Рабийә қадир ханим австралийә һөкүмәт даирилиригә уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат бәрди
2018.04.02

Йеқинда дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим австралийәдики аммиви тәшкилатлардин “австралийә шәрқий түркистан җәмийити”, “викторийә уйғур җәмийити” вә “австралийә уйғур җәмийити” қатарлиқ уйғур тәшкилатлириниң орунлаштуруши билән бир һәптилик хизмәт зиярити үчүн австралийәгә кәлгән иди.
Мәлум болушичә, рабийә қадир ханимниң бу қетимқи австралийә сәпири 26-март күни пайтәхт канберра шәһиридә башланған зор көләмлик намайишқа тоғра кәлгән. Шу қетимлиқ намайишта австралийәдики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, уйғур диярида көпләп ечиливатқан “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә болған қаршилиқини вә күчлүк ғәзәп-нәпритини ипадилигән иди.
Рабийә ханим шу қетимлиқ намайишқа иштирак қилғандин кейинки һес қилғанлири һәққидә зияритимизни қобул қилғанда, бу қетим өткүзүлгән зор көләмлик намайишниң бир муһим мәқситиниң уйғурлар дуч келиватқан аччиқ реаллиқни дуняға әслитиш арқилиқ дуня җамаәтчиликиниң диққитини тартиш болғанлиқини тәкитлиди.
Рабийә қадир ханимниң билдүрүшичә, канберра шәһиридики зор намайишниң бир муһим мәзмуни сәп тартип һәрқайси дөләтләрниң австралийәдә турушлуқ әлчиханилири алдиға топлиниш арқилиқ уйғурларниң қандақ бастурушларға учраватқанлиқини башқа кишиләргиму билдүрүш болған икән. Дәрвәқә, намайишчилар буниң нәтиҗисини шу күнила көрүшкә муйәссәр болған. Австралийәниң һөкүмәт тәрәп хадимлири шу күнила рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур паалийәтчиләр билән намайиш нәқ мәйданида көрүшкән.
Көп тәрәплимилик учурлар рабийә қадир ханимниң бу қетимқи австралийә сәпириниң хитай билән австралийә оттурисидики мунасивәт анчә яхши болмайватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгәнликини көрсәтмәктә.
Мәлум болушичә, 2009-йили рабийә қадир ханимниң һаяти әкс әттүрүлгән “муһәббәтниң он шәрти” намлиқ һөҗҗәтлик филим австралийәниң мелбурн шәһиридә қоюлмақчи болғанда хитай һөкүмитиниң бу ишқа тосқунлуқ қилишқа урунуши сәвәблик бир қетимлиқ зор ғовға көтүрүлгән иди. Бу қетим гәрчә ундақ зор сүркилиш көрүлмигән болсиму, хитай-австралийә мунасивитидә ашкара “дәз” ләр көрүлүватқан мәзгилдә рабийә ханим австралийәдики намайишчилар сепигә қошулған. Болупму, хитайниң иқтисадий вә сиясий җәһәтләрдә австралийәгә сиңип киришигә қарши австралийә хәлқи ичидә бир омумий муназирә көтүрүлүватқанда рабийә қадир ханимниң австралийәгә келиши австралийә һөкүмәт хадимлириниң тегишлик диққитини тартқан.
“австралийә уйғур җәмийити” ниң рәиси мәмтимин әла бу һәқтә мәлумат берип, өзлириниң австралийә һөкүмәт хадимлири билән учришишиниң мушундақ бир пәвқуладдә вәзийәткә тоғра кәлгәнликини ейтти.
Рабийә қадир ханим билән бирликтә бу қетимқи учришишқа иштирак қилған мәмтимин әланиң билдүрүшичә, парламент әзаси тоний запия билән австралийә парламентиниң сенатори сараһ хансон яң нуқтилиқ қилип бирнәччә мәсилә һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәтләшкән. Рабийә қадир ханимниң австралийә һөкүмәт хадимлири билән дәсләп болуп канберра шәһиридики намайиш мәйданида учришиши иҗабий вә әмәлий қиммәткә игә болуп, униң үнүми тезла намаян болған.
Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләрниң пикиригә қариғанда, нөвәттә уйғурлар мәсилисиниң һәқиқий әһвалини ташқи дуняға, болупму һәрқайси дөләтләрдики һөкүмәт хадимлириға билдүрүши уйғур давасиниң хәлқарада техиму зор қоллашқа игә болушида зор әһмийәткә игә икән. Көзәткүчиләр бу нуқтидин рабийә қадир ханимниң австралийә зияритини “утуқлуқ болған бир қетимлиқ сәпәр,” дәп қаримақтикән.