Йәрлик уйғурлар хитайниң “уйғур-хәнзу қошмақ туғқанчилиқ” сияситигә баһа бәрди
2016.12.08
Уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгониң “уйғур -хәнзу қошмақ туғқандарчилиқ” мунасивити қуруш һәрикити бу йил 9-айда оттуриға қоюлди. Бу чен чүәнго бу йил 8-айда уйғур илиға йөткилип келип йолға қойған сиясәтлириниң ичидә ғулғула қозғиған һәрикәтләрниң бири.
Мәзкур һәрикәткә көрә райондики хитай кадирлар уйғур аилиләр билән, уйғур кадирлар хитай аилиләр билән “қошмақ туғқандарчилиқ” мунасивити орнитиши керәк. Бу һәрикәт оттуриға қоюлған қисқиғинә 2 ай ичидә тез кеңийип, уйғур илиниң барлиқ наһийә, йеза, кәнтлирини қаплиған.
Йәрлик уйғур кадирлар вә авам хәлқ бу һәрикәткә қандақ қарайду? биз йәрлик хәлқләргә телефон қилип, уларниң пикрини соридуқ. Җәнубий уйғур илиниң мәлум йезисида олтурушлуқ бир оқутқучи аял, өзи олтурушлуқ йезида хитай аилә болмиғачқа, бир уйғур аилә билән туғқандарчилиқ орнатқанлиқини билдүрди.
Оқутқучи: һәә, бизму туғқан болуватимиз. Бизниңму туғқанлиримиз бар. Бир намрат аилә, йәнә бири сиясәт характерлик йөләйдиған намрат болуп, иккийлән билән туғқан.
Мухбир: у сиясәт характерлик йөләйдиған намрат, дегән қандақ аилә?
Оқутқучи: төвән турмуш пули алидиған, 60 яштин ашқанлардин бәһримән болидиған намратлар. Бизниң бу йәрдә башқа милләт аз болғачқа, шулар билән болуп, шуларниң аилә қийинчилиқини һәл қилип берисиләр. Қандақ немиси болса, өз туғқиниңлардәк һәмнәпәс болуп, өз меһман вә еғир -йеник ишлирида йеқин туруп қилип берисиләр, дәп, бирдин туғқинимиз, бирдин йөләйдиған намрат аилимиз болди. Һәр икки туғқанлиримиз уйғур аилә.
Мухбир: бу һәрикәт “уйғур-хәнзу туғқандарчилиқи” дәвататти, сиз уйғурларни туғқан тутувапсизғу?
Оқутқучи: бизгә хизмәт тәқсиматида шундақ бөлүптикән, хәнзу йолдашлар кәм, уларни уруқ -туғқан болисиләр, шуларни уруқ-туғқиним, дәп билиңлар, дәп.
Уйғур илиниң җәнубидики башқа бир йезида олтурушлуқ йәнә бир уйғур хизмәтчи хадим, бу һәрикәтниң охшашла өзи олтурушлуқ йезида қанат йейиватқанлиқини билдүрүп, униң мәқсити уйғурлар билән хитайлар оттурисидики пәрқни кичиклитиш, дәп көрсәтти.
Уйғур хадим: мушу йәрдиму шундақ болуватиду, уруқ-туғқан болуп шундақ яхши паалийәтләр болуватиду. Идариниң йөләш обйекти қилип, яшинип қалған бир һәдимиз билән бир мейип балини өз ихтиярлиқимиз билән йөләп (туғқан) қилип кетиватимиз. Уларниң һәр иккиси уйғур. Лекин хәнзулар һәм бар. Идариниң башлиқлири бөләк вилайәтләрдә шундақ паалийәтләрни елип бериватиду.
Мухбир: у нимини, тилни қандақ қиливатисиләр? тилни қандақ тепишисиләр?
Уйғур хадим: мәсилән, бизниң идаридә хәнзулар күндә 2 саәттин уйғурчә өгиниватиду. Мундақ ишлар бар. Улар 2 саәт уйғурчә, биз хәнзучә мундақ өгиниш елип бериватимиз.
Мухбир: буни мәҗбурий елип бериш яхши иш, дәп қарапсиз? мәсилән, сизниң аилиңизгә сиз тонумайдиған хәнзуни әкелип, шуниң билән туғқан бол, десә, бу, сиз үчүн бәк еғир туюлмамду? чүнки оттурилиқтики пәрқ бәк чоң.
Уйғур хадим: әмди һөкүмәтниң шундақ қилғини әмди шу чоң пәрқни кичиклитиш. Бешида мәҗбурлап қилған болса, бирәр айдин кейин әркин-азадә қиливетиду. Шуниң билән улар өзи тәдриҗий туғқан болуп, өз-ара издишип, чүшинишип кетиду.
Мухбир: мәсилән, сизниң әтрапиңиздики уйғурларда яки мәһәллә койларда, бундақму боламду? болса өзимизгә қоюп бәрсә бу ишни, өзимиз халиған адәм, халиған йол билән нормал, тәбиий өзиниң ритими билән болса бу иш, һөкүмәт бизгә буни бундақ таңса қандақ болиду, дәйдиған пикир яки наразилиқ барму?
Уйғур хадим: (мән) маву гәпкә җаваб берип болалмайдикәнмән.
Ақсу вилайитиниң мәлум бир наһийәсидики бир баҗханиниң тазилиқ ишчиси уйғур аял, өзиниң бир “хитай туғқини” барлиқини вә шунчилик “яхши” өтүватқанлиқини илгири сүрди.
Тазилиқчи аял : бир туғқинимиз бар, мушу хәнзу йолдаштин бири биз билән туғқан. Шунчилик яхши, келишип қоюқ өтимиз. )Аилә( өз-ара бериш-келиш қилип, тамақ етип йәп, бизни мундақ чақирип, шундақ қилиду.
Мухбир: хәнзулар билән уйғурлар оттурисида шунчилик зор пәрқ бар, икки милләт өз-ара берип-келиш қилған вақитларда қайси мәсилиләрдә өз-ара пикри ихтилапи чиқиду яки болмиса, пикир бирлики болалмайдиған мәсилиләр қайсиси?
Тазилиқчи аял: һәә, мән уни бәк чүшинип йәтмәйла, бу йәрдә һелиқи бир тоғрам нанни талишип йәпла, униң пәрқини бәк айриялмайла қалдим. Ундақ бир-биримизгә немә қилидиған ишларни уқалмайла қалдим.
Мухбир: хәнзулар тамақ мәсилисидә бәк қийнилип кәтмәйду. Чүнки, хәнзуларниңки тамақ мәсилисигә қойған өлчими бир аз кәңрәк, һечқандақ чәк-чегриси йоқ. Әмма уйғурларниң тамақ мәсилисидә чәк-чегриси бар. Чүнки, уйғурлар мусулман, бәзи нәрсиләрни йемәйду. Мәсилән, чошқа йемәйду, ешәк гөши йемәйду, шуниңға охшаш һарам қилинған бәзи нәрсиләр бар, шуларни қәтий йемәйду. Уларниң өйигә барғанда бу мәсилини қандақ һәл қилисиләр?
Тазилиқчи аял: улар һазирқи вақитларда ундақ нәрсиләрни йемәйдиған болуп кәтти. Мән униңға бәк немә қилмаймән. Ундақ шәк чүшмәйду. Һазир улар у нәрсиләрни бир тал йемәйдиған болуп қалди.
Мухбир: бу мәсилидә бир сөһбитиңлар болдиму? мәсилән, биз йемәймиз чошқини, сән қандақ етиватисән? қайси қазанни ишлитиватисән? дегән мундақ бир сөһбәт яки униң сизгә болған бир чүшәндүрүши бу тоғрилиқ?
Тазилиқчи аял: уни демиди, униңдин шәкләнмиди. У су дегән һәммә нәрсини паклайдиған нәрсә, лекин улар һелиқи микробларға бәк диққәт қилиду, улар.
Мухбир: яқ, бу йәрдики мәсилә микроб мәсилиси әмәс, мениң сораватқиним, уйғурлар мусулман хәлқ болғачқа, уларда һалал-һарам мәсилиси барғу, шуни сораватимән?
Тазилиқчи аял: һәә...Һә,һә, яқ, яқ. Мән уни ундақ шәклинип бақмиди.
Хитай ахбарат васитилириниң қәйт қилишичә, “туғқандарчилиқ” һәрикити уйғур райондики “инақ кәйпият”ниң ипадиси. Әмма чәтәлдики уйғур мутәхәссислириниң қаришичә, “дин, мәдәнийәт, тил, өрп-адәт вә турмуш усули пәрқлиқ бу икки хәлқни өз-ара “туғқандарчилиқ” қа мәҗбурлаш бир хил “сиясий тактика”.
Америкида турушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат, хитайниң мәқсити уйғур җәмийитини контрол қилиш” дәйду.
Доктор қаһар барат: “милләтләр арисидики мунасивәтни яхшилаштики 1-мәсилә, милләтләр бир-бирини һөрмәт қилиш, һәр қайси милләтләрниң өрп-адәт, турмуши вә һаятиға һөрмәт қилиш 1-орунда болиду. Мушундақ болғанда милләтләр арисида тоқунуш азрақ чиқиду. Әмди бу йәрдики буларниң ишлитиватқан бир тактикиси асасән уйғурларни хитай аилиләр билән йеқинлаштуруш, мунасивәтни сүний һалда чиң бағлаш арқилиқ уйғур җәмийитини қатламму-қатлам контрол қилишни мәқсәт қилған” деди.
Доктор қаһар баратниң қаришичә, буниң нәтиҗисиниң қандақ болуши уйғурларға бағлиқкән.
У мундақ дәйду: “уйғурлар билән хитайлар дин, тил, өрп-адәт җәһәтләрдә пәрқлиқ. Әмди бу йәрдә бунчила җиқ адәм күчи вә иҗтимаий торни чачқан әһвалда чоқум униң бир тегишлик үнүми болиду. Лекин буниң нериси уйғурлар өзигә бағлиқ. Буниң милләтләр оттурисидики мунасивәтни өз-ара бир-биригә һөрмәт қилиш асасида тикләш немисигә бу қандақ тәсир қилиду, биз һазир уқмаймиз. Лекин булар бир ғәлитә ишлар.”
Чен чүәнго илгири тибәт аптоном районлуқ парткомниң секретарлиқини атқурған мәзгилдә, хитайлар билән тибәтләр өз-ара той қилиш һәрикити башлап, өз-ара тойлашқан тибәт-хитай җориларға нурғун етибар бериш сиясәтлирини чиқарған иди.
Әмма, униң бу һәрикити тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Улар чен чүәнгониң сияситини мәҗбурий ассимилятсийә, дәп әйиблигән иди.