Д у қ рәһбәрлири баш вәзир абеға вә японийә парламентиға тәбрик хети йоллиди
2013.07.31

Японийәдики уйғур мәсилисигә мунасивәтлик тармақларниң бүгүн ашкарилишичә, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири 7-айниң 29-күни америкиниң пайтәхти вашингтондики рабийә қадир ханимниң ишханисидин японийә әркин демократлар партийисиниң рәһбири, японийә баш вәзири шинзо абеға вә японийә парламентиға дуня уйғур қурултийи намидин тәбрик хети йоллап шинзо абе башчилиқидики әркин демократлар партийисиниң японийә кеңәш сайлимида юқири авазға еришип, сайламда ғәлибә қазанғанлиқини тәбриклигән.
Мәзкур икки парчә тәбрик хетидин хәвәрдар бир ханим уйғур рәһбири рабийә қадир ханим баш вәзир шинзо абе җанаблириға өткән йилидин башлап та һазирғичә арқа-арқидин бир қанчә парчә тәбрик хети йоллиғанлиқини ашкарилап мундақ деди:
-Рабийә қадир ханим баш вәзир шинзо абе әркин демократлар партийисиниң сайлими, японийә баш вәзирлик сайлими вә бу қетимқи кеңәш сайлимидин ибарәт үч қетимлиқ сайламда ғәлибигә еришкәндә, өз намидин вә дуня уйғур қурултийиниң намидин көп қетим тәбрик хети йоллиди.
Биз мәзкур икки парчә тәбрик хетиниң вашингтондин йолланғанлиқидин хәвәр тепип, мәзкур тәбрик хәтлири тоғрисида толуқ мәлумат елиш үчүн рабийә қадир ханим вә өмәр қанат әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Биз алди билән рабийә қадир ханим билән баш вәзир шинзо абеға йезилған тәбрик хети тоғрисида қисқичә телефон сөһбити елип бардуқ.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат японийә парламентидики уйғур достлуқ гурупписиниң секретари вә парламент әзаси сеичи етоу әпәндимгә йолланған тәбрик хети тоғрисида зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә қисқичә тохтилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.