“шәрқий түркистан яшлириниң мәсулийәтлири” дегән темида йиғин ечилди
2016.10.13

Мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән йеқиндин буян уйғурларға алақидар һәр хил темиларда йиғин ечиш давам қиливатиду.
Җәмийәтниң уюштуруши билән 8-өктәбир күни “дунядики күч тәңпуңлуқи вә хитайниң уйғур сиясити” дегән темида йиғин уюштурулған иди. 9-Өктәбир йәкшәнбә күни кәчтә йәнә “шәрқий түркистан яшлириниң мәсулийәтлири” дегән темида йиғин өткүзүлди.
Бу йиғинға дуня мусулман алимлар бирликиниң баш катипи, илаһийәт пәнлири доктори ели қарадағи тәклип билән қатнишип “шәрқий түркистан яшлириниң мәсулийәтлири” дегән темида лексийә бәрди.
Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт рәһбәрлири вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин 100 дин артуқ киши қатнашти. Йиғинға җәмийәтниң катипи абдуләһәд абдурахман риясәтчилик қилди вә доктор ели қарадағиниң сөзлирини нәқ мәйданда уйғурчиға тәрҗимә қилди.
Доктор ели қарадағи алди билән өзлириниң уйғур мусулманлирини қоллайдиғанлиқини, көңүл бөлидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “биз һәммимиз мусулман қериндаш, исламдики имани қериндашлиқ бизләргә берилгән чоң немәт. Шуниң үчүн биз бир дәвәтчи бир дини алим бир мусулман болуш сүпитимиз билән силәр билән биргә болимиз. Биз пәләстингә қандақ көңүл бөлгән болсақ шәрқий түркистанғиму шундақ көңүл бөлимиз, буниңдин бир қанчә йил илгири биз дуня мусулман алимлар бирлики болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан мусулманларға алақидар бир қанчә қетим баянат елан қилдуқ. Хитай һөкүмитигә бу мәсилә тоғрисида хәт әвәттуқ, дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң шу дәврдики баш катипи әкмәләддин еһсан оғли билән өзүм биваситә учришип шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида мәслиһәтләштуқ. Имканийитимизниң йетишичә бир иш қилишқа тириштуқ. Биз буниңдин кейинму түркийә, қатар вә сәуди әрәбистанда бу мәсилини күнтәртипкә кәлтүрүшкә имканийитимизниң йетишичә тиришимиз.”
Доктор ели қарадағи йиғин әһлигә хитаб қилип мундақ деди: давада ғайигә йетиш үчүн алди билән аллаһ тәрәпкә чақиридиған дәвәтчи болуш, йәни тоғриға йетәкләйдиған, хатадин тосидиған, дәвәтчи болуш, андин тәшвиқатқа әһмийәт бериш, мәйли түркийә ичидә болсун мәйли түркийә сиртида болсун тәшвиқатқа әһмийәт бериш керәк, имканийәт йоқ дәп үмидсизләнмәслик керәк.
Иккинчи тәвсийә болса, иқтисадий игилик тикләш, иқтисадий игилик тикләштиму өз-ара ичиңлардики талаш-тартишни ташлаңлар, биз мусулманларниң әң чоң илләтләрдин бири болса һәммимиз өз алдимизға җамаәт шәкилләндүрүшкә тиришимиз, әмма бу хата, әслидә мусулманларниң муҗәссәмлишишкә, һәмкарлишишқа еһтияҗи бар.
Иқтисади игилик тикләш бай болуш муһим, мәйли вәтән ичи вә яки сиртида болуңлар иқтисади игилик тикләшкә әһмийәт бериш лазим. Сода-тиҗарәт билән шуғуллиниш, ширкәт ечиш,завут-кархана қуруп тәрәққий қилиш лазим. Иқтисад исламда иман-әқидидин қалса роһқа охшаштур. Роһни күчләндүридиған йәни хәлқни тәрәққий қилдуридиған амилдур.
У, үчинчи тәвсийә сүпитидә юқири сәвийилик илим тәһсил қилиш керәкликини тәкитлиди. Уйғур яшларни илим тәһсил қилишқа чақириқ қилди.
Доктор ели қарадағи 1949-йили ирақниң суләйманийә тәвәликидики қарадағ дегән җайда туғулған болуп, 1969-йили ислам институтини пүттүргән. 1980-Йили мисир әзһәр университетиниң һоқуқ факултетини юқири нәтиҗә билән тамамлиған, 1985-йили әзһәрниң һоқуқ факултетида докторлуқ унвани алған.
Доктор ели қарадағи һәрқайси дөләт вә хәлқаралиқ ислами хизмәтләрдә муһим вәзипиләр өтәп келиватқан болуп, у, “хәлқара мусулман алимлар бирлики” ниң баш катипи, “пәтива вә тәтқиқат кеңиши” ниң явропа бойичә рәис ярдәмчиси вә қатар университети шәриәт вә ислам тәтқиқат факултети профессори вәзипилирини өтәп кәлмәктә икән.
Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн бу йиғини уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқириқи авазлиқ улиништин бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.