Рамизанлиқ тәдбир бойичә хотәндә һәр бир аилидә бир кадир йетип -қопмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.05.31
ramazan-ramizan-ramzan-meschit-namaz.jpg Хитай уйғурларниң яғлиқ чигиш, сақал қоюш вә роза тутушлирини чәкләватқан мәзгилдә, мәсчиттә намаз өтәватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Һәр йили рамизан мәзгили хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини һәссиләп тәқиб қилидиған вә чәкләйдиған пәйти.

Хитай даирилириниң бу рамизанда алған тәдбирлири техиму қаттиқ вә қобул қилғусиз дәриҗигә йәткән болуп, һәтта деһқан, чарвичиларниңму роза тутушини чәкләш үчүн һәр аилигә бирдин назарәтчи кадирни сәплигән, даириләр кәнттә туридиған бу кадирларға рамизанниң алдинқи 10 күнидә деһқанлар билән “5 тә биллә болуш ” қа капаләтлик қилиш вәзиписини бәргән. Буниң билән рамизан һарписидин башлап һәр бир уйғур деһқан мушундақ күтүлмигән меһмандин бирни өйидә қондурушқа мәҗбур болмақта икән.

Рамизан кириши билән хитай даирилириниң һәр саһәдикиләрни хитайниң қизил байриқи астида коллектип позитсийә билдүрүш паалийитигә орунлаштуруп партийә әзалири, кадирлар вә амминиң “үч хил күч” кә қарши күрәш қилиштики мәйданини ипадиләшкә селиватқанлиқи вә мушу мәзгилдики муқимлиқни җан тикип қоғдаш тәлипи қоюватқанлиқи мәлум. Тәңритағ тори қатарлиқ хитай учур васитилириниң хәвиригә қариғанда, нөвәттә уйғур аптоном районида “әлрайини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” бойичә кәнттә турушлуқ хизмәт әтрәтлириниң 50 нәччә миң әзаси бар болуп, 5-айниң 29-күни чүштин бурун үрүмчи вақти саәт 7дә, аптоном районлуқ “әлрайини билиш, әлгә нәп йәткүзүш, әлни майил қилиш” бойичә кәнттә туруш хизмитигә рәһбәрлик қилиш гурупписи ишханисиниң орунлаштуруши билән пүтүн район тәвәсидики кәнт (мәһәллә)тә турушлуқ хизмәт әтрәтлириниң 53 миң әзаси, кәнт (мәһәллә) партийә ячейкилириниң 11 миң секретари бирла вақитта һәйвәтлик бәшюлтузлуқ қизил байрақ астида коллектип позитсийә билдүрүш паалийитигә қатнаштурулған. Болупму улар аптоном районниң иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш тоғрисидики орунлаштурма-тәләплирини әмәлийләштүрүп, “үч хил күч” ниң сиңдүрмичиликигә қәтий қарши туруш үчүн күч қошидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.

Хәвәрдә йәнә шу күни, аптоном райони бойичә 6 милйон 270 миңдин көпрәк партийә әзаси, кадир вә амма кәнт(мәһәллә) ләрдики байрақ чиқириш нуқтилириға йиғилип, бу паалийәткә қатнашқанлиқи көрситилди.

Кәнттә турушлуқ хизмәт әтрәтлириниң 6-нөвәтлики йеқинда һәр қайси кәнтләргә чүшкән иди. Биз рамизанда бу кәнтләрдә турушлуқ кадирларниң бу қәдәр җиддий ипадә билдүрүп йәнә қандақ алаһидә вәзипиләрни өтүватқанлиқини игиләш үчүн, сиясий, иҗтимаий вәзийити әң җиддий вә әң күчлүк муқимлиқ тәдбирлири йүргүзүлүватқан хотәндин мәлумат елишқа тириштуқ. Мәлум наһийидики бир сақчиханидин, бу җайда йүргүзүватқан рамизанлиқ муқимлиқ тәдбирлири һәққидә соаллиримизға җаваб бәргән бир сақчи, сақчи вә кадирларниң нөвәттики муқимлиқ вәзийити җиддий пәйттә, шәнбә, йәкшәнбилириму дәм алмай хизмәт қиливатқанлиқини, болупму рамизанда һәр бир дөләт мәмури вә кадирларниң деһқанлар билән 5 тә биллә болуш вәзиписини ишқа ашуруш үчүн, өзигә вәзипә қилинған аилиләрдә 10 күнгичә йетип -қопидиғанлиқини билдүрди.

Бу сақчидин ашкариланған “5 биллә болуш” тәдбири һәққидә хотәнниң йәнә бир йезилиқ һөкүмәт ишханисидин сориғинимизда, телефон алған кадир тәпсилий җаваб бериштин өзини қачуруп, буниң деһқанларниң иқтисадий киримини ашурушни мәқсәт қилған намратларни йөләш тәдбири икәнликини қәйт қилған болсиму, дәл рамизанниң алдинқи 10 күнидә елинған бу тәдбирниң деһқанларниң диний паалийәтлирини көзитиш вә чәкләшни һәм тәрбийә қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини йошуруп қалалмиди.

Қарақаштики бир деһқан рамизан башланмай турупла өзиниң өйидә бир әмәс‏, бир нәччә кадирниң алмишип туруватқанлиқини вә деһқанлар бу түзүмгә мәҗбурий көндүрүлүватқанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.