Уйғур елидики җаза лагерлири қазақистандики уйғурларни биарам қилмақта
2018.12.26
Кейинки вақитларда дуняниң һәр қайси аммиви ахбарат васитилиридә, болупму иҗтимаий таратқуларда уйғур елидики аталмиш “қайта тәрбийә” лагерлири һәққидики хәвәрләр көпләп берилмәктә. Йеқиндин буян русийәниң москва, қазан қатарлиқ шәһәрлиридә ялғуз кишилик намайишлар елип берилип, хитайниң уйғур елидики җаза лагерлирини йепиши тәләп қилинмақта.
26-Декабирда русийәниң “коммерсант” һәптилик гезитидә елан қилинған “қазанда хитайдики мусулманларни қирғин қилишқа қарши намайиш өткүзүлди” намлиқ мақалида ейтилишичә, татаристан пайтәхти қазан шәһиридики тинчурин бағчисида уйғур елидики уйғур, қазақ вә башқа түрк-мусулманларни қоллаш бойичә намайиш болуп өткән. Намайиш қатнашқучилири “тәрбийәләш лагерлириниң тутқунлириға азадлиқ”, “татарлар! бизниң қандаш қериндашлиримиз болған уйғур вә қазақларни қоғдашқа атлинайли”, “америка, русийә, бүйүк британийә, фирансийә! силәрниң хитайдики қирғинчилиқни әйиблишиңларни тәләп қилимиз” дегәнгә охшаш варақларни көтүрүп чиққан.
Мақалида ейтилишичә, буниңдин илгири “пүткүл татарларниң җәмийәтлик мәркизи” хитайдики мусулманларниң қирғинчилиқи тоғрилиқ билдүрүш тарқатқан болуп, униңда хитайниң ислам дунясиға вә түркий хәлқләргә қарши очуқ уруш елан қилғанлиқи, шуниңдәк 3 милйон уйғурниң түрмиләргә қамалғанлиқи тилға елинған. Мәзкур мәркәз буниңға қарши бирлишип һәрикәт қилишқа һәмдә дуня җамаәтчиликини хитай дөлитиниң қирғинчилиқ сияситини тохтитишқа чақирған.
Қазақистандики қазақларниң “атаҗурт” яшлар тәшкилатиниң уйғур елидики җаза лагерлирини йепишни тәләп қилиш бойичә көплигән һәрикәтләрни елип барғанлиқи мәлум. Йеқинда “азадлиқ” радийосида елан қилинған нуртай лаханулиниң “хитайниң алмутадики консулханиси шинҗаңда тутқун қилинған тутқунларниң қазақистандики туғқанлири сунған өтүнүшини қобул қилмиди” намлиқ мақалида көрситилишичә, “ел-аманат” җәмийәтлик бирләшмисиниң әзалири йеқинда хитайниң алмутадики консулханисиға келип, өтүнүш тапшурмақчи болған. Улар бу өтүнүштә уйғур елидин көчүп кәлгән 26 адәмниң намида лагерлардики туғқанлирини бошитишни вә қазақларни тәқиб қилишни тохтитишни тәләп қилған. Әмма консулхана вәкиллири бу өтүнүшни қазақистанниң ташқи ишлар министирлиқиға йоллаш керәкликини ейтип, уларни қобул қилмиған.
Буниңдин ташқири, хәлқара ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, йеқинқи вақиттин буян һиндонезийә, пәләстин, түркийә қатарлиқ мәмликәтләрдә уйғур елидики җаза лагерлириға, хитайниң миллий, диний, бастуруш сияситигә қарши кәң көләмлик намайишлар елип берилған иди.
Уйғур елидики җаза лагерлирини йепишни тәләп қилиш бойичә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғурларниң һәр хил мәзмундики һәрикәтләрни елип бериватқанлиқи мәлум. Мушундақ бир җиддий пәйттә қазақистандики уйғурлар буниңға қандақ инкас қайтуруватиду? улар уйғур елидики җаза лагерлириға қарита қандақ қаршилиқларни билдүрүватиду?
Игилишимизчә, қазақистан уйғурлири йеқинда хитайниң җаза лагерлириға қарши намайишқа чиқиш һәққидә қазақистан һөкүмитигә өтүнүш йоллиған болсиму, әмма уларниң бу илтимаси һәр хил сәвәбләр билән кейиңә қалдурулған. Мәлум болушичә, уйғур елидики вәзийәт һәққидики мәлуматлар уйғурларниң бу йәрдики һәр хил паалийәтлиридә, шундақла иҗтимаий торларда үзлүксиз йәткүзүлүп турмақта.
Радийомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң пикричә, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш вә қирғинчилиқ сияситигә болған наразилиқ қазақистанлиқ уйғурлар арисида барғансери күчәймәктикән.
Қәһриман ғоҗамбәрди мундақ деди: “бу йәрдә дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири тәрипидин явропада өткән паалийәтләр һәмдә хитайниң җаза лагерлирини япқузуш бойичә һәрикәтләрниң тәпсилати йәткүзүлди. Вәзийәт бурунқидәк әмәс. Һазир ойғинишниң бар икәнлики ениқ. Әмма мунасивәтлик һөкүмәт орунлири тәрипидин бизгә бесим бар.”
Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә уйғур елидики вәзийәткә қарита пәқәт уйғурларниңла әмәс, бәлки қазақ, қирғиз қатарлиқ хәлқләрниңму ойғанғанлиқини, болупму алмутадики серикҗан биләш рәһбәрликидики “атаҗурт” яшлар тәшкилатиниң, қирғизистандики, русийәдики бәзи тәшкилатларниң ениқ бир һәрикәтләрни әмәлгә ашурғанлиқини һәм буниң тәсириниң болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Қәһриман ғоҗамбәрди оттура асия мәмликәтлириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушиниң қелиплашқан вәзийәткә тәсир йәткүзүватқанлиқини билдүрди.
Алмута шәһиридики уйғур паалийәтчиләрдин шәһәрбанум сәйдуллайева ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “қазақистанда хитай билән чегра йеқин болғанлиқтин рәсмий мәлуматлардин башқа вәтәнгә берип келиватқанлардинму учурлар келиватиду. Бу йәрдики хәлқләр вәтәндики вәқәләр тоғрилиқ пат-пат сөзләйдиған болди. Бизму бу һәқтә һәр хил паалийәтләрдә хәлққә йәткүзүватимиз. Бу йәрдики уйғурларни тәшвишләндүридиған мәсилә у яқтики аниларниң әһвали. Дөләтләрдә намайишлар пәқәт һөкүмәтниң рухсити билән уюштурулиду. Биздиму буниңға рухсәт берилмисә, униңға чиқалмаймиз. Әлвәттә, биз йиғинчақ паалийәтләрни елип бериватимиз. Униңға һөкүмәт рухсәт бериду.”
Алмута вилайитидә яшаватқан диний зат сәдирдин һаҗимниң ейтишичә, қазақистанниң хитай билән йеқин қошнидарчилиқ мунасивити түпәйли бу йәрдики уйғурларниң уйғур елидики вәзийәткә қарита сүкүт қилишида бир қанчә сәвәбләр мәвҗут икән. У мундақ деди: “бу йәрдики қериндашлиримиз мәйли иқтисадий җәһәттин болсун, мәйли пикир җәһәттин болсун, өзлириниң чәтәлләрдики қериндашлириға ярдәм бериш арқилиқ өз ипадисини билдүрүватиду. Йәнә бирлири һөкүмәтниң бесимидин еһтият қилиду. Йәнә бирлири болса, мундақ ишлар өз бешиға келип бақмиғачқа, сәкрәп туруп ярдәм қилип кетәлмәйватиду.”
Сәдирдин һаҗимниң пикричә, пүткүл дуня мусулманлири уйғур мусулман қериндашлириға һесдашлиқ билдүрүш үчүн һиндонезийә, малайсия вә түркийә мусулманлириға охшаш көтүрүлүши керәк икән. Лекин әмәлийәттә вәзийәт ундақ болмиған. Сәдирдин һаҗим шундақ болсиму дуня мусулманлириниң һаман бир күни бирлишип мәйданға чиқидиғанлиқиға болған ишәнчини билдүрди.