Шөһрәт закирниң бихәтәрлик тәдбирлирини йәниму күчәйтиш һәққидә қилған сөзи диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2017.01.10
shohret-zakir-tianshan.jpg Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир йиғинда соз қилмақта. 2014-Йили 26-феврал, үрүмчи.
news.ts.cn

Уйғур аптоном район даирилири бу йил кирәр-кирмәйла уйғур елида муқимлиқ вә мәңгүлүк әминлик бәрпа қилиштин ибарәт баш нишанни қәтий әмәлийләштүрүшни қәдәмдә бир тәкитлимәктә.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ 12-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5-йиғини 1-айниң 9-күни шинҗаң ‛‛хәлқ‚‚ сарийида ечилған болуп, бу йиғиндиму әмәлдарлар муқимлиқни қәтий қоғдашни тәкитлигән. Хитай күндилик гезитиниң хәвәр қилишичә, шу күндики йиғинда уйғур аптоном районниң рәиси шөһрәт закир һөкүмәт хизмитидин доклат бәргәндә, уйғур елида өткән бир йил ичидә муқимлиқни қоғдаш үчүн нурғун бихәтәрлик тәдбирлириниң елинғанлиқини тилға елип туруп, террорчиларниң уйғур елиға қанунсиз кирип-чиқишиниң алдини елиш үчүн 2017-йилида чегра бихәтәрликини қоғдаш тәдбирлириниң йәниму күчәйтилидиғанлиқини билдүргән.

Шөһрәт закирниң бу сөзи чәтәл мәтбуатлириниң алаһидә диққитини қозғиди. Америкиниң бирләшмә агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, уйғур елиниң рәиси шөһрәт закирниң чегра бихәтәрликини күчәйтишни тәкитлигәнлики, әмма уйғур елида 2009-йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсидин кейин аллиқачан интайин қаттиқ бихәтәрлик сиясәтлири йүргүзүлүп кәлгәнлики вә бу тәдбирләрниң уйғур террорчилири тәрипидин елип берилғанлиқи илгири сүрүлгән бир қанчә қетимлиқ һуҗумлардин кейин йәниму чиңип кәткәнликини билдүргән.

Биз уйғур елида бихәтәрлик тәдбирлириниң бундин башқа йәнә қандақ чиңитилидиғанлиқини, йәнә қандақ тәдбирләрниң елинидиғанлиқини билип беқиш үчүн алақидар һөкүмәт органлириға телефон қилған болсақму бир нәтиҗигә еришәлмидуқ.

Чәтәлләрдики көзәткүчиләр болса, шөһрәт закирниң сөзиниң йәниму қаттиқ бесимдин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә. Америкидики уйғур кишилик һоқуқ фондиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗески шөһрәт закирниң юқиридики сөзи үстидә тохтилип, униң уйғурларниң йөткилиш вә саяһәт қилиш әркинликини илгириләп чәклимә астиға алидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мәнчә бу, уйғур елиниң ичи вә сиртидики уйғурларниң әркин саяһәт қилиш һоқуқиниң чәклиниватқанлиқини көрситип беридиған йәнә бир мисал. Бу хил тәдбирләр қаримаққа аталмиш террорчиларни нишан қилғандәк көрүнсиму, әмма биз өткән йилларда бу хилдики тәдбирләрниң әмәлийәттә адәттики уйғур хәлқини нишан қилғанлиқини көрдуқ. Шуңа биз буни уйғурларниң әркин саяһәт қилиш вә йөткилишигә қоюлидиған йәнә бир чәклимә, дәп қараймиз.”

Һенрий шаҗески әпәнди сөзи давамида уйғур елида өткән йил ичидә йолға қоюлған паспорт йиғивелиш һәрикитини мисал қилип туруп йәнә мундақ деди: “биз өткән йили ичидә йолға қоюлған паспорт йиғиш һәрикити яки террорлуққа қарши туруш қанунлириға қарайдиған болсақ, бу қанун-түзүмләрниң һәммисиниң уйғурларниң әң асасий кишилик һоқуқини, җүмлидин уйғур елиниң ичидә әркин йөткилиш һоқуқинила әмәс, чәтәлләргә чиқип саяһәт қилиш әркинликиниму дәпсәндә қиливатқанлиқини көрүвалалаймиз. Хитай һөкүмитиниң террорлуққа бәргән ениқлимисида мәсилә бар. Хитай һөкүмитиниң гепи бойичә тинчлиқ билән паалийәт қилғанлар вә намайиш қилғанларму ашу террорчилар гурупписиға кирип кетиду. Шуңа бу нуқтидин қариғанда, террорчиларниң чеградин кирип-чиқишиниң чәклиниши мана мушуниңға охшаш тинчлиқпәрвәр паалийәтчи, намайишчиларниң яки һөкүмәткә омумән наразилиқи бар кишиләрниң саяһәт әркинликиниң чәклинишидин дерәк бериши мумкин.”

Мәлум болушичә, шөһрәт закир чегра бихәтәрликини күчәйтиш тәдбирлириниң чегра ичи вә сиртида зорийиватқан террор тәһдитиниң алдини елиш үчүн елинидиғанлиқини ейтқан. Хитай күндилик гезити шөһрәт закирниң юқиридики сөзигә елавә қилип туруп, уйғур елида террорлуқ һуҗуми елип барған террорчиларниң нурғунлириниң чәтәлләрдә тәрбийилинип қайтип кәлгәнләр икәнликини, шуңа һәрқандақ террор гумандариниң чегиридин қанунсиз кирип-чиқишиниң қәтий алдини елиш керәкликини илгири сүргән. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди болса шөһрәт закир вә хитай күндилик гезити нәқил қилған юқиридики сөзни асассиз, дәп көрситиш билән биргә, хитай һөкүмитиниң мәсилини көптүрүш арқилиқ өзиниң қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини ақлашқа урунуватқанлиқини билдүрди. У сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики террорлуқ һуҗумлирини хәлқаралиқ террор тәшкилатлириға бағлисиму, буниңға қайил қиларлиқ испат көрситип бақмиғанлиқини тәкитлиди, шуниң билән биргә, хәлқара җамаәтни уйғурлар қиливатқан наразилиқ һуҗумлириниң пичақ, тоқмақ билән һуҗум қилишқа охшаш иптидаий усулларда елип бериливатқанлиқиниму унтуп қалмаслиққа чақирди.

Һенрий шаҗески әпәндиму өз сөзидә, хитай һөкүмитиниң террорлуқ тәһдити һәққидә илгири сүргәнлиригә ишиниш үчүн районда очуқ-ашкарилиқниң болушиниң зөрүрлүкини тәкитлиди. У сөзидә, хитай һөкүмити террорлуққа қарши туруш һәрикити нами астидила кишиләрни террорчи дәп өлтүрүватиду. Биздә хитай тәминлигән рәсмий учурдин башқа һечқандақ учур йоқ. Шуңа биз хитай һөкүмитиниң ейтқанлириға нисбәтән күчлүк гуманий позитсийидә болушимиз керәк. Бундақ әһвалда уйғур елида һәқиқәтән террор тәһдити барму, дегәнни җәзмләштүрүш қейин. Шуңа хитай һөкүмитиниң хәлқара җамаәтниң каллисидики бу түгүнни йешиш үчүн, алди билән журналистларниң вә дипломатларниң районға беришиға, мустәқил әһвал игилишигә рухсәт қилиши керәк” деди. Бирләшмә агентлиқиму уйғур елидики террорлуқ вәқәлири һәққидики хәвәрләрдә бериливатқан учурларниң интайин чәклик икәнликини әскәртип өткән.

Йиғин һәққидә уйғур елидики тәңритағ тори тарқатқан хәвәрләрдин қариғанда, бу қетимлиқ уйғур аптоном районлуқ 12-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5-йиғинида чен чүәнго вә шөһрәт закир башлиқ әмәлдарлар қилған сөзидә әң асаслиқ тәкитләнгини муқимлиқ вә мәңгүлүк әминлик бәрпа қилиштин ибарәт баш нишанни қәтий ишқа ашуруш болуп, буниң үчүн юқирида тилға елинған бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилишидин башқа, қош тиллиқ маарип сияситини күчәйтиш, милләтләр иттипақлишип, бир аилә кишилиридәк болуш сияситини әмәлийләштүрүшму тилға елинған муһим мәсилиләр қатаридин орун алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.