Шиветсийәдики уйғурлар омуми сайламда қандақ қилиши керәк?

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2014.08.29
Siwitsiye-partiye-belge.jpg Шиветсийәдики асаслиқ партийиләрниң партийә бәлгилири.
RFA/Ehsan

Шиветсийәдә омуми сайлам һәр төт йилда бир елип берилидиған болуп, бу қетимлиқ сайлам 9-айниң 14-күнидин 18-күнигичә елип берилиду, 27-авғусттин башлап сайламға қатнишидиған һәр қайси партийиләр шиветсийәниң һәр қайси шәһәр, районларда сайлам тәшвиқатини башлиди.

Шиветсийәдә парламентқа киргән асаслиқ партийиләрдин 8 партийә болуп, бу қетимқи омуми сайламда, парламент әзалири вә шәһәр башлиқлириму сайлап чиқилиду.

Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, нөвәттә шиветсийәдә 2000 гә йеқин уйғур яшайду. Буниң 500 гә йеқини шиветсийә вәтәндиши.

Шиветсийәдики уйғур тәшкилатлири бу сайламға қандақ тәйярлиқларда вә қандақ паалийәтләрдә болуватиду? сайламға аваз ташлайдиған уйғурлар авазини қайси партийиләргә ташлаш керәк? диний нуқтидин сайламға аваз ташлашқа қандақ қараш керәк?

Бу соалларға җаваб елиш үчүн, шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси рәиси ниҗат турғун вә диний зиялий абдулла әһәдни зиярәт қилдуқ. Улар бу хилдики сайламларға аваз бериштә, уйғурларниң қандақ қилиши һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.