Уйғур кишилик һоқуқ программиси: хитайниң террорлуққа қарши қануни уйғурларниң кишилик һоқуқиға тәһдит яратмақта
2016.02.02

Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программа гурупписи 1-феврал күни бир доклат елан қилип, хитайда бу йилдин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған террорлуққа қарши туруш қануниға қарита әндишисини баян қилди. Улар, мәзкур йеңи қанунниң уйғурларниң кишилик һоқуқини илгириләп тәһдит астиға алған бир вақитта, хитайниң қаттиқ бастуруш һәрикәтлирини қанунийлаштурушни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.
Хитай хәлқ қурултийи 2015-йили 27-декабир, хәлқарада күчлүк муназирә қозғиған “террорлуққа қарши туруш қануни” лайиһисини рәсмий мақуллап, уни 2016-йили 1-январдин етибарән иҗра қилишқа башлиған иди. Қанун мақулланғандин кейин, америка һөкүмити вә шундақла һәрқайси хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири бирдәк мәзкур қанунниң хитайдики пуқралар әркинликиниң болупму дини вә миллий аз санлиқларниң һоқуқлириниң илгириләп дәпсәндә қилинишиға йол ечиши мумкинликини агаһландурған иди.
Дүшәнбә күни, мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программиси мәхсус доклат елан қилип, хитайниң бу террорлуққа қарши туруш қанунини “хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һоқуқини дәпсәндә қилиш рухсәтнамиси” дәп көрсәтти. Уйғур кишилик һоқуқ программиси буниң сәвәблирини доклатта төвәндики нуқтиларға йиғинчақлиған:
-Хитай һөкүмити уйғурларниң һәрқандақ услубтики наразилиқ һәрикәтлирини йоқитиш мәқсити билән мәзкур қанундики кәң вә ениқсиз болған “террорлуқ” вә “диний әсәбийлик” уқумлири арқилиқ уйғурларниң тинчлиқпәрвәр диний паалийәтлирини җинайәт билән қарилимақчи вә һөкүмәтниң қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини қанунийлаштурмақчи болған.
-Қанунда йәнә аталмиш “террор вәқәлирини” хәвәр қилиш, у һәқтә интернеттә учур тарқитиш чәклиниш арқилиқ пикир-учур әркинлики дәпсәндә қилинған. Хитай һөкүмити журналистларниң, учур йәткүзгүчиләрниң хитай һөкүмити “террорлуқ” қалпиқи кийгүзгән вәқәләр һәққидә хәвәр беришини чәкләш арқилиқ вә бу һәқтә учур тарқатқанларни, интернетқа рәсим вә видио чиқарғанларни “өсәк сөз тарқатти” дәп җазалаш арқилиқ пәқәтла өзиниң вәқә һәққидә илгири сүргәнлирини күчәйтиш нийитини ишқа ашурмақчи болған.
-Бу қанун хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик күчлиригә уйғурларниң һоқуқини халиғанчә дәпсәндә қилиш һоқуқи бериду.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди бу һәқтә радиомизға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш қануни” ниң уйғурларға көрситидиған тәсириниң зорлуқини билдүрди.
У сөзидә, бу қанун арқилиқ уйғурларниң һәрқандақ йосундики диний паалийәтлири, наразилиқ һәрикәтлириниң җинайәт билән әйиблиниш еһтималлиқиниң юқирилиқини, чүнки бу қанундики изаһати чүшиниксиз вә интайин кәң мәнә даирисидики теримларниң хитай һөкүмитини бундақ бир һоқуқ билән тәминләйдиғанлиқини әскәртти.
Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий шәҗафиски бу һәқтә радиомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмити уйғур елидә өзиниң террорлуқ билән күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрсиму, әмма һечкимниң буни тәкшүрүшигә йол қоймайдиғанлиқини әскәртти.
У мундақ деди: “әгәр хитай һөкүмити райондики вәқәләрниң террорлуқ вәқәси икәнликини илгири сүридикән, у һалда у кишиләрниң буни тәкшүрүп, әмәлийәтни көрүшигә йол қоюши керәк.”
У шундақла бу қанунниң болупму уйғурлар үчүн тәһдит пәйда қиливатқанлиқини әскәртип: “хитай һөкүмитиниң райондики әмәлийәтни тәкшүрүшкә йол қоймаслиқи кишини толиму әндишигә салиду” деди.
Террорлуққа қарши туруш қанунида юқирида тилға елинған нуқтилардин башқа йәнә, хитайдики телефон вә интернет-учур ширкәтлириниң һөкүмәт билән абонтларға аит учурларни ортақлишиши, барлиқ почта йолланмилириниң игисиниң кимликлириниң тәкшүрүлүши, хитайдики чәтәл ширкәтлири вә һөкүмәткә тәвә болмиған мустәқил органларниң хитай һөкүмити билән шәртсиз һәмкарлишиши, барлиқ хитай пуқралири вә органлириниң мәзкур қанунни қоллиши вә һәмкарлишиши дегәнгә охшаш нурғун диққәт қозғайдиған маддилар йәр алған.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети йеқинда елан қилған бир баянатида хитай һөкүмитиниң бу қануниниң пәқәт “хитай пуқралири үчүнла әмәс, бәлки чәтәл пуқралири үчүнму тәһдит” икәнликини көрсәткән.
Америка дөләт ишлири министирлиқи әйни чағдики баянатида хитайниң “террорлуққа қарши туруш қануни” ниң террорлуқ хәвпигә қарши күрәш қилишта пайдисидин зийини көп, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән иди.
Алим сейитоф әпәндиму сөзидә мәзкур қанунниң уйғур елидики вәзийәтни һәм шундақла хитай ичидики омумий вәзийәтни қаттиқ җиддийләштүрүп, вәзийәтни кәскинләштүрүветидиғанлиқини билдүрди.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчиси һенрий шәҗафиски әпәнди болса хитайдики омумий вәзийәт йөнилишиниң толиму хәтәрлик икәнликини әскәртип: “бу бир мәсулийәтчан һөкүмәт қилидиған иш әмәс. Хитай һөкүмити чоқум хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға һөрмәт қилиши, кишиләрниң қануний һоқуқлирини капаләткә игә қилиши керәк” деди.