Хитайниң бин ладинниңкидәк модел өйдики һәрбий мәшиқи диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2017.03.31
qoralliq-herbiy-saqchi-meshq-maniwer.jpg CCTV Да өткән җүмә күни берилгән хитайниң уйғур елида турушлуқ қораллиқ сақчи қисимлириниң террорлуққа қарши уруш мәшиқидин көрүнүш.
CCTV

Хитайниң с с т в қанилида берилгән хәвәрдә хитайниң уйғур елидики қораллиқ сақчи баш әтритиниң байинғулинда турушлуқ тармақ әтритиниң башлиқи җаң йө алаһидә мәдһийиләнгән Бир хәвәр программиси Тарқитилди. Хәвәрдики көрүнүшләрдә бу қораллиқ сақчиларниң һәрбий мәшиқ қиливатқан көрүнүшлири берилгән болуп, униңда күндүз вақтида қораллиқ алаһидә сақчиларниң ақ рәңдә сирланған, 3 қәвәтлик вә кәң һойлиси вә дәрвазиси бар бир өйгә бастуруп кирип, җиддий һәрбий мәшғулат қиливатқан, йәр беғирлаватқан, тамға ямишиватқан көрүнүшлири йәр алған. Диктор болса ян баянида, “бу әтрәтниң қәһриман җаң йөниң йетәкчиликидә җапалиқ мәшиқ қилип, түрлүк юқири техникилиқ террорлуққа қарши туруш техникилирини өгинип, яхши нәтиҗиләрни яратқанлиқи”ни һекайә қиливататти. Диктор ян баянида йәнә “бу қораллиқ сақчи қисминиң өзгичә шараитларда җапалиқ мәшиқ қилиши күндилик адәткә айланған, улар шундақ қилиш арқилиқ һәрхил җиддий, туюқсиз йүз бәргән вәқәләрни наһайити соғуққанлиқ билән бир тәрәп қилиш иқтидарини йетилдүрүватиду” дәп мәдһийә оқуди.

Әмма, америка җорҗ товн университети хәвпсизлик мәсилилири тәтқиқат бөлүми муавин башлиқи полковник давид максвел бүгүн радийомизға қилған сөзидә, юқиридики видеода һечқандақ бир юқири техникилиқ мәшиқләрни көрмигәнликини, бу қораллиқ сақчиларниң мәшиқиниң һәқиқий һәрбий мәшиқ әмәс, пәқәт бир сәһниләштүрүлгән оюнлуқини ейтти. У сөзидә мундақ деди: “адәттә һәммә дөләтләрдә дегүдәк аммиға көрситиш үчүн, мушуниңға охшаш наһайити яхши сәһниләштүрүлгән һәрбий мәшғулатлар сүрәткә тартилип көрситилиду. Мәнчә, буму әнә шуларниң бири. Чүнки, улар қиливатқан һәрикәтләр һәммиси әң асасий мәшиқләр. Әгәр улар һәқиқәтән террорлуққа қарши күрәш қилишни мәшиқ қилған болсиди, у һалда бу қораллиқ сақчилар кечидә көридиған үскүниләрни тақап, кечидә мәшғулат қилған, партлитип бесип кириш, механикилиқ бесип кириш, от, тик учар дегәндәкләрни көрсәткән болатти. Әмма уларниң көрситиватқини, пәқәтла адәттики өйдә тазилаш елип бериш техники йәни алаһидә қисимлар әмәс, адәттики һәрбийләрму қилалайдиған техникилар. Шуңа буни пәқәт бир тәшвиқат үчүн сәһниләштүрүлгән дейишкә болиду.”

Америкидики җорҗ вашингтон университетиниң оқутқучиси профессор шан робертс әпәндиму у видеони көргәндин кейинки тәсиратини баян қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики террорлуққа қарши күрәштә қанчилик дәриҗидә җиддийликини вә қандақ зор иқтидарға игә икәнликини көрситиш үчүн мушуниңға охшап кетидиған һәрикәтләрни қилип кәлгәнликини ейтти. У мундақ деди:
Мәнчә бу видео асаслиқ мәмликәт ичидики телевизор көргүчиләр җүмлидин уйғур вә хитай аммиси нишан қилинип туруп ишләнгән филим. Улар һәм бу арқилиқ өзиниң террорлуққа қарши қанчилик пухта тәйярлиқ ичидә икәнликини намаян қилса, йәнә бир яқтин хитай хәлқидики қорқунчни йоқ қилишни мәқсәт қилған. Чүнки, хитайда уйғурлар худди хитай дөлити вә пуқралириға тәһдит шәкилләндүрүватқандәк бир һаләт шәкилләндүрүлди. Хитай пуқралири ичидә уйғур террори һәққидә җиддий әндишиләр бар.”

Хитай қораллиқ сақчи қисимлири бу йил 2-айниң 14-күни гумида пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейинму уйғур елида он миң кишилик һәрбий паратларни өткүзүп, танка вә башқа һәрбий аптомобилларни мәйданларда вә кочиларда маңдуруш арқилиқ өзиниң қорал күчини көз-көз қилған иди. Шан робертс әпәнди бундақ тәшвиқатларниң күчийишиниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийиси биләнму мунасивәтлик болуши мумкинликини ейтти: “биз илгириму хитайниң бундақ һәрикәтлирини көргән, әмма бу тунҗи қетим хитайниң өзиниң қораллиқ қисимлириниң юқири техникилиқ мәшиқләрни қиливатқанлиқини көрсәткән видеони тарқитиши. Шуңа буни бир җәһәттин хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” сияситиниң бир тәйярлиқи дәп қарашқиму болиду. Чүнки, бу истратегийилик пилан хитайни оттура асия вә җәнубий асияда хәвпсизлик мәсилилиригә арилишишқа мәҗбурлиши мумкин. Униң үстигә бу һәқтә аллиқачан бәзи гәп-сөзләрму пәйда болди.”

Полковник давид максвел болса буниңға охшаш сәһниләштүрүлгән һәрбий маһарәтләр билән һәқиқий бир уруш мәшиқиниң бир-биригә охшимайдиғанлиқини, униңда худди америка алаһидә қисимлири абадабатта қаршилашқандәк күтүлмигән әһвалларда уруш қилиш иқтидари болуши керәкликини ейтти. У сөзидә: “мән ейтқандәк, һәқиқий бир уруш мәшиқи интайин қейин болиду. Униңда күтүлмигән әһваллар болиду. Хаталиқлар болиду, һәрбийләр җиддий күтүлмигән әһвалларда қандақ һәрикәт қилишни өгиниду. Әгәр ундақ болмайдикән, у һалда у, һәқиқий һәрбий мәшиқ болмайду” деди.

Хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң бин ладин йошурунуп турған өйгә охшаш селинған бир модел өйдә қиливатқан мәшиқи чәтәл ахбаратлириниңму диққитини қозғиған болуп, нюйорк вақти гезитидә мушу темида мақалә елан қилинди. Мақалә апторлириму мәркизи телевизийә истансиси тарқатқан бу хәвәр программисини хитай һөкүмитиниң һәрбий күчини йәнә бир хил усулда тәшвиқ қилиши, дәп көрсәткән вә хитай һөкүмити уйғурларниң ислам дөлити тәшкилатиға қатнишиватқанлиқи һәққидә чиққан хәвәрләрни илгири сүрүп туруп, уйғур елидики һәрбий күчини зор дәриҗидә кеңәйткән болсиму, әмма һазирғичә у йәрдә йүз бәргән зораванлиқ вәқәлириниң һәқиқәтән шу хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси барлиқиға аит бир пакит көрситип бақмиғанлиқини баян қилған.

Профессор шан робертес әпәнди болса сөзидә, хитай һөкүмитиниң террорлуқ тәһдити һәққидики тәшвиқатлириниң бир-биригә зитлиқини билдүрди. У сөзидә “хитай һөкүмити бир яқтин уйғур елида террорлуқ хәвпи мәвҗут дәп, йәнә бир яқтин уйғур ели бихәтәр, һәммә ишлар контрол астида дәп өз-ара зит сегналларни бериватиду. Әлвәттә, улар уйғур елида террорлуқ мәвҗут дейиш арқилиқ, бир яқтин өзиниң уйғур елидики сияситини ақлимақчи, җүмлидин уйғур елидики вәқәләрниң хәлқарадики диний радикаллиқ еқими түпәйлидин кәп чиқиватқанлиқини илгири сүрмәкчи болуватиду. Әмма,хитай һөкүмити йәнә бир яқтин һәдәп уйғур ели интайин бихәтәр, дәп хитай хәлқини хатирҗәм қилишқа урунуватиду. Хитай бу мәсилидә һәқиқәтән наһайити қейин бир йолда меңиватиду” деди.

Полковник давид максвел болса сөзидә, хитай илгири сүрүватқан террорлуқ мәсилисидә вәқәниң сәвәбигә қараш интайин муһимлиқини әскәртти. У сөзидә “әлвәттә, хитай өзиниң ғәрбидики уйғурларниң террорчилиқини илгири сүрүватиду. Әмма бу мәсилидә биз террорлуқ дегән немә, террорчи зади ким дегәнгә қаришимиз керәк. Нурғун кишиләр йүз бәргән террорлуқ һәрикитинила көриду. Һуҗумларни, өлгәнләрни, яриланғанларнила көриду ‏-ю, һәрикәттики сиясий муддиаға қаримайду. Мәнчә бундақ мәсилигә техиму чоңқур нуқтидин қараш керәк. Бу немә үчүн кәп чиқти, вәқәниң сиясий муддиаси немә иди, дегәнгә қараш керәк. Уйғурлар әлвәттә һәқиқий аптономийә тәләп қилиду. Улар хитай һөкүмити тәрипидин нәзәрдин сақит қилинғанлиқиға нарази. Шуңа мәнчә, уларниң сиясий мәқситигә қараш лазим. Мәйли тинчлиқ йосундики болсун вә яки зораванлиқ түсини алған террорлуқ һәрикити болсун, һәммисидики сиясий муддиаға диққәт қилиш керәк” деди.

Хитай һөкүмити гәрчә юқиридикигә охшаш һәр хил йосундики тәшвиқатлири билән уйғур елида террорлуққа қарши күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрсиму, әмма нурғун көзәткүчиләр вә кишилик һоқуқ органлири буниңға соал қоймақта. Улар, хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғурларға қиливатқан миллий вә диний бесим сиясәтлирини ақлаш үчүн райондики вәқәләрни мубалиғиләштүрүп, уйғур елини сақчи дөлити системиси билән идарә қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.