Даириләр хитай билән никаһлиниш тәшәббусини уйғурлардин башқа милләтләргиму тәрғиб қилишни күчәйткән
2018.01.22
2014-Йили 8-айниң 25-күни чәрчән наһийәлик партком вә хәлқ һөкүмити “уйғур вә хәнзу икки милләттин никаһланған аилиләрни риғбәтләндүрүш чариси” елан қилип, уларға 10 миң йүәндин мукапат беридиғанлиқини елан қилған иди. Хитай компартийәси уйғур елида һакимийәт йүргүзгән 65 йилдин буян тунҗи қетим һөкүмәт һөҗҗити сүпитидә оттуриға чиққан бу синақ характерлик “чарә” билән, уйғур-хитай икки милләттин тойлашқан аилиләрни бәс-бәстә тәшвиқ қилишқа башлиған.
Тарихий материялларда көрситилишичә, уйғурлар билән хитайлар арисидики никаһлиниш мәсилиси бурундинла уйғурларниң қаршилиқиға учрап кәлгән назук мәсилә болуп, һәтта уйғурларниң тарихта, йәни 1944-йилидики миллий азадлиқ һәрикити нәтиҗисидә қурған шәрқи түркистан җумһурийити билән гоминдаң һөкүмити арисида 1946-йилниң алдинқи йеримида “11 маддилиқ битим” имзаланғандиму уйғурларниң қаттиқ тәлипи билән “бетим” бойичә хитайларниң йәрлик мусулман аяллири билән тойлишиши қәтий чәкләнгән иди.
1949-Йили хитай компартийәси уйғур елини контрол қилғандин кейин, райондики милләтләр вә диний мәсилиниң интайин сәзгүр мәсилә икәнликини көздә тутуп, хитайларниң уйғур вә башқа йәрлик мусулманлар билән тойлишишини тәшәббус қилмиған. 1957-Йили уйғур аптоном районлуқ партком милләтләр ара тойлишиш һәққидә чиқарған қарарида “хәнзу әр кадирларниң йәрлик һәр милләттин болған қизлар билән тойлишиши чәклиниду” дәп бекитилгән.
1983-Йилиға кәлгәндә уйғур аптоном райони даирилири хитайларниң уйғур вә башқа йәрлик милләтләр билән тойлишиш мәсилисигә йәнила еһтият билән муамилә қилған. Йәни бу һәқтики һөҗҗәтләрдә мундақ дейилгән: “уйғурлар билән хәнзуларниң өз-ара тойлишиш мәсилисигә нөвәттә гәрчә қануний җәһәттин йол қоюлған болсиму, әмма әмәлий иҗра қилишта еһтиятчан болуш керәк.”
Нөвәттә чен чүәнго уйғур аптоном райониға партком секретари болуп кәлгәндин буян аталмиш “қошмақ туғқан сиясити” ни күчәп йолға қоюп, райондики уйғурлар билән хитайларниң мунасивитини юмшитишқа, һәтта уларни туғқанлаштуруп, миллий вә диний пәрқләрни йоқ қилишқа урунуватқанлиқи мәлум. Бүгүнки күнләрдә, хитай даирилириниң, илгирики еһтият тәдбирлириниң пүтүнләй әксичә, уйғур вә башқа милләтләрни хитай билән той қилишқа ашкара риғбәтләндүрүп, буни уйғур елиниң әбәдий әминликиниң асасини чиңитиш дәп тәшвиқ қиливатқанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.
Инкаслардин ашкарилинишичә, чен чүәнго тибәттә партком секретарлиқ вәзиписини атқурғанда хитайлар билән тибәтләрниң той қилишини илгири сүрүш тоғрисида сиясәтләрни күчәйтип елип барған вә нәтиҗә көргән икән. У уйғур елигә кәлгәндин кейин, тибәттә қолланған бир қисим сиясәтлирини уйғур елидиму қоллинишқа башлиған, болупму уйғур елидики милләтләрниң өз-ара тойлишишини илгири сүрүшни вә тәшвиқатини муһим хизмәт қатарида тутушқа башлиғанлиқи мәлум.
Радиомизға бир қазақ зиялийсиниң инкас қилишиға қариғанда, у көнәс наһийәсидә хитай билән тойлашқан бир қазақ қизниң “милләтләр иттипақлиқи нәмуничиси” дәп тәшвиқ қилиниватқанлиқиниң қазақистанда яшаватқан қазақларда ғулғула қозғаватқанлиқини билдүрди.
Қазақистанда яшаватқан болсиму йәнила хитайниң тәһдитидин әндишә қилидиғанлиқи үчүн нам-шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти билән пикирини оттуриға қойған бу қазақ зиялийсиниң дейишичә, бәзи қазақлар торда һәтта хитайниң ичкиридә ечилған шинҗаң толуқ оттура синиплириға апирилған уйғур вә қазақ қизларға физиологийә дәрсини айрим бериш баһанисидә, даириләрниң бу қизларни оқуш пүттүргәндин кейин хитайда қелиш вә хитайлар билән аилә қурушқа риғбәтләндүрүш тәрбийәси елип барғанлиқиниму паш қилғанлиқини билдүрди. Униң етишичә, нөвәттә хитайлар қазақларниң хитайлар билән тойлишиш нисбитини бир миңниң ичидә 25 дәп көрситилгән болсиму, әмәлийәттә униңдин көп дәп пәрәз қилинмақта, илгири қазақларни хитай билән тойлишиштин биринчи болуп миллий роһ, иккинчи, диний етиқад тосуп кәлгән болса нөвәттә меңә ююш сиясәтлириниң тәсиридә қазақлардики миллий роһ вә диний етиқадниң суслишишиға әгишип хитай билән той қилиш адәттикидәк бир ишқа айланған.
Бу қазақ зиялийси, нөвәттә қазақ зиялийларниң хитайниң йеқиндин буян уйғур елидики милләтләрниң өз-ара қошулуп кетишини яки милләт һалқиған тойлишишни күчәп тәшәббус қиливатқанлиқини, һәтта бу хил аилиләрни сиясий вә иқтисадий җәһәттин риғбәтләндүрүш тәдбирлирини қазақларни пүтүн милләт сүпидә асимилатсийә қилиштики "юмшақ тәһдит"дәп әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Бу қазақ зиялийси йәнә уйғурлар ичидә хитай билән той қилғанларниң пәвқуладдә аз болушиниң асаслиқ амилини уйғурлардики күчлүк диний етиқад дәп қарайдиғанлиқини, шуңа хитай даирилириниңму уйғурларни диний етиқад җәһәттин бастурушни күчәйтиватиду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Дәрвәқә бу қазақ зиялийси ейтқандәк хитайлар билән той қилған аз санлиқ милләтләр ичидә уйғурларниң әң төвән нисбәтни игиләйдиғанлиқи хитай һөкүмити өзиниң мәтбуатлиридиму етирап қилинған. Йәни, хитай нопус вә пиланлиқ туғут мутәхәссислири йиллардин буян уйғур елиниң җәнубида мәхсус уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш нисбити һәққидә тәкшүрүш елип барған. 2014-Йили 2-сентәбир, “җуңгодики милләтләр вә динлар” торида, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң мудири ли шавша “җәнубий шинҗаң йезилирида уйғур билән хәнзуларниң никаһлинишни тәкшүрүштин тәһлил” намлиқ тәкшүрүш доклатини елан қилған болуп, униңда “уйғурлар билән хәнзулар шинҗаңдики нопуси әң көп милләт, улар аптоном районниң шәһәр, йезилирида арилаш олтурақлашқан болсиму, бирақ нөвәттә шинҗаңда уйғур билән хәнзуниң никаһлиниш сани бирқәдәр аз, 2000-йили 5-қетимлиқ нопус тәкшүрүшкә асасланғанда, мәмликитимиздики 56 милләт ичидә уйғурларниң башқа милләт билән никаһлиниш нисбити әң төвән болуп 1.50% Болған, буниң ичидә әрләр 0.996% Ни, аяллар 0.994% Ни игилигән” дәп көрситилгән иди.
Чен чвәнго уйғур аптоном райониға партком секретари болуп кәлгәндин буянқи уйғур дияриниң нөвәттики вәзийитигә қариғанда, райондики 1 милйон 100 миңдин артуқ кадир, ишчи-хизмәтчи 1 милйон 600 миңдин артуқ һәр милләт амма билән қошмақлишип туғқан болған. “милләтләр иттипақлишип бир аилә кишилиридәк болуш” паалийити уйғур елида омумйүзлүк елип берилмақта, уйғур-хитай икки милләттин тойлашқан аилиләр хитай һөкүмәт таратқулириниң тәшвиқат обйектиға айланмақта, “үч айрилалмаслиқ” идийәсини әмәлийиәткә айландуруш тәләп қилинмақта. Хитай даирилири чиқарған “диний әсәбийлик ипадилири” һәққидики инкаслардин мәлум болушичә, хитайлар билән никаһлишишқа қарши чиққанлиқ бүгүнки күндә “әсәбийликкә қарши туруш қануни” дики әсәбийликниң ипадисиниң бири. Бу һәм “икки йүзлимичи” ләргә қарши туруштики күрәш нишаниға айланған.
Америкидики уйғур көзәткүчиләрдин, америка уйғур бирликиниң рәиси илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғур-хитай оттурисидики бу хил аз санда көрүлидиған тойлишиш һадисисини қанчә тәшвиқ қилсиму, буниң уйғур елини идарә қилиш вә уйғурларни ассимилятсийә қилишни илгири сүрүш тәдбирлири икәнликини хәлқ чүшинип йәткән. Әң муһим амил уйғурлардики миллий роһи вә миллий ирадә алдида, хитай даирилириниң бу хил икки милләтти никаһлинишқа риғбәтләндүрүш вә униңға наразилиқ пикирлирини ипадилигәнләрни җазалаш чарә-тәдбирлири һәргизму күткинидәк нәтиҗә һасил қилалмайдикән.