Хитайниң түркийәгә қаратқан виза түзүмигә өзгәртиш киргүзгәнлики инкас қозғимақта
2016.02.11
Түркийә мәтбуатлирида хитай даирилири тәрипидин түркийәлик саяһәтчиләргә виза беришни қийинлаштурғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалди.
“биргүн” гезитиниң хәвиригә қариғанда, бейҗиң даирилири, түркийә җумһурийити пуқралириниң хитайдин виза елиш ишлирини қийинлаштурғанлиқини билдүрди вә хусусий саяһәт қилғучиларға виза берилмәйдиғанлиқи, сода-тиҗарәт үчүн виза илтимас қилғучилар үчүн хитайниң рәсмий дөләт органлиридин вә яки шәһәрлик һөкүмити тәрипидин тәстиқланған тәклип болуши шәрт қилинғанлиқи илгири сүрүлди.
Хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси тәрипидин елан қилинған уқтурушта, түркийә пуқралириниң виза илтимас ишлириға алақидар өзгәртиш киргүзүлгәнлики билдүрүлди.
“биргүн” гезитиниң хәвиридә билдүрүлүшичә, хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси түркийәдики алақидар саяһәт ширкәтлиригә әвәткән уқтурушта, сода-тиҗарәт үчүн визиға илтимас қилишта, хитайдин дәвәт қилған ширкәтләрниң тәклип мәктуплири қобул қилинмайдиғанлиқини, хитай дөләтлик идарә органларниң тәклипи вә тәстиқи тәләп қилинидиғанлиқи илгири сүрүлди.
“биргүн” гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитай виза ишлириға өзгәртиш киргүзүлгәндин кейин саяһәтчиләрниң хусусий виза илтимас қилишиға хатимә берилидикән.
Игилинишичә саяһәт қилиш мәқсәттә хитайни зиярәт қилмақчи болған кишиләрниң саяһәт виза илтимаслири қобул қилинмайдикән. Әмма өмәк болуп саяһәткә баридиғанларниң илтимаси өмәк һаләттә қобул қилинидикән. Лекин, өмәк визаси үчүн илтимас қилидиған саяһәт ширкәтлири хитай даирилири тәрипидин тәстиқланған вә келишим түзүлгән ширкәтләр болуши шәрт икән.
Хәвәрдә билдүрүшичә, хитай даирилириниң бу уқтуруши 2016-йили 2-айниң 15-күнидин етибарән күчкә игә икән.
Ундақта немә үчүн хитай түркийә пуқралириниң шәхсий саяһәт қилишиға чәклимә қоюши мумкин? көпинчә дөләтләр өз дөлитигә чәтәллик саяһәтчиләрниң көпләп келиши үчүн һәр хил тәшвиқат паалийәтлири қиливатқан бир пәйттә немә үчүн хитай түркләрниң саяһәт қилишини қийинлаштуриду? бу мәсилиләрдә түркийәдики бир қисим уйғурлар арисида түрлүк инкаслар пәйда болмақта. Түркийәдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин абдурешит абдулһәмит вә миркамил қәшқәрли әпәндиләр өзлириниң бу мәсилә һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.
Уйғур зиялийси абдурешит әпәнди хитайниң түркийә пуқралириға виза беришни қийинлаштурушниң бирдин бир сәвәбиниң асаслиқи бихәтәрликни көздә тутқан болуши еһтималлиқини билдүрди.
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликиниң рәсмий тор сәһиписиниң 2015-йили 12-айниң 22-күнидики уқтурушида, хитай пуқралири түркийәгә саяһәт қилиштин агаһландурулған иди. 2015-Йили 7-айда түркийәдә он миңлиған киши кочиларға чиқип уйғурларға роза тутушни чәклигән хитайға қарши наразилиқ намайиши елип барған иди. Буниңға қарита хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, түркийәдә хитайни нишан қилған паалийәтләр вә намайишлар елип берилғанлиқини вә хитай саяһәтчиләрниң һуҗумға учриғанлиқини билдүрүп, хитай пуқралирини түркийәгә саяһәт қилиштин агаһландурған иди.
Уйғур зиялийси азатҗан буғра хитайниң бу қарариниң сода-иқтисадий мәнпәәтләргә қариғанда, сиясий нуқтини асасий орунға қойғанлиқини көрситидиғанлиқини билдүрди.
Түркийә даирилириниң рәсмий статистикилиқ мәлуматлаириға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян түркийә билән хитай арисидики саяһәт ишлири тез яхшилинип, түркийәгә кәлгән хитай саяһәтчиләрниң сани 2015-йили 10 ай ичидә алдинқи йилдикигә селиштурғанда 67.67% Ашқан болуп 282 миң 872 кишигә йәткән икән.