Муһаҗирәттики уйғурлар кәлпиндә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң туғқанлири нишан қилинғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.02.22
namaz-meschit-xoten-ashqunluq.jpg Уйғурларниң ресторанлирида һарақ сетиш мәҗбурлиниватқан мәзгилдә, мәлум мәсчиттә намаз өтүватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Кәлпиндин игилигән әһваллардин 2015-йили яз пәслидә кәлпиндә башланған “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намидики тутқун һәрикитидә, диний етиқади күчлүк аилиләр вә чәтәлләрдә уруқ-туғқанлири барларниң нишан қилинғанлиқи ашкариланди. Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмәт даирилириниң нөвәттә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиригә һәр хил васитиләрни қоллинип тәһдит селиватқанлиқини билдүрди.

Кәлпиндин игилигән әһваллардин, бултур язда кәлпиндә елип берилған тутқунда кәлпиндики бир базар, төт йезиниң һәммисидила тутқун қилиш вәқәси йүз бәргән. Кәлпинниң йорчи йезиси, гәзлик йезиси, ачал йезиси, чилан йезиси, кәлпин наһийә базири қатарлиқларда тутқун қилинғанлар нисбәтән көп болған. Бултур яздики тутқунда 25 яштин төвән яшлар тутқун нишани қилинған болуп, уларниң тутқун қилинишиға хитайда чәклинидиған фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда чәтәлләрдики уруқ-туғқанлири вә тонушлири йоллиған диний етиқад әқидилири вә уйғурларға аит учурларни хитай ичидики үндидар қатарлиқ таратқуларда йоллиғанлиқи, һөкүмәт чәкләйдиған диний тәблиғ паалийәтлиригә қатнашқанлиқи, диний түстә кийингәнлики қатарлиқлар җинайәт пакитлири қилинған.

Кәлпинниң йорчи, гәзлик, ачал йезилиридики сақчиханилардики нөвәтчи хадимлар бултур яз пәслидә елип берилған “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намидики тутқун һәққидики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилған болсиму, әмма кәлпинниң өзидин игилигән әһваллар вә муһаҗирәттики уйғурларниң билдүрүшичә, кәлпиндә тутқун қилинғанлар арисида уйғур вәзийити вә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири һәққидә филим ишләш билән уйғурлар арисида тонулған яш режиссор абдурахман өзтүрк, голландийәдики уйғур маарип уюшмисиниң рәиси әйса савут қари қатарлиқ әсли юрти кәлпин болған бир қисим уйғурларниң уруқ-туғқанлириниң барлиқи ашкариланди.

Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилиридин рижиссор абдурахман өзтүрк вә канададики уйғур паалийәтчиси шаир туйғун абдувәли қатарлиқлар зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмити 2015-йили яз пәслидә кәлпиндә елип барған тутқун арқилиқ нөвәттә чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғур паалийәтчилиригә тәһдит селиш вә уларниң юрттики уруқ-туғқанлирини қорқутушни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Абдурахман өзтүрк әпәнди тутқун қилинған уруқ-туғқанлириниң тутулуши вә сотлинишиға әрзимәс ишлар баһанә қилинғанлиқини билдүрүп, кәлпиндики тонушлардин, уруқ-туғқанлиридин нәврә акиси мәмәт йүсүп, нәврә инилири ясин мәмәт, емәр абдурахман, әхмәт абдурахманларниң тутқун қилинишиға бу туғқанлириниң өзи билән телефон алақиси қилғанлиқи сәвәб болғанлиқи һәққидә учур алғанлиқини билдүрди.

Абдурахман әпәнди йәнә 2015 йили яз пәслидә кәлпиндә елип берилған тутқунни һөкүмәт даирилири пиланлиқ елип барған һәрикәт болуши мумкин дегән пәризини оттуриға қоюп, бултур язда кәлпиндики һөкүмәт кадирлири вә сақчиларниң аввал өй-өйләргә кирип, қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланмаслиқ, диний тәблиқ паалийәтлиригә қатнашқан яшларниң өзини ашкарилаш тәшвиқати елип барғанлиқи, шу аилиниң диний етиқад әһвали вә чәтәлләрдики уруқ-туғқанлириниң әһвалини игиләш паалийәтлиридә болғанлиқи, андин туюқсиз тутқун қилип, сорақ қилиш васитилирини қолланғанлиқи қатарлиқларни баян қилди.

Канададики уйғур паалийәтчиси, шаир туйғун абдувәли әпәнди даириләрниң муһаҗирәттики уйғурлар арисида тонулған яш режиссор абдурахман өзтүркниң төт нәпәр нәврә туғқини вә голландийәдики уйғур маарип-мәдәнийәт уюшмисиниң башлиқи, уйғур паалийәтчиси әйса савут қариниң бирқанчә нәпәр туғқининиң тутқун қилинғанлиқини нәқил елип, даириләрниң чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилиригә зәрбә беришла әмәс, бәлки техиму муһими кәлпинниң өзидә яшаватқан уйғурларда вәһимә туйғусини күчәйтишни мәқсәт қилған болуши мумкинликини тәкитлиди.

Туйғун әпәнди йәнә өзиниң әһвалини билдүрүп, чәтәлгә чиққандин буян юртидики уруқ-туғқанлири билән болған телефон алақисидә диққәт қилип келиватқанлиқини, болупму бултур яз кәлпиндә йүз бәргән тутқундин кейин, уруқ-туғқанлириға аваричилик тепип бәрмәслик үчүн, илгирики тонуш-билиш, дост, бурадәрлири билән болған алақини пүтүнләй үзгәнликини билдүрди.

Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, бултур яздики тутқунда даириләр узун йил һөкүмәткә садиқлиқ билән ишлигән уйғур кадирлириниму аяп қоймиған.Кәлпин наһийилик һөкүмәт вә парткомниң тәрҗиманлар бөлүминиң башлиқи муһәммәтимин баратниң үрүмчидә оқуйдиған оғли қанунсиз диний әқидиләрни тәшвиқ қилған, қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған дегән җинайәтләр артилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған, 55 яшлиқ муһәммәтимин баратқа җамаәт сорунлирида диний етиқадни ашкара тәшвиқ қилди, һөкүмәтниң диний сияситини тәнқидлиди дегән җинайәтләр артилип, муддәтлик 15 йиллиқ қамақ җазаси, муһәммәтимин баратниң аяли айшәмханға 7 йиллиқ муддәтлик қамақ җазаси берилгән. Кәлпин наһийилик су идариси кадири мәмәтҗан салиминиң үрүмчи шинҗаң университетида оқуватқан оғли, су идариси кадириниң оғли абдуқадир абдурахман қатарлиқларму қанунсиз диний учурларни тарқатти дегән җинайәтләр артилип тутқун қилинған. Бултур яздики тутқунда йәнә аяллар вә оттура мәктәп оқуғучилириму бар болуп, бир қисим аяллар диний түстә кийингән дегән баһанидә тутқун қилинған болса, наһийилик 1-оттура мәктәпниң бирқанчә нәпәр оқуғучиси чәтәл таратқулириниң учурлири вә қанунсиз диний учурларни тарқатқан дегән баһаниләрдә тутқун қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.