тегишлик бир сиясәт икәнликини җиддий тәкитләп мундақ деди :
-Хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғутқа мәсул тармақлири өзлири доклатида йилиға 13 милйон балиниң мәҗбурий чүшүрүлидиғанлиқини көрсәткән. Бу демәк күнигә 35 миң бовақ қәтлиам қилиниду дегән гәп, мәйли хитай ялғуз пәрзәнтлик сияситини икки пәрзәнтлик яки 3 пәрзәнтлик қилип өзгәрткән туғутқа чәк қойған бу сиясәт бәрибир қирғинчилиқ маһийитини өзгәртмәйду, давамлиқ түрдә инсанларға зиянкәшлик қилиду. Бу йәрдики әң нуқтилиқ мәсилә хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң балиларға вә аниларға қатиллиқ қилиши йәни хитай туғулмиған һамилиләрни мәҗбурий чүшүрүш вә пиландин сирт болған балиларни өлтүрүштәк инсанийәткә қарши җинайәтни тохтитиш керәк ! һәмдә дәрһал!