Ши җинпиң 19-қурултайда “бөлгүнчилик вә террорлуққа зәрбә бериш” ни тәкитлиши инкас қозғиди
2017.10.19
18-Өктәбир бейҗиңда башланған хитай компартийисиниң 19-қурултийида ши җинпиң “бир йол, бир бәлвағ” истратегийәсини әмәлгә ашурушта “тәрәққиятқа тосалғулуқ қилидиған ағдурмичилиқ, бөлгүчилик вә террорлуқ” қа давамлиқ зәрбә беришини күчәйтидиғанлиқини тәкитлигән.
Ши җинпиңниң бу сөзлири хәлқарадики уйғур вә тибәт вәзийитигә қизиқидиған мутәхәссисләрниң йәнә бир қетим диққитини қозғиди. Улар радийомиз арқилиқ инкас қайтуруп, “бу хитайниң уйғур вә тибәтләргә қаритиватқан бастуруш сияситиниң йәниму күчийидиғанлиқидин дерәк бериду,” деди.
Америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди, хитай рәиси ши җиңпиңниң давамлиқ қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшни тәкитлишидин һәйран қалмайдиғанлиқини билдүрди. У, ши җиңпиң тәхткә чиққан 5 йилдин буян уйғур тибәт қатарлиқ хитай болмиған хәлқләргә қарита бастурушниң үзлүксиз күчәйтилгәнликини мисаллар арқилиқ көрсәтти.
Яң җйәнли мундақ деди:“мән ши җиңпиңниң сөзлиридин задила һәйранлиқ һес қилмидим. Чүнки ши җиңпиң тәхткә чиққан 5 йилдин буян изчил түрдә қаттиқ қол сиясәт йүргүзүп кәлди, болупму аз санлиқ милләтләр районлиридин шәрқий түркистандики уйғурларға, йәни шинҗаң дәп атаватқан земинда юқири бесимлиқ қаттиқ қол сиясәт йүргүзди. Һәтта аталмиш ‛юмшақ қол сиясәт‚ йүргүзди дәп тәрипләнгән җаң чүншйәнни йөткәп кетип, униң орниға чен чүәнгони йөткәп кәлди. Чен чүәнго болса тибәттә йүргүзгән интайин қаттиқ бастуруш сиясәтлирини, йәни йәрлик хәлқниң диний етиқади вә мәдәнийитини йоқитидиған сиясәтләрни бу җайда техиму ашуруп йүргүзди. Мәсилән, диний орунларда партийә байриқи есиш, ‛қошмақ туғқан болуш‚ дегәнләрни көчүрүп әкәлгәндин сирт, сақчиларни көпәйтип, йиғивелиш лагери түсидики ‛йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири‚ ни қоруп, уйғурларни милләт бойичә қамивалди. Шуңа мән униң қаттиқ бастурушни тәкитлишидин һәйран қалмаймән.”
Яң җйәнли йәнә ши җинпиңниң аталмиш “хитай чүши” вә “бир бәлвағ, бир йол” қурулушида уйғурларни бастуруш нишани қиливатқанлиқини дуняға аңлитишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
Яң җйәнли мундақ деди:“ши җинпиңниң баянидики ‛бир бәлвағ, бир йол‚ линийиси өтидиған район вә дөләтләрниң һәммиси дегүдәк ислам диниға етиқад қилидиған хәлқләр яшайдиған җайлардур. Шуңа униң сөзидики диний радикаллиққа зәрбә бериш, бөлгүнчиләргә зәрбә бериш қатарлиқ нуқтилар әмәлийәттә уйғурларни бастурушни көрситиватиду. Шуңа биз бу мәсилиләрни хәлқарада көтүрүп чиқишимиз лазим. Ши җинпиң 19-қурултайда һакимийәтни өз қолиға мәркәзләштүргәндин кейин, униң аталмиш ‛хитай чүши‚ ни әмәлгә ашурушта бу земиндики уйғурларға қарита техиму шәпқәтсиз бастуруш сиясити йүргүзидиғанлиқини дуняға аңлитишимиз керәк. Әлвәттә, нөвәттә хитайниң иқтисадий тәрәққияти төвәнләшкә қарап меңиватиду. Әмма ши җинпиң нөвәттә чоң хитайчилиқни тәкитләп, хитай милләтчиликини күчәйтиш арқилиқ өз һакимийитини мустәһкәмләшкә тиришиватиду, бундақ әһвалда хитай болмиған аз санлиқ милләтләр техиму қаттиқ бастурушқа учрайду. Шуңа мениңчә бу әһвалларни техиму көп кишиләргә билдүрүш интайин муһим.”
Вәзийәт анализчилириниң қаришичә, ши җинпиң тәхткә чиққандин кейин, хитайниң иқтисадий вә сиясий җәһәттики кеңәймичилик сияситини ашкара ипадиләйдиған “бир бәлвағ, бир йол” пилани сәвәблик бу линийә бойидики уйғур аптоном райони, тибәт аптоном райони қатарлиқ җайларда сиясий вәзийәт давамлиқ җиддийләшкән.
Чәтәлләрдики тибәт паалийәтчилиридин нөвәттә тәйвәндә паалийәт елип бериватқан җаши серин әпәндиниң қаришичә, ши җинпиң тәхткә чиққан 5 йилдин буян уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаритилған бастуруш сиясити йәниму қаттиқ иҗра қилинған. Қурултайға әвәтилгән аталмиш вәкилләр хитай һөкүмитиниң қолчомақлири болғини үчүн, улар һечқачан өз хәлқи учраватқан бу хил қаттиқ бастурушқа наразилиқини билдүрмәйдикән. Шуңа 19-қурултайдин кейин хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан бастуруш сиясити йәниму күчийиши муқәррәркән.
Җаши серин әпәнди йәнә мундақ деди: “ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққан 5 йилдин буян муқимлиқни сақлаш, бөлгүнчиликкә зәрбә бериш, диний радикаллиққа зәрбә бериш намида тутқун қилинған тибәт вә уйғурлар барғанчә көпәйди. Әмма улар пәқәт сиясий җәһәттин баравәрлик, диний җәһәттин әркинлик тәләп қилғанлар иди. Һәтта заши ваңҗуға охшаш тибәтләрниң тилини, миллий мәдәнийитини сақлашни тәшәббус қилғучиларму тутқун қилинип түрмиләргә ташланди.”
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин японийәдики илһам мәхмут әпәнди, ши җинпиң оттуриға қойған аталмиш “бөлгүнчилик вә террорлуқ” һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериш чақириқи әмәлийәттә уйғурларға қаритилған бастурушниң бундин кейин техиму күчийидиғанлиқиниң бир ишарити, деди.