Хитай даирилири чеградики қирғиз малчилиридин қандақ пайдилиниватиду?

Мухбиримиз қутлан
2017.09.18
chegra-qoghdash-qirghiz-1.jpg Ақту наһийәсиниң булуңкөл йеза субеши чегра қоғдаш сақчиханисиға “чегра қоғдиғучи” болуп ялланған қирғиз малчи мәмәтнур обулһәсән.
Aqtu nahiyelik hökümet tori

Йеқинда хитай мәркизий телевизийә истансиси қизилсу областиниң памир егизликидики чегра линийәсидә “чегра қоғдиғучи” лиқ вәзиписигә селиниватқан қирғиз малчилар һәққидә мәхсус тәшвиқат филими ишлигән.

Ақту наһийәсиниң булуңкөл йеза субеши кәнтидә олтурушлуқ қирғиз малчи мәмәтнур обулһәсән шу йәрдики хитай чегра қоғдаш понкитиға “көз-қулақ” сүпитидә ялланған қирғиз малчилириниң бири икән.

Хитай һөкүмәт тәшвиқатлири қирғиз малчи мәмәтнур обулһәсәнни музқурун чегра еғизидики “памир бүркүти” дәп тәшвиқ қилған.
Қирғиз малчи мәмәтнур обулһәсән өзиниң 20 йилдин буян қошумчә “чегра қоғдиғучи” вәзиписини өтәп кәлгәнликини билдүргән.

Бу йил 31-март күни қизилсу областиниң партком секретари лю хуйҗүн билән област башлиқи дилшат қидирхан қирғиз малчилириға “очуқ хәт” елан қилған болуп, униңда чеградики “һәр бир қирғизниң кигиз өйни бирдин қаравулханиға, һәр бир қирғиз малчини бирдин чегра қаравулиға айландуруш” тәләп қилинған.

Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң бу һәқтики тәшвиқат филимида қизилсу областиниң катибашлири чиқарған бу чақириқ қирғиз хәлқиниң намида суйиистемал қилинған. Мәмәтнур обулһәсән хитай таратқулириға бәргән баянатида чегра муқимлиқини қоғдашта өзиниң хитай компартийисигә болған пүтүн садақити билән ишләп кәлгәнликини, хитай һөкүмитиниңму өзигә қаттиқ ишинидиғанлиқини билдүргән.

Игилинишичә, нөвәттә хитай һөкүмити музқурун чегра еғизидики қирғиз малчиларға айда 2600 сомдин қошумчә тәминат бериватқан болуп, уларға йәнә көзәтчиликтә ишлитидиған мотсиклит вә дурбун қатарлиқ нәрсиләрниму сәпләп бәргән икән.

Ақту наһийәсиниң булуңкөл йеза субеши чегра сақчиханисиниң сиясий йетәкчиси бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У, өз тәвәликидики қирғизлардин җәмий 511 нәпәр “чегра қоғдиғучи” қобул қилғанлиқини, мәмәтнур обулһәсәнниң уларниң ичидики әң актип “қулақ” икәнликини, униң музқурун чегра еғизида байқалған һәрқандақ “гуманлиқ шәхс яки вәқә” ни дәрһал субеши чегра сақчиханисиға мәлум қилидиғанлиқини тилға алди.

Биз бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда мәлумат елиш үчүн булуңкөл йезисиға қошна ойтағ йезилиқ сақчиханиға телефон қилдуқ. Мәзкур сақчиханиниң башлиқи тәвәликтики қирғиз малчилириниң чегра бойидики әһваллардин һөкүмәткә учур йәткүзүш вәзиписиниң барлиқини дәлиллиди.

Ақту наһийәсиниң пилал йезилиқ сақчиханисидики бир нөвәтчи сақчиму тәвәликтики қирғизларниң өз игиликидин башқа йәнә чегра бойлириға “көз-қулақ” болуш вәзиписиниң барлиқини, уларниң йезилиқ сақчиханиға әмәс, бәлки шу йәрдә турушлуқ чегра қоғдаш сақчиханисиға биваситә әһвал мәлум қилидиғанлиқини ашкарилиди.

Биз арқидин ақту наһийәсиниң барин йезилиқ сақчиханисиға телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған нөвәтчи сақчи, барин йезиси тәвәсидики қирғизларниң хантерәк дегән кәнттә яшайдиғанлиқини билдүрди. У, йеза тәвәсидики барлиқ уйғур кәнтлиридә “муқимлиқ” бойичә сиясий өгиниш уюштурулғанлиқини, әмма хантерәк кәнтидики қирғиз малчилириға област рәһбәрликиниң чақириқи бойичә чегра бойидики “гуманлиқ әһваллар” дин мәлумат йәткүзүш вәзиписиниң йүкләнгәнликини билдүрди.

Германийәдики явропа мәдәнийәт вә илаһийәт институтиниң тәтқиқатчиси андериан зенз бу һәқтә инкас қайтуруп, мундақ деди:
“хитай һөкүмити уйғур аптоном районини худди тибәткә охшаш ‛мукәммәл сақчи дөлити‚ ниң бир парчиси сүпитидә тутуп туруш үчүн бу чариләрни ишқа селиватиду. Әлвәттә, сақчилиқ хизмити адәттики мәмурий хизмәтләргә охшимайду. Истератегийәлик пилан нуқтисидин хитай һөкүмити наһайити устилиқ билән аз иқтисад сәрп қилип юқири үнүмгә еришишни ойлимақта. Худди һазир районда түркүмләп қобул қилиниватқан сақчиларниң иш тохтами ғәйрий-нормал болғинидәк, сақчилиққа ялланғучиларниң оқуш тарихиму ғәйрий нормалдур. Қизиқарлиқи шуки, охшаш бир сақчилиқ хизмитиниң район пәрқи вә охшимиған җуғрапийәгә қарап иш һәққидиму көп пәрқләр мәвҗут икән. Бәзи җайлар сақчиларни юқири тәминат билән тәминлимәктә. Шималдики бәзи җайларда сақчиларниң маашиниң җәнубтики чәт районларға қариғанда нәччә һәссә юқири икәнлики мәлум.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.