Памир егизликидики қирғиз малчилар чегра бойлирида “пайлақчилиқ” қилишқа зорланған
2017.04.05

Игилинишичә, нөвәттә қизилсу қирғиз аптоном области тәвәсидики қирғиз авуллири, болупму чегра бойлиридики қирғиз малчилири чеградики “гуманлиқ кишиләр” яки “гуманлиқ һадисиләр” һәққидә һөкүмәткә учур йәткүзүшкә сәпәрвәр қилинмақтикән.
3-Айниң 31-күни қизилсу областиниң партком секретари лю хуйҗүн билән област башлиқи дилшат қидирхан бирликтә “қирғиз малчилириға йезилған бир парчә хәт” намлиқ сиясий чақириқ елан қилған.
Мәзкур “очуқ хәт” тә памир егизликидики қирғиз малчилириниң чегра қоғдаштин ибарәт “сиясий вәзипә” ни үстигә елип, “бөлгүнчи, диний әсәбий вә қанунсиз унсурларниң бириниму чеградин киргүзмәслик һәм бириниму чеградин чиқармаслиқи” тәләп қилинған.
“очуқ хәт” тә йәнә, қизилсу областиниң чегра бойлиридики “һәр бир кигиз өйни бирдин қаравулханиға, һәр бир қирғиз малчини бирдин чегра қаравулиға айландуруш” чақириқи чиқирилған.
Биз мәзкур “сиясий вәзипә” ниң қизилсу области тәвәсидики қирғиз авуллирида зади қандақ йолға қоюлуватқанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн тәвәликтики сақчиханиларға телефон қилдуқ.
Қизилсу области ақту наһийәсиниң ойтағ йезилиқ сақчиханиси бу һәқтә мәлумат берип, өткән дүшәнбидин башлап тәвәликтики барлиқ аһалиләрниң болупму қирғиз аһалилириниң бу “чақириқ” ни җиддий өгиниватқанлиқини билдүрди.
Ойтағ сақчиханисиниң сақчи башлиқи зияритимиз җәрянида “чегра бойлиридики қирғиз малчилириниң күндилик мал-чарва беқиш вә тирикчилик қилиштин башқа йәнә, чеградики гуманлиқ кишиләр яки һадисиләр һәққидә тиң-тиңчилиқ қилиш вәзиписиниңму барлиқи” ни ашкарилиди. Һалбуки, у қирғиз малчилириниң пайлақчилиқ қилиштики конкрет вәзипилири һәққидә йәниму ичкириләп мәлумат бериштин өзини қачурди.
Қизилсу области ақту наһийәсиниң барин йезилиқ сақчиханисиму бу һәқтә бәзи мәлуматларни ашкарилиди. Сақчиханидики кечилик нөвәтчи хадимниң билдүрүшичә, нөвәттә барин йезисидики уйғур аһалиләр “муқимлиқ” һәққидә, қирғиз аһалиләр “чегра бойлиридики гуманлиқ унсурлар яки гуманлиқ һадисиләр тоғрилиқ һөкүмәткә мәлумат йәткүзүш” һәққидә өгиниш қилмақтикән.
Барин сақчиханисиниң мәзкур нөвәтчи хадими йәнә, сақчиханиларниң қирғиз ярдәмчи сақчиларни тәшкилләп, қирғиз авуллириға тәшвиқат үчүн әвәтилгәнлики, әгәрдә бу һәқтә йәниму тәпсилий мәлумат елишқа тоғра кәлсә, ақту наһийәсиниң муҗи, булуңкөл қатарлиқ чегра билән тутушидиған қирғиз йезилириға телефон қилишимизни тәвсийә қилди.
Униң билдүрүшичә, нөвәттә ақту наһийәлик сақчи идариси зор санда ярдәмчи сақчи қобул қилған болуп, улар һазир җиддий түрдә сиясий нәзәрийә вә әмәлий мәшиқ мәшғулати билән шоғулланмақтикән. У, чеграға мунасивәтлик ишлар мәхпийәтлик болғачқа бу һәқтә өзиниң йәниму чоңқурлап мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
Юқирида қизилсу областиниң икки нәпәр биринчи қол әмәлдариниң памир егизликидики қирғиз малчилириға “чақириқ” елан қилип, уларни чегра бойида пайлақчилиқ қилишқа үндигәнлики вә қизилсудики икки сақчиханиниң буни дәлиллигәнлики һәққидики мәлуматни диққитиңларға сундуқ.