“әдәбий тәрҗимиләр” журнилиниң баш муһәррир қәйсәр қеюмниң өзини өлтүрүвалғанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.09.20
xitay-saqchi-charlash-tekshurush.jpg Хитай сақчилириниң һейтгаһ мәсчитиниң әтрапидики кечилик базарни чарлап йүргән көрүнүши. 2017-Йили 25-июн, қәшқәр.
AFP

Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир учур вә радийомизға кәлгән бир инкаста уйғур районидики атақлиқ зиялийларға қарита давам қиливатқан аталмиш “икки йүзлимичи” ләргә қарши күрәш давамида уйғур аптоном районлуқ әдәбият сәнәтчиләр бирләшмиси тәрипидин чиқирилидиған “әдәбий тәрҗимиләр” журнилиниң баш муһәррири қәйсәр қеюмниң өзи дуч кәлгән еғир роһий бесим сәвәбидин бинадин өзини ташлап өлүвалғанлиқи илгири сүрүлгән иди. Мухбиримизниң бу һәқтә әһвал ениқлиши давамида қәйсәр қеюмниң өзини өлтүрүвалғанлиқи дәлилләнди.

Алдинқи һәптә иҗтимаий таратқуларда тарқалған америкидики паалийәтчи қутлуқ алмасниң гуваһлиқ баянатида “әдәбий тәрҗимиләр” журнилиниң баш муһәррири қәйсәр қеюмниң өзини өлтүрүвалғанлиқи баян қилинған иди. Аридин бир нәччә күн өткәндә “шинҗаң гезити” ниң сабиқ мухбири қәйсәр қеюмниң илгирики қошниси җүрәт низамидинму радийомизға учур йоллап, қәйсәр қеюмниң бинадин өзини ташлап өлүвалғанлиқини мәлум қилди.

Биз бу һәқтә йәниму илгириләп учур елиш үчүн дәсләптә уйғур аптоном районлуқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисигә телефон қилғинимизда алақидар хадим бу бирләшмидә бундақ бир хадимниң болғанлиқини инкар қилди.

Паалийәтчи қутлуқ алмасниң баянатида қәйсәр қеюмниң лагерға әкетилип бир мәзгил тутуп турулғандин кейин қоюветилгәнлики, йәни лагердин чиққандин кейин өлгәнлики тилға елинған. Әмма радийомизға кәлгән бир инкаста қәйсәр қеюмниң техи лагерға апирилмиғанлиқи, пәқәт өлүмидин бир һәптә аввал интизам тәкшүрүш тармақлири тәрипидин чақиртилип сөһбәт өткүзүлгәнлики, өзини бинадин ташлап өлүвалған күни болса сақчилар тәрипидин чақиртилғанлиқи, йәни лагерға апирилиштин қорқуп өзини өлтүрүвалғанлиқи тилға елинған.

Биз әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисигә қайта телефон қилғинимизда бирләшминиң сиясий бөлүм башлиқи қәйсәр қеюмниң өзини өлтүрүвалғанлиқ учуриниң тоғрилиқини дәлиллиди.

Паалийәтчи қутлуқ алмас қәйсәр қеюмниң уйғур әдәбиятидики “күрәшчан йиллар”, “қизил тағ батурлири” қатарлиқ романларниң язғучиси қеюм турдиниң оғли икәнликини, сиясий аң-сәзгүрлүки юқири болсиму, әмма өзиниң сиясий мәйданини алдирап ипадиливәтмәйдиған бири икәнликини, миҗәз-характериниң бираз еһтиятчан икәнликини тилға алди. У қәйсәр қеюмниң характер алаһидиликигә қарап туруп, униң лагерға апирилиштин қорқуп өзини өлтүрүвалғанлиқ еһтималлиқиниму чәткә қақмиди.

Қутлуқ алмас йәнә әң йеқинда еришкән учуриға асасән қәйсәр қеюмниң өзи ишләватқан хизмәт бинасиниң 8‏-қәвәттики ишханисидин өзини ташливалғанлиқини илгири сүрди.

Җәмийәт хәвәрлиридин вә радийомиз игилигән учурлардин һазирға қәдәр лагерға әкетилгәнләрдин асасән дегүдәк қоюп берилгәнләрниң болмиғанлиқи мәлум. Бу нуқтидин қәйсәр қеюмниң лагердин қоюветилгәндин кейин әмәс, бәлки лагерға апирилиш хәвпигә дуч кәлгәндә өзини өлтүрүвалғанлиқ еһтималлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.