Коммунизм идеологийиси тәшвиқатиниң қурбанлири (2)
2015.12.15

“деһқанларниң рәссамлири”
Уйғур сәнәт анализчилириниң қаршичә уйғурларниң әҗдадлириниң тарихтин буян давам қилип келиватқан рәссамлиқ таланти уйғурлар дияридики һәрқайси миң өйләрдә һазирғичә сақлиниватқан буддизм мәзмунидики там рәсимлиридә рошән дәриҗидә әкс әткән болса, заманимизға кәлгәндә хәлқимиз арисида омумйүзлүк мәвҗут болуватқан сәнәткә, җүмлидин рәссамлиққа болған һәвәсни хитай һакимийитиниң өзлириниң сиясий тәшвиқати үчүн вастә қиливалғанлиқи мәлум болмақта.
Мәкиттики деһқан рәссамларниң сап вә тәбиий мәзмуни билән даң чиқарған иҗадийәт мевилири дәсләп болуп уйғур районида шөһрәт қазанғандин кейин, уйғурлар райониниң техичә өзиниң қәдимийликини вә әсли шәклини йоқатмиған сәнәт байлиқи хитайдики вә ғәрб дунясидики сәнәт саһәсидә бәлгилик қизиқиш пәйда қилғанлиқи мәлум. Уйғур районидики сәнәт саһәсиниң чинлиқни асас қилған бу хилдики тәбиий алаһидилики һәққидә германийидә яшаватқан уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханим өз қарашлирини баян қилип, униң ташқи дуняниң сүни ғидиқлашлириға учримаслиқтәк түп алаһидиликиниң һәл қилғуч рол ойниғанлиқини тилға алди.
Һалбуки, бирнәччә йилдин буян уйғур районида йолға қоюлуп келиватқан “хитай дөлитини сөйүш” асасидики “вәтәнпәрвәрлик” тәрбийиси паалийәтлири, шундақла “диний әсәбийликниң тәсирини түгитиш” мәзмун қилинған уйғурлардики диний етиқадни суслаштуруш тәшвиқатиниң еһтияҗи үчүн мәкит деһқанлириниң сап һессият вә ташқи тәсирдин хали характердики “деһқанчә” услубта рәсим сизиш паалийити әсли характерини йоқатқан һалда һәрқайси җайларға кеңәйгән. Буниң әң типик намайәндиси уйғурлар диярида йилда өткүзиливатқан “деһқан рәссамлар” ниң мунәввәр “тәшвиқат” әсәрлирини баһалаш мусабиқиси болуп һесаблиниду. Бу мусабиқиләрдә даириләрниң сиясий еһтияҗиға әң мас келидиған рәсимләрни сизғанлар бирнәччә дәриҗилик өлчәм бойичә зор соммилиқ маддий буюмлар билән мукапатлинип келинмәктә икән. Буниңда һәр дәриҗилик даириләр бу хилдики “деһқан рәссамлар” ниң бир қисимидин “қизил тәшвиқат” еһтияҗиға мас келидиған түрлүк сиясий рәсимләрни сизишни тәләп қилған болса, йәнә муәййән сандики “деһқан рәссамлар” өзлириниң рәсим иҗадийитини ноқул һалда нөвәттики “қизил тәшвиқат” паалийәтлириниң еһтияҗиға мас келидиған мәзмунларға мәркәзләштүргән. Әнә шу хилдики “тәшвиқат рәсимлири”ни паал түрдә сизип кәлгүчиләрниң бири чақилиқ наһийисидики отам йезисида олтурушлуқ деһқан рәссам ғоҗабла әһмәд болуп, у телефон зияритимиз җәрянида өзиниң кичикидинла рәсим сизишқа һерисмән икәнликини, “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидики яш вақитлиридиму тәшвиқат рәсимлирини сизип кәлгәнликини, һазир асасән деһқанларниң компартийә рәһбәрликидә бәхтияр турмуш кәчүриватқанлиқи тәсвирләнгән тәшвиқат рәсимлирини сизиватқанлиқини сөзләп бәрди.
Биз йәрлик даириләрниң сәнәттин ибарәт пүткүл инсанийәткә ортақ зоқ ата қилғучи илимни комунистик тәшвиқат вә сотсиялизм идеологийиси үчүн хизмәт қилидурушниң маһийити һәққидә сориғинимизда, мәрвайит ханим бундақ қилишниң маһийәттә толиму күлкилик болған “башқиларниң туйғусини контрол қилиш” қилмиши икәнликини ейтти.
Уйғур районики алақидар учурлардин мәлум болушичә, “деһқан рәссамлар”ниң хитай һакимийитиниң сиясий тәшвиқат үчүн хизмәт қилиш даириси давамлиқ һалда кеңәйтилмәкчи икән.