Қумул шәһәрлик даириләр чиқарған аһалиләрниң өзини мәлум қилиши һәққидики уқтуруши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2018.11.21
qomul-terror-melum-qilish-uqturush.jpg Қумул шәһәрлик даириләр “‛террорлуқ, ашқунлуқ вә бөлгүнчилик‚ ниң тәсиригә учрап зәһәрләнгән кишиләр бир ай ичидә келип өзини мәлум қилиш” тоғрисида чиқарған уқтуруши.
Social Media

Йеқинда қумул шәһәрлик муқимлиқни сақлаш хизмити рәһбәрлик гурупписи үндидар арқилиқ уқтуруш тарқитип, аталмиш “террорлуқ, ашқунлуқ вә бөлгүнчилик” билән зәһәрләнгән кишиләрниң 30 күн ичидә өзини алақидар орунларға мәлум қилиши лазимлиқини тәләп қилған. Мәзкур уқтурушта өзини алдин мәлум қилғанларға кәңчилик билән муамилә қилинидиғанлиқи әскәртилгән.

Мәзкур уқтурушта аталмиш “18 хил җинайәт” ниң ипадилири санап өтүлгән. Улар бөлгүнчилик һәрикәтлири билән шуғулланғанлар, бөлгүнчилик тәшкилатлириға әза болғанлар, химийәви оғут яки испирт қатарлиқ суюқлуқларни сетивалған, сақлиған яки сатқанлар, чәтәлдики террорлуқ гуруппилири билән алақиләшкәнләр, VPN қатарлиқ тор техникилирини қоллинип там атлап чәтәл торлириға чиққанлар дегәндәк “җинайәт түрлири” ни өз ичигә алидикән.

Қумул шәһәрлик даириләр йәнә кишиләрни “қуран” ға әмәл қилишқа дәвәт қилғанлар, башқиларни телевизор көрүш, һарақ ичиш, танса ойнаш вә тамака чекиштин чәклигәнләр, һөкүмәт тарқатқан кимликни рәт қилған, йиртқан яки ташливәткәнләр шундақла һөкүмәт бәргән өйдә олтурушни рәт қилған кишиләрниму өзини мәлум қилишқа буйруған.

Мәзкур уқтуруш тарқалғандин кейин чәтәлләрдә күчлүк диққәт қозғиди. Америкидики кишилик һоқуқ органлиридин “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кукниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң юқириқи тизимлики хитайниң һәқиқий зораванлиқ-террорлуқ һәрикәтлири билән адәттики нормал һәрикәтләрни бир-биригә арилаштурувәткәнликини намаян қилип беридикән. Сараһ ханим сөзидә “бу тизимликтә террорлуқ яки террорлуқ йошурун күчигә игә һәрикәтләр билән адәттики нормал һәрикәтләр арилаштуруветилгән. Униң үстигә, униңда тилға елинғанларниң көпинчиси хәлқара қанунларда бекитилгән инсанларниң нормал һоқуқлиридур. Мәсилән, VPN арқилиқ чәтәл тор бетигә киридиған кишиләр хитайда наһайити көп, улар террорчи боламду? әлвәттә ундақ әмәс. Бу тизимликтики нурғун маддилар кишиләрниң күндилик нормал паалийәтлири вә шәхсий таллишидики ишлар, халас. Бу хитай һөкүмитиниң уйғурлар һаятиниң һәрбир деталиғичә арилишивалғанлиқиниму көрситип бериду,” деди.

Мәзкур 18 мадда ичидә йәнә балилирини дини курсларға бәргәнләр, “қуран” өгәткәнләр, кадирлар билән һәмкарлашмиғанлар, ислам қаидилири бойичә өйләнгән вә аҗрашқанлар, пиланлиқ туғут сияситигә динни баһанә қилип арилашқанлар қатарлиқ мәзмунларму орун алған. Қумул шәһәрлик һөкүмәтниң мәзкур уқтурушида юқириқидәк “җинайәт” ләрни өзлүкидин келип иқрар қилғанларниң кәңчилик билән бир тәрәп қилинидиғанлиқи яки кәчүрүмгә еришидиғанлиқини билдүргән.

Дуня уйғур қурултийи дини ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур миллий мәдәнийитиниң бир парчисиға айлинип кәткән дини өрп-адәтләрни “әсәбийлик-ашқунлуқ” билән әйибләп, уйғур миллий мәдәнийитигә һуҗум қиливатқанлиқини билдүрди.

Қумул шәһириниң мәзкур уқтуруши хитай һөкүмитиниң аз дегәндә бир милйондин ошуқ уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқи ғәрб әллиридә күчлүк наразилиқ қозғаватқан бир пәйттә елан қилинди. Хитайниң һөкүмәт авази һесаблинидиған “йәршари вақти гезити” ниң бу хәвәрни инглизчә қилип тарқитишиму алаһидә диққәт қозғиди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити мушундақ мәзгилдә кишиләрни өзини мәлум қилишқа чақириш арқилиқ уйғурлар вә хәлқараниң үмидини сундурмақчи болған.

Сараһ кук ханимниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң райондики террорлуққа бериватқан тәбириниң хәлқарадики террорлуққа берилгән ортақ тәбир билән охшимайдиғанлиқини чүшинивелишта муһим һөҗҗәт һесаблинидикән. Сараһ кок ханим йәнә мундақ деди: “бу хәвәр хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясәтлирини ақлаш һәрикитиниң бир парчиси. Бир җәһәттин алғанда, хитай һөкүмити һәқиқәтән юқириқи ишларни террорлуқ, радикаллиқниң аламити, дәп қариғанлиқтин уни гезиттә елан қилған болуши мумкин. Бу хәвәр мәйли қандақ сәвәб билән елан қилинған болсун, мәнчә, у хитай һөкүмити дәватқан террорлуқниң хәлқарадики террорлуқ билән охшимайдиғанлиқини намаян қилип, хәлқара җамаәтниң диққитини қозғаш үчүн пайдилиқ дәп қараймән.”

Хитай һөкүмити нөвәттә уйғур елидә йолға қоюватқан лагер түзүми вә башқа еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири сәвәблик дунядики демократик әлләрниң күчлүк әйиблишигә дуч кәлмәктә. Америка дөләт мәҗлиси әзалири йеқинда мәхсус “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” ни дөләт мәҗлисидә тонуштурди. Арқидин, канада қатарлиқ 15 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ әлчилири бирликтә хәт йезип, уйғур елиниң партком секретари чен чүәнго билән көрүшүшни тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.