Ши җинпиңниң “ечилип сайраш” чақириқи хитай җәмийитидә гуман қозғиди
2013.02.07

У йәнә мәсилиләр һәққидә билгинини демәй қоймаслиқ, дегәндиму һәммини дейиш тәшәббусини оттуриға қойған. Ши җинпиңниң бу сөзлири түнүгүндин бери хитай җамаәт пикри сорунлирида күчлүк инкас қозғиди. Инкасларда, ши җинпиңниң бу чақириқи мав зедуңниң 1956-йилдики ечилип сайраш чақириқиға охшитилип, бу чақириқиниң әмәлийлишиш күчи йоқлуқи илгири сүрүлди.
Хитай компартийисиниң ғоллуқ рәһбәрлири түнүгүн бейҗиңда аталмиш демократик партийә-гуруһлар вә аммиви тәшкилатлар вә партийисиз затлар билән бирликтә баһар байримини күтүвелиш мурасими өткүзгән. Мурасимда хитай компартийисиниң баш секретари ши җинпиң сөз қилип, компартийиниң буниңдин кейин демократик назарәтни техиму күчәйтидиғанлиқини оттуриға қойған вә компартийә сиртидики затларни компартийиниң, мәсилиләрни байқаш, мәсилиләрни тәһлил қилиш вә мәсилиләр һәл қилиш вә йетәрсизликлирини түзитишигә ярдәм беришкә чақирған.
У бу нуқтида пикрини техиму айдиңлаштуруп, компартийә рәһбәрлик қатлимини кәскин тәнқидләргә қарита кәң қорсақ болушқа, тәнқидтә дейилгән мәсилә растинила мәвҗут болса түзитишкә, болмиса униңдин сақлинишқа чақирған. У сөзидә йәнә партийә сиртидикиләргә хитаб қилип, уларни мәсилиләр үстидә раст гәп қилишқа, билгинини демәй қоймаслиққа, дегән чағдиму толуқ дейишкә дәвәт қилған. Ши җинпиңниң бу сөзлири шинхуа агентлиқиниң торида елан қилинғандин кейин, бирқанчә саәтниң ичидә 10миңдин артуқ инкас йезилған; инкасларда, әгәр ши җинпиң бу пикридә сәмимий болса, ахбарат чәклимисини бикар қилишни вә кишиләрниң тәшкиллиниш әркинликигә йол қоюшни тәшәббус қилған. Җуңго яшлар нәшриятиниң мудири пең миңбаң очуқ исми билән инкас қайтуруп, “ундақта, әркин ахбаратқа йол қоюлсун,, иҗрасини төт көзимиз билән күтүватимиз” дегән. Йәнә бәзи инкасчилар болса, ши җинпиңниң юқириқи сөзлириниң пәқәт байрамлиқ сөзләр икәнликини, униң әмәлийлишишниң нөвәттики сиясий түзүлмидә тамамән мумкин әмәсликини оттуриға қойған. Йәнә бәзи инкасчилар, ши җинпиңни шоарвазлиқ вә рәңвазлиқ билән әйиблигән вә мәсхирә қилған.
Дейилгәндәк бир қанчә саәттин кейин, шинхуаниң ториға йезилған юқириқидәк инкаслар тамамән өчүрүлүшкә башлиған. Һәтта ши җинпиниң шәхсий блогидинму юқириқи темидики тәнқидләр өчүрүветилгән. Хитайчә б б с ниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилишичә, бәзи көзәткүчиләр, ши җинпиңниң мәзкур чақириқини, мав зедуң 1956-йили оттуриға қойған ечилип-сайраш чақириқиға охшатқан. Мав зедуң шу қетим “һәммә гүлләр тәкши ечилиш, һәм қушлар бәс-бәстә сайраш” шоарини оттуриға қоюп, кишиләрни партийә вә һөкүмәттә сақланған мәсилиләрни паш қилишқа үндигән. Мав зедуң аридин бир йил өткәндә оңчиларға зәрбә бериш долқуни қозғап, бир йил бурунқи чақириқиға аваз қошуп ечилип сайриғанларни қаттиқ вә омумйүзлүк җазалиған. Б б с ниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, шу чағда хитайда оңчиларға зәрбә бериш долқунида, җәмий 550 миңдин көпрәк киши җазалинип, буниң көп қисми түрмиләргә ташланған, бир қисми өлүмгә буйрулған.
Тарихий материялларда көрситилишичә, әйни йилларда ечилип сайраш долқуни уйғур районидиму юқири пәллигә чиққан болуп, ечилип сайриған уйғур зиялийлири бир йилдин кейин оңчи вә йәрлик милләтчи қалпиқи кийдүрүлүп җазаланған. Өмриниң ахирини қазақистанда өткүзгән сабиқ шәрқи түркистан миллий армийә офитсери сабит абдурахманниң бир мақалисидә баян қилинишичә, мәшһур уйғур зиялийлиридин абдуреһим әйса, ечилип сайраш мәзгилидә пикир баян қилип, уйғурларниң хәнзуларниң ярдимисизму сотсиялизм қуралайдиғанлиқини вә дөләт башқуралайдиғанлиқини, уйғур хәлқиниң өз земинида уйғуристан җумһурийити қурушни арзу қилидиғанлиқини, шуңа хитай компартийиси вә армийисиниң уйғур районидин чекинишини тәләп қилған. Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, абдуреһим әйса мәзкур сөзлири сәвәблик 1957-йили йәрлик милләтчи болуп җазаланған.
Юқириқидәк тарихий пакитларни вә нөвәттики реаллиқни көздә тутқан хитай вә уйғур көзәткүчиләр, ши җинпиң “билгинини айимай дейиш вә һәммини дейиш” тәшәббусиға гуман билән қарашмақта.