Әркинлик сарийи хитайниң уйғур, тибәт районлиридики тор, язма әсәрләр вә учур әркинликигә қойған сияситини тәнқид қилди
2016.04.27

Америка әркинлик сарийи өзиниң бу йиллиқ ахбарат әркинлик доклатида, 2015-йили ахбарат әркинликиниң дуня миқясида йеқинқи 12 йилдин буянқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалғанлиқини билдүргән.
Хитайда болса 2015-йили әслидинла чәклик доклат ахбаратчилиқи вә тор обзорчилиқи чәклимигә учрап, идеологийилик контроллуқ күчәйгән. Сәзгүр сиясий темилар давамлиқ чәклинип, тордики муһит булғиниши, пул -муамилә системисиға мунасивәтлик хәвәр, обзорларға чәклимә қоюлған, уйғур вә тибәт районлирида ахбарат әркинлики давамлиқ қаттиқ қол муамилигә учриған.
Әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сара кук сараһ чоок ханим, хитайда 2015-йили кәспий ахбаратчиларниң бастурулуш нишаниға айланғанлиқини билдүрди.
Сара кук мундақ дәйду: “әпсуслинарлиқи, биз өткән йили ши җинпиң рәһбәрликидә чәклик болсиму, нисбәтән очуқ бәзи ахбарат түрлириниң тақалғанлиқини көрдуқ. Биз бир қанчә йил аввал микро блогларни бастурушқа шаһит болған. Һазир буниң үндидарға кеңәйгәнликини көрдуқ. Өткән йили кәспий ахбаратчиларни болупму лебирал мәтбәәләрниң мухбирлирини паракәндә қилиш, түрмигә ташлаш вә тутқун қилишниң көпәйгәнликини көрдуқ.
Бу, хитайда юқири сәвийилик доклат ахбаратчилиқини боғди. Бу саһәдики бошлуқниң барғансери тарийиватқанлиқини көрүп туруптимиз. Мухбирларни қоғдаш комитети хитайда 49 нәпәр мухбирниң түрмигә қамалғанлиқини ениқлап чиққан. Бу дуняда мухбирларни әң көп қамаш вәқәси. Әркинлик сарийи у мухбирларни тәкшүрүп, уларниң 18 нәпириниң кәспий ахбаратчи икәнликини байқиди. Бу йәрдики пәрқ бир қанчә йил аввал түрмидики мухбирларниң көпинчиси аз санлиқ милләтләр вә торда учур тарқатқучилар иди.”
Әркинлик сарийи доклатида, хитайниң аз санлиқ милләтләр вә диний гуруһларниң тордики һәрикити, уларниң язма әсәрлиригә, хитай компартийәсиниң көрсәтмисигә мухалип учурларни тарқитишиға қаттиқ қол муамилә қиливатқанлиқини илгири сүргән.
Униң доклатида, “хитай түрмисидики мухбирлар ичидә әң узун қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлар уйғурлар билән тибәтләр” дейилгән.
Доклатта қәйт қилишичә, бу районларда түрмидики мухбирлар, адәттики тибәт, уйғур пуқралар вә фалунгуңчилар чәкләнгән учурларни көргәнлики, қиззиқанлиқи вә тарқатқанлиқи яки муһаҗирәттики ахбаратчилар билән алақә қилғанлиқи үчүн қамалған.
Сара кук, уйғур, тибәт районлирида ахбарат контроллуқи вә мухбирларни бастуруш хитайниң башқа һәр қандақ райониға қариғанда қаттиқ икәнликини көрсәтти.
У: “аз санлиқ милләтләр вә диний гуруһларда ялғуз ахбаратчилар қаттиқ җазалинип қалмайду. Алди билән бу районларда ахбаратчилар қаттиқ контрол қилиниду һәм хилаплиқ қилса еғир җазаға тартилиду. Биз бу йәрдә 15 йилдин муддәтсиз қамақ җазасиға қәдәр һөкүм қилинған кишиләрни көрдуқ.
Шуниң билән биргә, адәттики пуқралар мәсилән, далай ламаниң рәсимини үндидарда тарқатқанлиқи үчүн түрмигә ташланған тибәтләр, тәшвиқат вәрәқиси тарқатқанлиқи үчүн түрмигә қамалған фалунгуңчилар бар.
Тибәт билән шинҗаңниң һәр иккисидә учур әркинлики интайин қаттиқ контрол қилиниду. У районлардики ахбарат контроллуқи хитайниң башқа һәрқандақ райониға қариғанда қаттиқ” дәп көрсәтти.
Әркинлик сарийи һәр қайси әлләрниң қануни әһвали, сиясий вәзийити, иқтисади муһитиға қарап, уларниң ахбарат әркинлик әһвалиға номур бәргән. Хитай 87 номур билән асиядики 40 дөләт ичидә ахбарат әркинлики шималий корейәдин қалсила әң начар дөләт болуп баһаланған.
Әркинлик сарийиниң президенти, сабиқ баш әлчи марк логан ахбарат әркинликиниң дуня миқясида арқиға чекиниш әһвали һәққидә тохтилип, сиясий күчләр, җинайи шайкилар, террорчи гуруһларниң күч-һоқуқ көрүшидә ахбаратни өзиниң мәқсити үчүн хизмәт қилдурушқа яки контрол қилишқа урунуп кәлгәнликини билдүрди.
У, чаршәнбә күни вашингтон ахбарат сарийида өткүзүлгән муһакимә йиғинида сөзлигән нутқида, ахбаратчиларниң һаяти һәр хил тәһдитләргә дуч кәлгән болсиму, бирақ уларниң бу хил тәһдиткә баш әгмигәнликини билдүрди.
Марк логан: “биз дуня ахбарат әркинликиниң йеқинқи 12 йилдин буянқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалғанлиқини байқидуқ. Сиясий күчләр, җинайи шайкилар вә барғансери күчийишкә қарап кетиватқан террорчи гуруһлар һоқуқ талишиш күришидә, ахбаратни өзиниң мәқситигә хизмәт қилдурушқа яки җимиқтурушқа урунуп кәлди. Лекин раккадин хәвәр берип турған сүрийә ахбаратидин тартип, дуняниң һәр қайси җайлиридики панама һөҗҗәтлирини хәвәр қилған тәһрир вә мухбирлар, мексикида зораванлиқ, йәрлик әмәлдарларниң қанунсиз қилмишлириға дуч кәлгән ахбаратчилар, бу хил тәһдитләргә қарши өзиниң җасаритини намаян қилип кәлди.
Бу йолда улар даим өзиниң һаятиға тәвәккүл қилди. Хитайда мухбирлар һөкүмәтниң немини йезиш, немини язмаслиқ һәққидики буйруқиға писәнт қилмиди” дәп көрсәтти.