“шинҗаң йиғини” ға алақидар орунлаштурушниң истратегийилик орунлаштуруш икәнликини мәлум
2014.01.09

Хитай компартийиси сиясий бюроси өткән айниң 19-күни “шинҗаң хизмити” һәққидә алаһидә йиғин чақирған. Йиғинға компартийә рәһбири ши җинпиң риясәтчилик қилған.
Хитай ахбаратиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, йиғинда ши җинпиң “шинҗаң хизмити” гә алақидар тәләпләрни оттуриға қойған һәм истратегийилик орунлаштуруш елип барған.
Бирақ, һеч қандақ бир хитай ахбарати ши җинпиң оттуриға қойған тәләп, “шинҗаң хизмити” гә алақидар истратегийилик орунлаштурушниң тәпсилатини ашкарилимиған. Әмма, хитай ахбаратлирида буниң уйғур елиниң бүгүн, келәчики вә “җуңхуа миллитиниң гүллиниши” гә алақидар зор истратегийилик орунлаштуруш икәнликини қәйт қилған.
Бу мунасивәт билән биз, америкида турушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси, доктор қаһар барат билән, бу йиғин һәққидә сөһбәт өткүздуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.