Қирғизистандики уйғур җамаәтчилики америка дөләт мәҗлисигә мураҗиәтнамә йоллиди
2018.11.20
16-Ноябир күни қирғизистан уйғурлириниң җумһурийәтлик аммиви тәшкилати - “иттипақ” җәмийитиниң муавин рәиси исмаил таһироф қирғизистандики уйғур җамаити намидин 7567 нәпәр киши имза қойған бир мураҗиәтнамини қирғизистанда турушлуқ америка әлчиханисиға тапшурди.
Имзалиқ мураҗиәтнамә тапшуруш мурасими “иттипақ” җәмийитиниң бишкәктики баш идарисидә өткүзүлди. Мурасимға қирғизистанда турушлуқ америка әлчиханиси сиясий ишлар бөлүминиң башлиқи томас селиндҗер әпәнди вә бу бөлүмниң мәслиһәтчиси җек ламбер әпәндиләр тәклип қилинди.
Қирғизистандики уйғур җамаәтчилики намидин тәйярланған бу мураҗиәтнамидә алди билән пүтүн дунядики, җүмлидин қирғизистандики уйғурларниң америка һөкүмитигә болған миннәтдарлиқи билдүрүлди. Андин америкиниң уйғур диярида йүз бериватқан адәттин ташқири вәзийәткә йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқи, түрлүк усуллар билән хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, хитайниң районда елип бериватқан юқири бесимлиқ сиясәтлирини тохтитишқа, җаза лагерлиридики милйонлиған бигунаһ тутқунларни қоюп беришкә чақирғанлиқи бирму-бир санап өтүлди. Мәзкур мураҗиәтнаминиң ахирида қирғизистандики уйғур җамаәтчиликиниң америка һөкүмити вә хәлқигә болған тәшәккүри шундақла америкиниң йәр шарида демократийә вә инсан һәқлирини қоғдаш йолида көрсәткән тиришчанлиқлириға алаһидә рәһмәт ейтилди.
Мәзкур мураҗиәтнамигә қирғизистандики уйғурлардин җәмий 7567 киши имза қойған. Радийомиз зияритини қобул қилған “иттипақ” җәмийити аяллар кеңишиниң мудири рәшидәм әмәтханова хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан тәқиб сиясәтлиригә болған қаттиқ әндишисини билдүрди. У “қирғизистандики уйғурлар гәрчә ғәрбтики демократик дөләтләрдикидәк чоң намайишларға чиқалмиған болсиму, әмма миңлиған кишиләр имза қойған мәхсус мураҗиәт хети тәйярлап америка дөләт мәҗлисигә йоллиғанлиқи уларниң шәрқий түркистан хәлқиниң һөрлүк-азадлиқи йолида қилалиған әмәлий ишлириниң биридур,” деди.
7-Ноябир күни иҗтимаий таратқуларда “иттипақ” җәмийитиниң муавин рәиси исмаил таһирофниң видеолуқ мураҗиити тарқалди. Шу видеода исмаил таһироф қирғизистандики уйғур җамаәтчиликини хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситигә қарши мураҗиәт хети тәйярлап, имза қоюшқа вә уни америка дөләт мәҗлисигә йоллашқа чақириқ қилған иди.
Имза топлаш һәрикитигә актиплиқ билән қатнашқан турсунай ислам ханим радийо зияритимизни қобул қилип, имза топлаш ишидики қийинчилиқлар вә нәтиҗиләр һәққидә тохталди.
Турсунай ислам ханим сөзидә йәнә мәзкур мураҗиәтнамигә имза қойғанларниң ялғуз уйғурлар биләнла чәкләнмигәнликини, бәлки қирғизистанда яшаватқан башқа милләтләр билән охшимиған диний етиқадтики кишиләрниңму бу хәткә имза қоюп, уйғурларни қоллиғанлиқини әскәртип өтти.
Бу қетимқи имзалиқ мураҗиәтнамә тапшуруш мурасимиға қатнашқан мирзаһеким һаҗим абдуллайеф зияритимизни қобул қилип, мурасим давамида уйғур дияридики еғир күлпәтләр тоғрисида аҗайип тәсирлик нутуқларниң сөзләнгәнликини, җәмий 7567 киши имза қойған мураҗиәт хетиниң мәхсус бир папкиға селинип, бишкәктики америка әлчиханиси арқилиқ америка дөләт мәҗлисигә йолланғанлиқини баян қилди.