Ши җинпиңниң “қош чарә” арқилиқ чирикликни йоқитиш һәрикити қанунсизлиқ, дәп тәнқидләнди

Мухбиримиз ирадә
2016.12.06
qosh-chare-xitay-shi-jinping.jpg Америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати елан қилған “алаһидә чарә-хитай компартийисиниң қош чарә системисидики тутқун вә тән җазаси” мавзулуқ “қош чарә” системиси анализ қилинған доклатта ишлитилгән сүрәт.
hrw.org

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң һакимийәткә олтурғандин бери “чирикликкә қарши күрәш” ни башлап, чоң-кичик нурғун әмәлдарни җазалиди. Буни иҗра қилишта хитай компартийисиниң “бәлгиләнгән вақитта, бәлгиләнгән орунда тәкшүрүшни қобул қилиш” дәйдиған интизам тәкшүрүш вә җазалаш чариси қоллиниливатқан болуп, кишилик һоқуқ органлири бу системиниң қанунсизлиқини билдүрмәктә. Америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн хитайчә “Шуаңгүй” дәп атилидиған бу система һәққидә әтраплиқ бир доклат елан қилип, ши җинпиңни бу қанунсиз һәрикәтни дәрһал тохтитишқа чақирди.

Бүгүн, америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати “Алаһидә чарә-хитай компартийисиниң қош чарә системисидики тутқун вә тән җазаси” мавзулуқ бир доклат елан қилди. 127 Бәттин тәркиб тапқан бу доклатта хитайчә “шуаңгүй” дәп атилидиған “Қош чарә” системиси анализ қилинған. Қош чарә 1990 ‏-йилларда хитай компартийиси өзи партийә интизамини, партийә әзалирини тәкшүрүш үчүн йолға қойған бир хил чарә болуп, униң мәниси “бәлгиләнгән орун вә бәлгиләнгән вақитта мәсилини тапшуруш” яки “тәкшүрүшни қобул қилиш” дегәндин ибарәт икән. “қош чарә” мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин йүргүзүлидиған болуп, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати “қош чарә” ниң һечқандақ қануний асасқа игә болмиған, компартийә әзалириниң ғәйрий рәсмий вә намәлум бир орунда, муддәтсиз тутуп түрүлүшни күчкә игә қилидиған қанунсиз вә зораванлиқ түсини алған һәрикәтликини билдүргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори софи ричардсон бу һәқтики язма баянатида, ши җинпиңниң аталмиш чирикликкә қарши күришиниң мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин йүргүзүлүватқанлиқини әскәртип туруп, “ши җинпиң өзиниң чирикликкә қарши туруш һәрикитини зораван вә қанунсиз бир система ичидә елип бармақта. Гумандарларни қийнаш арқилиқ иқрар қилдуруш чирикликни аяқлаштурмайду. Бирақ у хитайниң әдлийә системисиға болған ишәнчни йоқитиду” дегән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди қош чарә үстидә чүшәнчә берип, униң хитайдики һәрқандақ қанундин үстүн туридиғанлиқини билдүрди.

Доклатта көрситилишичә, “қош чарә” хитай компартийисигә компартийә әзалирини халиған вақитта нәзәрбәнд астиға елип, күнләрчә, һәптиләрчә вә һәтта айларчә тутуп туридиған һоқуқ беридиған болуп, бу қачан шу әмәлдар өзиниң парихорлуқиға аит аталмиш җинайитини вә яки башқа аталмиш интизамсизлиқлирини қобул қилғучә давамлишидикән. Җинайәтлири қобул қилинғандин кейин болса тәптиш органлириға тапшуруп берилидикән. Тәптиш органлириму интизам тәкшүрүш комитети тәминлигән материяллар арқилиқ һөкүм чиқиридиған болуп, һечқандақ мустәқил тәкшүрүш елип берилмайдикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу доклатни тәйярлаш җәрянида “қош чарә” ниң зәрбисигә учриған 20 дин ошуқ компартийә әзаси билән көрүшкән болуп, улар өзиниң нәзәрбәнд җәряниниң туюқсиз тутқун қилиш билән башланғанлиқини, айларчә аилиси билән көрүштүрүлмигәнлики, адвокат яллишиғиму рухсәт қилинмиғанлиқини ейтип бәргән. Мәлум болушичә, бу кишиләр мәхпий тутуп туруш орунлирида йәни мәхсус һалда аваз өткүзмәйдиған там билән деризисиз қилип ясалған, мундақчә ейтқанда кишиниң қечип кетиши вә яки өлүвелишиниң алдини алидиған тәдбирләр билән мәхсус ясалған орунларда тутуп турулидиған болуп, бу җәрянда улар уйқусиз қалдурулуш, ач қалдурулуш вә яки башқа хил психик бесим пәйда қилиш усуллири арқилиқ қейин-қистаққа елинидикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатида көрситилишичә, интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин нәзәрбәндкә елинған кишиләр пәқәтла компартийә әзалири, әмәлдарлар биләнла чәклинип қалмайдикән. Йәни хитайда банкирларниң, университет башлиқлири вә яки телевизийә чолпанлириниңму мушу сәвәб билән тутқун қилинған әһваллар йүз бәргән болуп, пәқәт 2015 ‏-йили ичидила партийә ичидә чарә көрүлгәнләр сани 336 миң нәпәрдин ашидикән. Буларниң ичидә әдлийә орунлириға өткүзүп берилгәнлириниң сани 14 миң нәпәр икән. Елшат һәсән әпәнди ши җинпиң һакимийәткә кәлгәндин буян интизам тәкшүрүш комитетиниң һоқуқиниң көрүлүп бақмиған дәриҗидә зорайғанлиқини, вәһимисиниңму артқанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, ши җинпиңниң “чирикликкә қарши күриши” җәрянида парихорлуқ билән әйибләнгән әмәлдарларниң қилмишлириға аит учурларниң ашкара болмаслиқи, уларниң сотлириниңму йошурун яки йепиқ шәкилдә елип берилиши, буниңға аит санлиқ учурларниң мәхпий болушидәк әһваллар бу һәрикәтниң һәқиқәтән парихорлуқни нишан қилғанлиқи яки ши җинпиңниң сиясий дүшмәнлирини нишан қилғанлиқиға қарита гуман пәйда қилған иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатида мана бу нуқтини әскәртип, “хитайдики чириклик һәқиқәтән җиддий бир мәсилә болсиму, әмма уни бу хил қош чарә усули арқилиқ йоқитиш мумкин әмәс, чириклик билән үнүмлүк күрәш қилиш мустәқил әдлийини, әркин ахбаратни вә гумандарларниң һоқуқлириниң капаләтләндүрүлүшини тәләп қилиду” дәп әскәрткән.

Софи ричардсон ханим болса баянатида әскәртип “қош чарә системиси мәвҗут болуп турған муддәтчә чирикликни йоқитиш мумкин әмәс. Бу система мәвҗут болған һәр күни у партийә әзалириниң һаяти үчүн бир тәһдит пәйда қилипла қалмай, ши җинпиңниң чирикликкә қарши күришиниң маһийитидики зораванлиқни бизгә әслитип маңиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.