Үрүмчидә уйғурларни тарқақлаштуруп олтурақлаштуруш сиясити йолға қоюлған
2017.08.21

Биз үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт 2017-йили 7-айниң 6-күни чиқарған “арилаш олтурақлашқанларни мукапатлаш вә етибар бериш сиясити” намлиқ һөҗҗәткә асасән, үрүмчи шәһиридики һөкүмәт органлиридин әһвал игиләшкә тириштуқ.
Үрүмчи шәһириниң тәңритағ, сайбағ вә булақтағ районлуқ һөкүмәтлиридә тәсис қилинған “арилаш олтурақлишиш қурулуши рәһбәрлик гурупписи ишханиси” дики мәсул хадимлар радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур һөҗҗәтниң иҗра қилинишқа башлиғанлиқини билдүрди.
Үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ “арилаш олтурақлишиш қурулуши рәһбәрлик гурупписи ишханиси” дики бир нәпәр уйғур аял хадим телефонимизни қобул қилип, мунуларни билдүрди:
- Шундақ, бу тәңритағ районлуқ арилаш олтурақлишиш қурулуши рәһбәрлик гурупписи ишханиси. Биз үрүмчи шәһәрлик һөкүмәтниң бу һәқтики мәхсус һөҗҗитигә асасән, һазир бу сиясәтни әмәлийләштүрүш хизмитини башлидуқ. Һөҗҗәтниң асаслиқ мәзмуни вә илтимас қилғучиларниң шәртлирини дәмсиз? бу һәқтә телефонда учур берәлмәймән. Ишханиға кәлсиңиз, бу һәқтә тәпсилий чүшәндүрүш берәй. Бизниң ишхана үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ һөкүмәтниң бәхт йолидики хизмәт бинасида.
- Бу түргә илтимас қилип тәстиқланғанлириға егиз қәвәтлик бинадин өй алса 80 миң сом, көп қәвәтлик бинадин өй алса 50 миң сом толуқлима берилиду. Әмма буниң үчүн алди билән илтимас сунуш керәк. Биз илтимас қилғучиларниң материяллирини рәтләп, шәһәрлик һөкүмәткә йоллаймиз. Улар көрүп, тәстиқлиса, йәни илтимас қилғучиниң әһвали бу сиясәткә мас кәлсә, андин бу түргә кирәләйду.
- Шәһәрлик һөкүмәтниң бу түр бойичә селиватқан аһалиләр олтурақ районидики һәрқандақ бир бинада милләтләрни арилаш олтурақлаштуруш бәлгилимиси бойичә иш көрүлиду. Йәни бир бинада пүтүнләй уйғур яки пүтүнләй хәнзулар олтурса болмайду. ‛арилаш олтурақлаштуруш‚ болғандикин, әтрапиңиздики қошнилириңиз, хәнзу, қазақ, туңган яки башқа милләттин болуши керәк.
- Бу түрдики өйни сетивалғандин кейин халиғанчә сетиветәлмәйсиз. Келишим бойичә 10 йил олтурушиңиз керәк. Һазир тәңритағ районидики аһалиләр илтимас қиливатиду. Буларниң арисида уйғурлар көпрәк. Мән телефонда сизгә пәқәт шунчиликла учур берәләймән.
Биз йәнә үрүмчи шәһири сайбағ районлуқ “арилаш олтурақлишиш қурулуши рәһбәрлик гурупписи ишханиси” ға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған бир уйғур аял хадим мундақ деди:
- Тәңритағ райони билән сайбағ районидики уйғурлар әгәрдә үрүмчиниң башқа 4 районидин өй алса, улар бу етибар сиясәттин бәһримән болалайду. Әгәр өзи бурун олтурған тәңритағ райони билән сайбағ районидин өй алимән десә, бу етибар сиясәттин бәһримән болалмайду.
- Үрүмчидики уйғурлар өй сетивалса етибар берилидиған 4 район дегинимиз - булақтағ райони (шүймогу райони), юқири йеңи техника тәрәққият райони (гаошин райони яки йеңи шәһәр райони), иқтисад-техника тәрәққият райони (җиңкәй райони яки тудоңхаба райони) вә мичүән-көктағ райони (мидоң райони) дин ибарәт. Уйғурлар мушу 4 райондин өй сетивалса андин етибар сиясәттин бәһримән болалайду.
- Буниң сәвәбини дәмсиз? чүнки бу, милләтләрни ‛арилаш олтурақлаштуруш сиясити‚. Мушу сиясәт бойичә бундин кейин һәр бир милләт өз алдиға топлишип олтурақлишишқа болмайду. Сизгиму мәлум, тәңритағ райони билән сайбағ райони үрүмчи шәһиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан икки район. Шуңа мәзкур сиясәт бойичә уйғур аһалилири үрүмчидики хәнзу аһалилири топлишип олтурақлашқан 4 райондин өй алса, андин етибар сиясәттин бәһримән болалайду. Шундақ қилғанда, тәңритағ райони билән сайбағ районидики топлишип олтурақлашқан уйғурларни хәнзулар топлишип олтурақлашқан районларға чечивәткили вә уларниң өз-ара алақисини күчәйткили болиду.
- Үрүмчидики хәнзу аһалилири топлишип олтурақлашқан 4 райондикиләр бу етибар сиясәттин бәһримән болимән десә, чоқум тәңритағ райони билән сайбағ районидин өй елиши керәк. Шундақ болғанда милләтләрниң өз - ара тил өгиниши, бир-бирини чүшиниши үчүн аридики тосалғуларни елип ташлап, инақ-иттипақ вәзийәт яратқили болиду. Чүнки арилашмай туруп өз-ара чүшинишни илгири сүргили болмайду-дә!”
- Бу түр бойичә өй алғанларға әгәр егиз бинадин өй алса 80 миң сом, көп қәвәтлик бинадин өй алса 50 миң сом мукапат берилиду. Пәрзәнтлири толуқсиз вә толуқ оттура мәктәплиригә кириш имтиһани бәргәндә 5 номур қошуп берилиду. Сетивалған өйиниң хоҗилиқ мулазимәт һәққи билән пар пулиниң 20 пирсәнти 10 йилғичә кәчүрүм қилиниду. Ундин башқа өйгә төләйдиған баҗниңму мәлум қисми кәчүрүм қилиниду.
Биз ахирида үрүмчи шәһири булақ тағ районлуқ һөкүмәтниң “арилаш олтурақлишиш қурулуши рәһбәрлик гурупписи ишханиси” ға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған бир уйғур аял хадимму мунуларни илгири сүрди:
- Һазир бу сиясәт тәңритағ райони билән сайбағ районида иҗра қилинишқа башлиди. Бизниң булақтағ районида техи башланмиди.
- Бу сиясәттин бәһримән болуш үчүн илтимас қилғучилар чоқум биз көрсәткән җайдики өйни елиши, қолум-қошниси өз миллитидин әмәс, бәлки башқа милләттин болуши керәк. Бу милләтләрни өз-ара арилаштуруп олтурақлаштуруш сиясити болғачқа, шундақ шәртләр қоюлған.
- Әгәр мәлум бир бинадин өй алған уйғурларниң нисбити юқири болуп кәтсә, у чағда бу бинадики уйғурларни башқа биналарға тарқақлаштуруши мумкин. Чүнки бир милләт бир җайға топлишип олтурақлашса бу сиясәткә мас кәлмәйду.
- Һазир тәңритағ райони билән сайбағ районидики уйғурларни мушу сиясәт бойичә башқа 4 районға тарқақлаштуруватиду. Бу қәдәм тамамланғандин кейин, андин бу сиясәт бизниң булақтағ райони билән шәһәрниң ғәрбий қисмидики хәнзулар көп болған 3 районда башлиниду. Бу 4 районлардики хәнзулар өй алмақчи болса, уларни сайбағ райони билән тәңритағ райониға тарқақлаштуриду.
- Бу сиясәт бойичә бир бинада 50 пирсәнт хәнзулар болса, қалған 50 пирсәнти чоқум башқа милләтләрдин болуши керәк. Шундақ болғандила милләтләрниң тәңпуңлуқини сақлиғили болиду.
- Буни алди билән тәңритағ райони билән сайбағ районидин башлишидики сәвәб, бу икки районда әзәлдин уйғурлар топлишип олтурақлашқан. Хәнзу аһалилири бу җайлардин өй елишни анчә халимайду. Шундақ болғачқа бундақ милләтләр айрилип олтуридиған һаләтни бузуп, уларни арилаш олтурақлаштурушқа риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилған. Навада бизниң булақтағ райониға көчүп келидиған уйғурлар көп болуп кәтсә, йәни уйғур аһалилириниң бу йәрдики нисбити ешип кәтсә, булақтағ районида бу хил етибар сиясәт дәрһал тохтитилиду. Чүнки һөкүмәт бу сиясәт арқилиқ шәһиримиздики һәр милләт хәлқиниң арилишип олтурақлишиш һалитини тәңшәшни мәқсәт қилған.
- Буниңда алди билән илтимас қилғучиларниң сиясий әһвали тәкшүрүлиду. Йәни ‛бәштә яхши аилә‚ болса алдин ойлишилиду. Җинайәт архипи болмаслиқи тәләп қилиниду. Илтимас қилғучиниң 3 әвлад биваситә уруқ-туғқанлири арисида сиясий җинайәт садир қилмиған болуши керәк. Бу әһваллар тәкшүрүлгәндин кейин, андин тәстиқ чүшиду.
- Мениң билишимчә, тәңритағ райони, сайбағ райони вә бизниң булақтағ районида бу түргә илтимас қилғучилар арисида уйғурлар көпрәк болуватиду. Чүнки өзиңиз билисиз, уйғурларниң иқтисадий әһвали хәнзуларға йәтмәйду. Шуңа өйгә берилидиған ярдәм пули, көп кишиләрни қизиқтуруватқан болуши мумкин.
Үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ һөкүмәтниң мәлум аһалиләр комитетидики бир нәпәр хитай мәсул хадим радийомиз зияритини қобулқ қилип, мәзкур сиясәтниң мәқсити һәққидә мунуларни тәкитлиди:
- Бизниң бу етибар бериш сияситини чиқиришимиздики асаслиқ мәқситимиз шуки, шәһиримиздики һәр милләт хәлқиниң арилишип олтурақлишиш вә биргә яшаш муһитини илгири сүрүштур. Мәсилән, мәлум бир аһалиләр олтурақ районида хәнзу, уйғур, туңган вә башқа аз санлиқ милләтләрниң өз-ара арилишип олтурақлишишини ишқа ашуруш демәктур. Шундақ, буниңдики асаслиқ чиқиш нуқтиси милләтләрниң инақ-иттипақлиқини илгири сүрүштин ибарәт. Буни қандақтур бихәтәрлик мәсилиси яки башқа нуқтиларни көздә туруп чиқирилған сиясәт дейишкә болмайду, бәлки һазирқи чоң вәзийәт көздә тутулған бир әмәлий тәдбир дейишкә болиду. Мәсилән, сиз уйғур, шәһиримизниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайлирида уйғурларниң нопуси 50-60 пирсәнтни, бәзи җайларда һәтта 70-80 пирсәнтни игилиши мумкин. Шуңа милләтләрниң олтурақлишишидики бундақ тәкшисизликниң алдини елиш үчүн бу сиясәт чиқирилған.
(Давами бар)