Хотән вилайитидә һәрқандақ гуманлиқ адәм вә әһвалларни паш қилишниң баһаси өсти

Мухбиримиз ирадә
2017.02.22
guma-qarshiliq-herbiy-2.jpg Хотән вилайәтлик һөкүмәт “террорлуқ, зораванлиқ” қа даир йип учи билән тәминлигәнләрни 5 милйон сомғичә мукапатлайдиғанлиқини җакарлаш йиғини. 2017-Йили 22-феврал.
ts.cn

Хитай ахбарат васитилиридә бүгүн елан қилинған хәвәрдин қариғанда, хотән вилайәтлик һөкүмәт уқтуруш чиқирип, “террорлуқ, зораванлиқ” қа даир йип учи билән тәминлигәнләрни юқириси 5 милйон сомғичә мукапатлайдиғанлиқини җакарлиди. Бу уқтурушта хәвәр йәткүзгүчиләргә тәминлигән йип учиниң қиммитигә қарап туруп йәнә охшимиған баһалар бекитилгән болуп, көзәткүчиләр уни “террорлуқниң алдини елиш әмәс, террорлуқ пәйда қилғанлиқ” деди.

Бүгүн хитайниң җуңго радиоси хәвәрләр тори, йәр шари вақти гезити қатарлиқ рәсмий ахбарат васитилири хотән вилайәтлик һөкүмәтниң террорлуқ, зораванлиққа аит йип учи билән тәминлигәнләрни юқириси 5 милйон сомғичә билән мукапатлайдиғанлиқини кәң хәвәр қилди. Бу һәқтики хәвәрләрдә көрситилишичә, хотән вилайәтлик һөкүмәт учурниң муһимлиқиға қарап туруп хәвәр бәргүчиләрни 2000 сомдин 5 милйон сомғичә пул билән мукапатлайдиған болуп, буниң ичидә “адәм көп орунларға, партийә-һөкүмәт органлириға яки башқа муһим органларға һуҗум қилиш, партлитиш, чанаш қатарлиқ пиланларға аит муһим йип учи тәминлигүчиләр әң юқири мукапат соммиси болған 3 милйондин 5-милйонғичә пул билән мукапатлиниду” дейилгән.

Уқтурушта йәнә, террорчилар яки гуманлиқ кишиләрниң қорал ишлитиш, партлатқуч вә башқа қорал ясаш техникилири, чамбашчилиқ өгитиватқанлиқи һәққидики учурлар, гуманлиқ кишиләрниң қутратқулуқ қилиш, җиһадқа чақириш, чегра ичи-сиртидикиләрниң қанунсиз һалда чеградин өтүшини тәшкилләш, чегра ичи вә сиртидики радикал тәшкилат вә шәхсләрни пул билән тәминләш, өйидә террорчиларни яки партлатқуч маддиларни йошуруватқанлиқиға даир гуманлиқ әһваллар, динға ишәнмәйдиған аммиға, һарақ-тамака дуканлириға, “үч пешқәдәм” ләрниң қәбрисигә бузғунчилиқ қилишқа аит гуманлиқ әһваллар, дөләт кадирлири вә диний затларниң “икки йүзлимичилик” игә аит гуманлиқ әһваллар, интернет тори, үндидар вә шуниңдәк бир қатар учур васитилири арқилиқ бөлгүнчилик, террорлуқ, диний радикаллиққа аит учурларни тарқатқанлар, көргәнләрни, хәтәрлик буюмларни ишләпчиқарғанлар, сатқанлар, миқдари зор буюмларни сетивелиштәк гуманлиқ әһваллар, қанунсиз өз алдиға никаһ қиливелиш әһваллири вә кишиләрни юқири дәриҗилик орунларға әрз қилишқа күшкүртүш дегәнгә охшаш вәқәләргә мунасивәтлик гуманлиқ әһвалларни байқиғанда дәрһал даириләргә мәлум қилиш тәләп қилинған.

Америкидики марийланд штатидики фростбург университетиниң профессори ма хәййүн әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә юқиридики уқтуруш билән чәтәлләрдики мушуниңға охшаш уқтурушларни селиштуруп өтти. У мундақ деди: “бу мукапат мәсилисигә кәлсәк, адәттә башқа әлләрдиму кишиләр террорлуққа қарши күрәштә мушуниңға охшаш мукапатлаш усули арқилиқ паш қилиш вә җинайәтчини тутушқа илһамландурулиду. Әмма булар, адәттә йүз бәргән вәқәләргә қарита шу җинайәтчиләрни тутушта қәһриманлиқ көрсәткән яки ярдәм қилғанлар мукапатлиниду. Әмма бу йәрдә қарайдиған болсақ, техи йүз бәрмигән бир вәқә үчүн кишиләр паш қилишқа үндиливатиду. Бу немини ипадиләйду дегәндә бу әһвал паш қилидиған кишиниң йоқлуқини, җүмлидин у йәрдә террорлуқниң йоқлуқини ипадиләйду. Иккинчидин, һечқандақ бир вәқә йүз бәрмәй туруп, сән немини паш қилисән, әгәр һәқиқәтән қолида муһим йип учи бар адәм болса у һалда у җимҗит һалда шу йәрлик органларға мәлум қилиши керәктә. Бу уқтурушниң мәзмунидин қариғанда, һөкүмәт адәм өлтүрүп қатиллиқ қилғанларни паш қилиш әмәс, у мәсилән, сиз бирәр достиңиз билән параңлишип олтуруп қелип, униң гепидики сизгә яқмиған йәрләрниму берип паш қилсаң болиду, дегәнни ипадиләйду. Шуңа бу нуқтидин қариғанда, бу йип учи билән тәминләшкә үндәш һәрикити җәмийәттә наһайити чәксиз вә кәң даиридә сарасим пәйда қилиду, һәтта өз-ара өчмәнлик пәйда қилиду. Бу җәһәттин бу мәдәнийәт инқилабиға бәкму охшайду.”

Мәлум болушичә, һазир хотән вилайитидики һәрқайси наһийәләрму йәнә өз алдиға мушу хилдики мукапатлаш соммилирини елан қилиш вә яки йип учи билән тәминлигән, террорлуққа қарши күрәштә хизмәт көрсәткән шәхсләрни мукапатлаш қатарлиқ паалийәтләрни қиливатқан болуп, алдинқи күни чира наһийәлик хәлқ һөкүмитиниң тори билән хотән вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүми өз тор бетидә уқтуруш чиқирип, һәрқандақ бир гуманлиқ шәхс яки гуманлиқ вәқәләр һәққидә алдин йип учи бәргәнләргә 1000 сомдин 500 миң сомғичә мукапат берилидиғанлиқини уқтурған иди.

30 Маддилиқ бу уқтурушта юқиридики хотән вилайәтлик һөкүмәт чиқарған билән охшаш мәзмундики маддиларму орун алғандин башқа йәнә, “ғазат”, “һиҗрәт” қатарлиқ сәзгүр аталғуларни ишләткәнләр; “айюлтуз” бәлгисини тақиғанлар; дурбун, компас, хәритә, арқан, тиғлиқ әсваб, төмүр туруба, сәрәңгә қатарлиқ буюмларни сетивалғанлар; һөкүмәт кадирлири билән “вәтәнпәрвәр диний затлар” ни “капир”, “мунапиқ”, “хаин” дәп тиллиғанлар яки улар өткүзгән той, нәзирләргә бармиғанлар яки улар билән қол елишип көрүшүштин қачқанлар һәққидә йип учи билән тәминләш, дегән маддиларму орун алған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн хотән вилайити чиқарған бу уқтурушқа инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң бу һәрикити арқилиқ уйғур елидики вәқәләрдин һечқандақ савақ алмиғанлиқини намаян қилғанлиқини билдүрди. Дилшат ришит әпәнди сөзидә, “хитай һөкүмити уйғур елидә кишиләрни бир-биригә ишпийон қилип, өчмәнлик пәйда қилип, вәзийәтни йәниму кәскинләштүрүватиду” деди.

Марийланд штати фростбург университетиниң профессори ма хәййүн әпәндиму сөзидә, хотән вилайәтлик даириләрниң һәрикитини тәнқид қилип, улар террорлуқни йоқитиш әмәс, әксичә террорлуқ пәйда қиливатиду, деди. У мундақ деди: “бундақ чәк-чеграси йоқ мәзмундики уқтуруш кишиләрниң турмушиниң һәр бир парчисиғичә тәсир көрситиду. Йәни мундақчә ейтқанда, сизниң адәттә чақчақ қилип дегән бирәр сөзиңизму җинайәт тәшкил қилип қелиши мумкин. Шуңа бу тохтимай мәсилә туғдуриду. Мән шинҗаңдики йәрлик рәһбири хадимларниң немә үчүн милләтләр арисидики зиддийәтни қәстән улғайтиватқанлиқини чүшәнмидим. Бундақ әһвал дуняниң һечқандақ бир йеридә йоқ. Хитай һөкүмитиниң бу һәрикити пәқәт икки милләт арисидики зиддийәтни улғайтипла қалмайду, мәнчә, униң ақивити техиму еғир. Мәнчә, улар террорлуқни йоқитиш әмәс, әксичә террорлуқ пәйда қиливатиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.