Вашингтон почта гезити: ши җинпиңниң пилани дунядики демократийә, кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға хирис пәйда қилиду
2018.02.28
Ши җинпиң буниңдин 5 йил аввал хитайниң рәислик һоқуқиға олтурғанда нурғун кишиләрдә хитай тәдриҗий сиясий көп қутуплуқ вә қанун билән башқуруш йолиға маңиду, дәйдиған бир үмид бар иди. Әйни чағда бәзиләрниң ахбарат вә иҗтимаий таратқуларда һөкүмәтни тәнқид қилиши, мустәқил адвокатларниң сот мәһкимилиридә адаләт тәләп қилишиға қисмән йол қоюлуп кәлгән иди.
Дуня банкиси ши җинпиң һоқуқ тутуш һарписида елан қилған “2030-йилдики хитай” дегән темидики доклатида, “хитай һөкүмитиниң өзини қанун билән иш беҗиридиған, әқилгә мувапиқ, пакиз, очуқ ашкара вә юқири үнүмдарлиққа игә заманиви бир һөкүмәткә өзгәртишкә еһтияҗлиқ” икәнлики тәкитләнгән иди. Лекин у һоқуқ тутқан йеқинқи 5 йилда хитай һакимийити дәл буниң әксигә қарап өзгәрди.
Шуңа униң өткән йәкшәнбә күни асасий қанунға өзгәртиш киргүзүп, хитайниң дөләт рәисиниң 2 нөвәт һоқуқ тутуш чәклимисини бикар қилиш қарари хәлқара ахбарат васитилиридә, кишилик һоқуқ тәшкилатлирида вә хитай өктичилиридә зор ғулғула, муназирә вә әндишә қозғиған иди.
“вашингтон почтиси гезити” сәйшәнбә күни елан қилған баш мақалисидә, ши җинпиңниң мав зедоң дәвридики паҗиәлик тәҗрибә савақларни унтуп, 21-әсирдә истибдатлиқниң йеңи моделини тикләшкә киришкәнликини тәкитлигән. Баш мақалидә қәйт қилишичә, “униң һәрикити техиму кәң әркинликкә еришиш койидики хитайларға хирис пәйда қилипла қалмай, бәлки йәнә пүтүн дунядики демократийә вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға хирис пәйда қилидикән.”
Америка әркинлик сарийи сәйшәнбә күни елан қилған баянатида, юқириқи чәклиминиң бикар қилиниши ши җинпиң дәвридики бастуруш вә контроллуқни техиму еғирлаштуридиғанлиқини агаһландуриду.
Әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сара кук ханим ниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити мәвҗут хәлқара системиға хирис қилип, хәлқара өлчәм, хәлқара органларни қайта шәкилләндүрүшкә урунуватқан мәзгилдә бу техиму яман тәсир пәйда қилидикән.
Сара кук мундақ дәйду: “хитай рәисиниң вәзипә өтәш муддитиниң бикар қилиниши шу сигнални бериду. Ши җинпиң дәвридә әшәддийлишип кәткән контрол қилиш вә бастуруш бир адәм һөкүмранлиқ дәвридә яхшиланмайду, бәлки техиму әшәддийлишиду. Компартийәниң бу қарари йәнә бейҗиңниң изчил бесими астида туруп кәлгән хоңкоң вә тәйвәндики демократик күчләргә уларни әндиктүридиған бир сигнал бериду. Шуниң билән биргә компартийәниң бу қарари иҗра қилинса униң хәлқара тәсири техиму чоң болиду. Болупму хитай һөкүмити хәлқара өлчәм вә хәлқара органларни қайта шәкилләндүрүшкә урунуватқан бундақ бир мәзгилдә униң техиму кәң көләмлик болиду.”
Америка һөкүмитидә узун йиллардин бери әгәр хитайниң иқтисади тәрәққий қилип, хәлқ турмуши яхшиланса, бу хитай җәмийитиниң либераллишип, униң демократийә, кишилик һоқуқни қобул қилиши вә хәлқара системиға маслишишиға түрткә болиду, дегән қараш изчил үстүнлүкни игиләп кәлгән иди. Лекин сара кукниң агаһландурушичә, әгәр ши җинпиңниң мәңгүлүк рәис болуш йоли ечилса, юқириқи үмид еғир зәрбә йәйдикән.
Сара кук: “әгәр бу мәсилигә америка һөкүмитиниң нуқтиинәзиридин қарисақ, узундин буян нурғун кишиләрдә хитайниң иқтисади тәрәққий қилип күчәйсә, у хәлқара күчкә айланса, бу униң хәлқара системиға техиму маслишишиға түрткә болиду. Бу униң сиясий системисиниң либералллишишиға йол ачиду, дәйдиған қараш мәвҗут иди. Кишиләрдики бу қараш узундин буян муһим орунни игиләп кәлди. Лекин, компартийәниң бу қетим алған қарари бу һәқтики үмидләрни пүтүнләй йоққа чиқириду” деди.
Америкидики хитай вәзийәт анализчиси чен покоң әпәндиниң көрситишичә, ғәрб юқириқи мәсилидә хитайни хата мөлчәрлигән. У, ғәрбниң диктаторилиқ хитайниң һүҗәйрисигә чоңқур сиңип кәткәнликини пәрәз қилалмиди” дәйду.
Чен покоң: “ғәрб, диктаторилиқ хитайниң һүҗәйрисигә чоңқур сиңип кәткәнлики, униң нәччә миң йиллиқ тарихи барлиқини пәрәз қилалмиди. Хитай рәһбәрлиридә бир хил туғма диктаторилиқ һүҗәйриси бар. Улар даим диктаторилиққа майил. Йәнә бир хил амил, хитай рәһбәрлири ғәрбниң ярдимидә тәрәққий қилғандин кейин, улар туюқсиз бай болуп кәткән адәмдәк терисиға сиғмай қалди. Улар қолидики пулға тайинип һәрбий күчини әсәбийлик билән тәрәққий қилдурушқа, ғәрбкә шилтиң етишқа башлиди. Униң әһвали худди деһқан билән йиланниң доң го әпәнди билән бөриниң һекайисигә охшап қеливатиду” деди.
“вашингтон почтиси гезити” ниң баш мақалисидә тәкитлинишичә, ши җинпиң һакимийәт сориған йеқинқи 5 йилда сабиқ компартийә рәһбири дең шавпиң тиклигән коллектип рәһбәрлик түзүми бузуп ташланған. У, черикликкә қарши туруш намида сиясий рәқиблирини йоқитип, һәрбий вә сақчиниң һоқуқини чаңгилиға алған. Пуқраларниң әркинлики күнсери боғулуп, интернет қаттиқ контрол қилинған. Адвокатлар тутқун қилинип, тән җазасиға учриған, мәҗбурий иқрар қилдурулған вә сотланған.
Чен покоң әпәнди, ши җинпиң юқириқи чәклимини бикар қилишта муқимлиқни баһанә қилғанлиқи, бирақ буниң хитайға муқимлиқ әмәс, техиму муқимсизлиқ елип келидиғанлиқини илгири сүрди. Униң көрситишичә, бу партийә ичидә техиму кәскин тоқунушларға сәвәб болидикән.
Чен покоң мундақ дәйду: “улар мәңгүлүк рәислик муқимлиқ елип келиду, дәйду. Бирақ бу дәл муқимсизлиқ елип келиду. Бу мав зедоң дәвридә испатланған реаллиқ. Әмәлийәттә мав зедоң өлгәндин компартийә ичидики һоқуқ талишиш күриши ундақ кәскин болуп бақмиди. Әсли демократик сайлам, биләт ташлап сайланған қанунлуқ дөләт башлиқи муқимлиқниң һәқиқий капалити. Әгәр ши җинпиң бу йолда маңса, у партийә ичидики башқа кишиләрниң өсүш пурситини тартивалған болиду. Бу партийә ичидики һәр қайси гуруһларниң наразилиқини қозғап, улар оттурисидики һоқуқ талишиш тоқунушини кәскинләштүриду.”
Әркинлик сарийидики сара кук бу мәсилидә чен покоң әпәнди билән пикирдаш, сараһ кукниң қәйт қилишичә, мәңгүлүк рәислик қисқа муддәттә қисмән муқимлиқни сақлисиму лекин бу узун муддәттә техиму зор муқимсизлиқларни кәлтүрүп чиқидикән.
У мундақ дәйду: “әгәр биз қисқа муддәттин алсақ хитайниң вәзийитидә бастуруш бурунқидин техиму қаттиқ болуши мумкин. Лекин, оттура вә узун муддәттин алғанда бундақ җәмийәтләр сиясий җәһәттин техиму муқимсиз болиду. Мәсилән, 1989-йили тйәнәнмен вәқәси бастурулуп, хитайда диктаторилиқ күчәйгән болсиму, бирақ униңда муқимсизлиқ техиму еғирлашти. Истибдат дөләтләрдә һәр хил чәклимиләр күчәйгәнсери униңда һоқуқни оңушлуқ вә тәртиплик өткүзүп бериш қатарлиқ мәсилиләр техиму гәвдилик ипадилинип, бу униң аҗиз һалқилириниң бири болуп қалиду.”
“вашингтон почтиси гезити” ниң сәйшәнбә күни елан қилинған баш мақалида, “өтмүштики мав зедоң вә сабиқ совет иттипақи рәһбири сталинниң мутләқ диктаторилиқ тәсәввури мәғлуп болғанлиқи” әскәртилип, “бирақ ши җинпиң 21-әсирниң сүний әқил техникисиға таянған бир йеңи диктаторилиқни тәсәввур қиливатиду” дейилгән.