Хитай һәқиқәтән ш. Т. Ислам һәрикитиниң тәһдитигә дуч келиватамду?

Мухбиримиз әркин
2013.09.19
pichan-lukchun-weqesi-saqchixana-hujum.jpg Пичан наһийиси лүкчүн базирида сақчиханиға һуҗум қилип көйдүрүлгән сақчи машинилири. 2013-Йили 26-июн.
Oqurmenler Teminligen

Хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлирини изчил афған- пакистан чеграсидики шәрқи түркистан ислами күчлиригә бағлап, бу күчниң хитайға еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Хитай террорлуқ мутәхәссиси ли вей йеқинда, җуңго шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң биваситә вә җиддий террорлуқ тәһдитигә дуч кәлмәктә, дегән. Хитай һәқиқәтән ш. Т. Ислам һәрикитиниң җиддий тәһдитигә дуч келиватамду?

“һиндистан вақти” гезити йеқинда мақалә елан қилип, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ш. Т. И һ ниң хитайға җиддий тәһдит пәйда қиливатқанлиқ пикригә гуманлиқ қарайдиғанлиқини билдүргән.

Бу қараш мәзкур гезитниң 16‏- сентәбир елан қилған “хитайниң шинҗаңдики террорлуқта чәтәлниң қол, бар дегән пикри тоғриму” мавзулуқ мақалида оттуриға қоюлған.

Мәзкур мақалә хитай һөкүмити уйғур елидә бу йил киргәндин буян, арқа-арқидин йүз бәргән қанлиқ тоқунушларниң арқисида чәтәлдики ш. Т. Күчлириниң барлиқини илгири сүрүп, уйғурларни қаттиқ бастуруватқан бир мәзгилдә елан қилинған иди.

Мақалида хитай һазирқи заман хәлқара мунасивәтләр институти бихәтәрлик вә қорал-ярақ контроли тәтқиқат мәркизиниң мәсули ли вейниң сөзни нәқил кәлтүрүп, бирақ ғәрблик бәзи мутәхәссисләр ли вейниң “җуңго шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң биваситә һәм җиддий тәһдитигә дуч кәлмәктә” дегән сөзи мәсилини көптүрүвәткәнлик, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.

Мақалида көрситишичә, бу қараштики мутәхәссисләрниң бири- әнглийә гласгов университетиниң сиясий пәнләр лектори дәйвид тобин. Тобин: гәпниң қисқиси бу бир ривайәт. Шинҗаңда кәң көләмлик тәшкиллик қаршилиқ һәрикити елип беришниң һечқандақ имканийити йоқ. Әмәлийәттә, шинҗаңда 2001‏- йилдин 2009‏- йилға қәдәр йүз бәргән қалаймиқанчилиқ сани хитайниң башқа җайлиридикидин аз, дегән.

Лекин, түркийә һаҗитөпә университетиниң тарих пәнләр профессори, түркийә истратегийилик чүшәнчиләр тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, ли вейниң юқириқи сөзи келәчәктики тәһдиткә қаритип ейтилған.

Мақалида илгири сүрүшичә, хитай тибәттики паракәндичиликни “далай лама гуруһи” вә тибәт яшлар қурултийи кәлтүрүп чиқарған, әйибләп кәлгән болса, шинҗаң уйғур аптоном районида пат-пат йүз берип туридиған зораванлиқ вәқәлириниң арқисида, муқәррәр ш. Т. И һ ниң көләңгиси бар, дәп қарайду.

Мақалида йәнә, йеқиндин буян уйғур елидә нәччә онлиған уйғур ш. Т. И һ гә четилип вә қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш билән әйиблинип өлүм җазасиға буйрулған болсиму, бирақ пүтүн пакитлар гумандарлардин тепилған язма материялларға һәм гумандарларниң иқрариға таянғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити йеқинда сот ечип, лүкчүн вәқәсигә четишлиқ 4 кишини террорлуқ билән әйиблигән. 3 Кишигә өлүм җазаси, бир кишигә 25 йиллиқ қамақ җазаси бәргән. Турпан оттура сот мәһкимисиниң бу қарари д у қ ниң тәнқидигә учриған иди.

Доктор әркин әкрәм, хитай һөкүмити террорлуқ билән әйиблигән уйғурларниң чәтәлдики шәрқий түркистанчилар билән алақиси барлиқини испатлайдиған һечқандақ пакит көрситип бақмиғанлиқини билдүрди.

“һиндистан вақти” гезитиниң 15‏- сентәбир елан қилған йәнә бир мақалисидә болса тоқунушниң сәвәби тәһлил қилинип, хитайниң тил сиясити, диний контроллуқи, хизмәткә қобул қилиштики кәмситиш, уйғурларни бир тәрәплимилик интигратсийәгә мәҗбурлаш қатарлиқ амилларниң зиддийәт вә наразилиқни күчәйтивәткәнликини билдүргән.

“бейҗиң шинҗаң синиқида мәғлуп болди” мавзулуқ мақалида гласгов университетидики дәйвид тобинниң сөзни нәқил кәлтүрүп, 2004‏- йилдин башлап йолға қоюлған хитай тилини қоллиниң сиясити мәқсәтлик ассимилятсийә, бу уйғур тилиниң йоқилишини кәлтүрүп чиқириду, дәп қарилип, уйғурларниң наразилиқини қозғиғанлиқини тәкитлигән.

Дәйвид тобин йәнә хитайниң йеқиндин буян диний контроллуқни күчәйтип, аммиви сорунларда, базар вә һөкүмәт орунлирида диний пасонда кийиниш вә сақал қоюшни илгириләп мәни қилғанлиқи вә буниң, йәрлик аммини илгириләп ятлаштурғанлиқини билдүргән.

Лекин доктор әркин әкрәм хитай һөкүмитиниң бу сиясий қисқа мәзгилдә мәлум үнүм бәрсиму, бирақ узун мәзгилдә мәнпий нәтиҗә беридиғанлиқини билдүрди.

Әнглийә гласгов университетидики дәйвид тобин “һиндистан вақти” гезитигә бәргән баянида йәнә уйғурларниң бир тәрәплимилик интигратсийәгә мәҗбурлиниватқанлиқини әскәртип, атақлиқ иҗтимаий антрополог фең шавтоңниң хәнзуларни җигирдәк қилип, башқа милләтләрни җәлп қилиш вә заманивилаштуруш идийиси хитай әмәлдарлириниң ичидә зор тәсиргә игә. Шуңа интигратсийә уйғурларниң) хитай тилини өгинип вә исламни тәрк етип ( қандақ җуңголуқ болушни өгиниш асасиға қурулған. Бирақ хәнзулар йәрлик өрп- адәтләрни өгинишкә еһтияҗлиқ болмиғачқа, бу күндилик ихтилап вә зор мәсилиләрни кәлтүрүп чиқармақта, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.