Хитай тәтқиқатчи: “‛тәрбийиләш мәркәзлири‚ уйғур районидики йошурун хәвпни йоқитиш үчүн қурулди”
2018.07.25
Уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң тәтқиқатчиси чю йүәнйүән уйғур дияридики лагерлар һәққидә чоңчиңда чиқидиған бир торбәттә елан қилған доклатида лагерларниң уйғур районида 2014-йилдин башлап елип берилған 3 йиллиқ қаттиқ зәрбә долқуниниң нәтиҗисини мустәһкәмләш, болупму қаттиқ зәрбә долқунида нарази болған аилиләрниң вәқә чиқирип қоюшиниң алдини елиш, йәни йошурун бир хәвпни йоқитиш үчүн қурулғанлиқини илгири сүргән. Униң бу доклатида уйғур дияридики лагерларниң ички әһвали һәққидики бир қисим учурларму ашкара қилинған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, чоңчиңдики вейпу тәтқиқат мәркизиниң тор бетидә елан қилинған мәзкур доклатта уйғур райониниң “террорлуқ әвҗигә чиққан, бөлгүнчиликкә зәрбә бериш күриши кәскинләшкән вә амма өзини ислаһ қилишниң толғиқини баштин кәчүрүватқан мурәккәп вә назук бир сиясий вәзийәттә туруватқанлиқи” баян қилинған. Доклатта дейилишичә, уйғур районида аталмиш “диний әсәбийлик” тин юқумланған кишиләр көп болғанлиқи үчүн, униң үстигә йеқинқи 3 йиллиқ йәни 2014-, 2015- вә 2016-йиллардики “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида көп санда кишиләр зәрбигә учриғанлиқи үчүн җәмийәттә бир түркүм кишиләрниң, болупму аилә әзалири зәрбигә учриған кишиләрниң топлишип вәқә чиқириш хәвпи туғулған. Шуңа даириләр 3 йиллиқ қаттиқ зәрбиниң мевисини мустәһкәмләш үчүн һәрқайси “тәрбийиләш мәркәзлири” ни тәсис қилған. Тәрбийиләп өзгәртишниң узун мәзгиллик бир җәрян икәнлики әскәртилгән бу доклатта лагерлар һәққидә һазирға қәдәр техи ашкариланмиған яки мустәқил ахбарат васитилири тәрипидин ашкариланған болсиму, әмма хитай даирилири техичә йошуруп келиватқан бир қисим мәлуматлар очуқчилиққа чиққан.
Илгирики әһвал игиләшлиримиз давамида корлидики бир милләтләр иттипақлиқи үлгиси корлида қамақхана вә түрмиләрниң “тәрбийиләш мәркәзлири” орнида ишлитиливатқанлиқини баян қилған иди. Мәзкур доклатта уйғур районидики лагерларниң бәзилириниң илгири қамақхана, тутуп туруш мәркизи, сақчиларниң мәшиқ зали яки кәспий техника мәктипи икәнликини, йәнә бир қисминиң болса йеңидин тәсис қилинғанлиқини баян қилған.
Илгирики ениқлашлиримизда йәнә бәзи кәнт мудирлири лагерға апириливатқанларниң юқиридин чүшкән тизимлик вә сан вәзиписигә асасән елип бериливатқанлиқини баян қилған иди. Мәзкур доклатниң лагердики мәсилиләр һәққидики қисмида аталмиш тәрбийәләнгүчиләр намзатини “кәнт көрситиш, йеза тәкшүрүш вә наһийә бекитиш” тәдбири қоллиниливатқанлиқи, бәзи кәнт мудирлириниң өзлири билән шәхсий зидийити болған кишиләрниму намзатлар қатариға киргүзүветип барғанлиқини язған.
Илгирики ениқлашлиримиз давамида бәзи хадимлар лагерға адәм апириш үчүн бәлгиләнгән сан вә нисбәт барлиқини баян қилған. Йәнә бәзиләр лагерға адәм апиришта сан вәзиписи йоқлуқини баян қилған иди. Мәзкур доклатта қандақ кишиләрни “тәрбийиләш” һәққидә ениқ өлчәм болмиғачқа бәзи җайларда хадимларниң сан толдурушқа алдирап кетип, тәрбийәләнгүчиләрниң даирисини кеңәйтивәткәнликини ашкарилиған.
Доклатта дейилишичә, “әсәбийликкә қарши тәрбийиләп өзгәртиш” һәрикитиниң тәҗрибидин өткән мисали болмиғанлиқи үчүн һәрқайси җайларға өз алдиға иш елип бериш һоқуқи берилгән. Бу сәвәбтин “йепиқ тәрбийиләш һәрикити” дә охшимиған усул вә охшимиған нәтиҗиләр көрүлгән. Мәсилән, бәзи җайларда йеза, наһийә вә шәһәр дәриҗилик “тәрбийиләш мәркәзлири” қурулған болса, бәзи җайларда пәқәт наһийә вә шәһәр дәриҗиликла лагерлар тәсис қилинған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр лагерларниң хитай күткәндин әксичә нәтиҗә беридиғанлиқини илгири сүрүшкән иди. Мәзкур доклаттиму тәрбийәләштики өлчәм вә түргә айриш ениқ болмиғачқа охшимиған аң сәвийә вә муддиадики кишиләр бир орунда тәрбийилиниватқанлиқи, буниң нәтиҗисидә улар оз-ара бир-биригә тәсир көрситип, идийә җәһәттин “тазилиниш” әмәс, бәлки аталмиш “зәһәрлиниватқанлиқи” илгири сүрүлгән.