Ши җинпиң өзини истепаға чақирған намсиз хәтниң игисини тепип чиқишқа урунмақта
2016.03.30

Хитайда дөләт рәиси ши җинпиң истепаға чақирилған намсиз хәт елан қилинғандин кейин, тутқун қилиш һәрикити башлинип кәткән. Даириләр бу намсиз хәтни зади кимниң язғанлиқини ениқлап чиқиш үчүн “гуманлиқ” дәп қаралған кишиләрни вә уруқ-туғқанлирини тутқун қилип, сорақ қилған. Бүгүн германийәдә вә америкида турушлуқ икки нәпәр хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ахбаратларға мәлумат берип, хитай даирилиридин тутқун қилинған қериндашлирини дәрһал қоюветишни вә инсанларниң пикир әркинликигә һөрмәт қилишни тәләп қилди.
Мушу айниң бешида хитайдики “вуҗйе хәвәрләр тори” да хитай дөләт рәиси ши җинпиңни вәзиписидин истепа беришкә чақирған бир парчә намсиз хәт елан қилинған иди. “садиқ компартийә әзалири” дегән имза билән елан қилинған бу хәттә ши җинпиңниң чирикликкә қарши уруши, һоқуқни өз қолиға мәркәзләштүрүши вә шундақла ахбарат-учур әркинликигә қоюватқан чәклимилири қаттиқ тәнқид қилинған. Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән бағлиниши барлиқи илгири сүрүлгән вуҗйе тор бетигә қоюлған бу хәт наһайити тезлик билән өчүрүветилгән вә бу тор бәтниң хаккирларниң һуҗумиға учриғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма вәқәдин кейин сақчилар хәтниң игилирини тепип чиқиш үчүн кәң көләмлик тутқунни башливәткән.
Бүгүн, америкиниң нюйорк шәһиридә олтурушлуқ хитай паалийәтчиси вен йүнчав вә германийәдики хитай өктичи язғучи чаң пиң хәлқара мәтбуатларға баянат берип, өзлириниң хитайдики аилә-тавабиатлириниң даириләр тәрипидин тутқун қилинип, сорақ қилинғанлиқини, сақчиларниң улар арқилиқ бу иккисигә бесим қилишқа урунғанлиқини җакарлиди. Улар шундақла бу “намсиз хәт” билән алақиси йоқлуқини, униң язғучиси әмәсликини билдүрди.
Мәлум болушичә, чаң пиң журналист җяҗя бейҗиң айродромида хоңкоңға кетиватқанда тутқун қилинғандин кейин “германийә авази” радиосида бир парчә мулаһизә елан қилип, ши җинпиңниң пикир әркинликигә қиливатқан бесимини тәнқид қилған. Униң бу мақалиси елан қилинип узун өтмәйла сичүән сақчи даирилири униң икки инисини вә сиңлисини тутқун қилған. Сақчилар улардин чаң пиң тоғрилиқ соал сориған вә униң билән алақилишиш номурини ейтип беришни тәләп қилған.
Чаң пиңниң истансимизға билдүрүшичә, сақчилар йәнә васитичи арқилиқ униңға гәп йәткүзүп, әгәр чаң пиң “германийә авази” да ши җинпиңни тәнқид қилип елан қилған мақалисини өчүрүвәтсә, биз униң қериндашлирини қоюп беримиз, дегән.
Сақчилар 28-март күни униң инилиридин бирни қоювәткән. Әмма сақчилар чаң пиң әгәр уларниң тәлипини орунлиса йәнә бир инисиниму қоюветидиғанлиқини уқтурған. Чаң пиңниң билдүрүшичә, сақчилар униңға йәткүзгән гепидә сақчилар униңға үч хил тәләп қойған. Биринчиси, хитайниң вейшиң “үндидар” ториға йоллиған учурини өчүрүветиш, иккинчиси, мақалилирини өчүрүветиш, үчинчиси, әмди ундақ тәнқидий мақалиләрни язмаслиқ.
Әмма чаң пиң “җуңгода өзгириш” намлиқ аммиви тәшкилатниң тор бетидә елан қилған баянатида, һәрбир пуқраниң дөләт рәһбәрлириниң сиясәтлирини тәнқид қилидиған пикир әркинликигә игә икәнликини әскәртти вә хитай компартийисини хәтни язди дәп гуманланған кишиләрни вә уларниң аилә-тавабиатлириға қаратқан тәқиб вә зораванлиқни аяғлаштурушни, журналистлар, тор язғучилирини тәкшүрүшни тохтитишни тәләп қилди. У шундақла өзиниң 20 йиллиқ кәспий журналист болуш сүпити билән мустәқил вә тоғра учурларни йәткүзүшни давам қилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, хитай һөкүмитиниң чәтәл ахбаратлириғиму арилашмақчи болуватқанлиқини тәнқид қилди.
Нюйоркта олтурушлуқ хитай паалийәтчиси вен йүнчавниң билдүрүшичә, сақчилар униң 65 яшлиқ аниси билән 72 яшлиқ дадисини тутқун қилған болуп, вен йүнчав һазирғичә аилисидин хәвәр алалмиған. У, яшинип қалған ата-анисиниң саламәтликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәтқиқатчиси виллиямни бүгүн “христиан тәтқиқатлири” гезитигә бәргән мулаһизисидә өктичи авазларниң аилә-тавабиатлириға бесим ишлитиш мәсилисиниң йеқинқи йиллардин буян хитайда техиму көп көрүлүшкә башлиғанлиқини ейтқан. Биз бүгүн йәнә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә журналистларни қоғдаш тәшкилатиниң хитай ишлириға мәсул тәтқиқатчилириниң бу һәқтики көз қарашлирини елиш үчүн телефон қилған болсақму, улар хизмәт сәвәбидин сиртларға чиқип кәткәнликтин өзлири билән биваситә сөзлишәлмидуқ.
Ши җинпиң һакимийәт бешиға олтурғандин буян хитайда пикир вә учур әркинликиниң, кишилик һоқуқниң кәйнигә чекинип кәткәнлики вәзийәт көзәткүчилири тәрипидин тилға елинип келиватқан бир мәсилә. Бирақ, вашингтонда турушлуқ хитай ишлири тәтқиқатчиси бил байшоп хитай һөкүмитиниң бир парчә имзасиз хәткә бунчивала қаттиқ инкас қайтурушиниң өзини һәйран қалдурғанлиқини ейтқан. У “христиан тәтқиқатлири” гезитигә қилған сөзидә “хитай җамаәт хәвпсизлик органлириниң һәрикити ахири берип бу ишни хәлқара бир мәсилигә айландурувәтти” дегән. Дәрвәқә, бүгүн вәқә һәққидики хәвәр вә бүгүнки икки нәпәр хитай өктичиниң аилә тавабиатиниң тутқун қилинғанлиқи с н н, б б с телевизийәлири, нюйорк вақти гезити, вашингтон почтиси, муһапизәтчи вә шуниңдәк нурғун даңлиқ хәвәр мәнбәлиридә кәң елан қилинди.
Хитай сақчи даирилири мәзкур хәткә четишлиқи бар болуши гумани билән һазирғичә 15-20 гичә болған кишини тутқун қилған болуп, көзәткүчиләр ши җинпиңниң бу хәткә бунчивала җиддийлишип кетишидики сәвәбни, бири, униң язғучисиниң ениқсизлиқи вә һөкүмәткә қарашлиқ бир тор бәттә елан қилиниши дәп мөлчәрлисә, иккинчи, сәвәбни униң дәл хитайда икки йиғин башлиништин аввал елан қилинишиға мунасивәтлик, дәп қаримақта.