Түркийә-хитай җинайәтчиләрни өз-ара алмаштуруш келишими әндишә қозғиди
2017.05.15
Түркийә-хитай җинайәтчиләрни алмаштуруш келишими 13-май имзаланди. Бирақ, келишимниң конкрет мәзмуни, униң четишлиқ даириси қатарлиқ нурғун тәпсилатлар мәлум әмәс. Келишимниң четилиш даириси вә уйғурлар болған тәсири ғәрб әллиридики уйғур тәшкилатлириниң вә түркийәдики уйғур паалийәтчилириниң диққитини қозғаватқан нуқтиларниң бири.
Уларниң қәйт қилишичә, бу келишимниң түркийәдә нурғун уйғур мусапирлар һәр хил радикал диний хаһишларға четишлиқ, дәп тутқун қилинған, улар аманлиқ органлириниң изчил назаритидә тутуп турулуватқан, хитай һөкүмити бу уйғурларни қайтуруп беришни қаттиқ тәләп қиливатқан назук мәзгилдә имзалиниши әндишә қозғайдикән.
Түркийә-хитай җинайәтчиләрни өз-ара алмаштуруш келишими президент әрдоғанниң икки күнлүк хитай зиярити җәрянида имзаланди. 13-Май өткүзүлгән хәлқ сарийидики имза қоюш мурасимиға әрдоған билән ши җинпиң назарәтчилик қилған. Уларниң назарәтчиликидики мурасимда йәнә, түркийә-хитай қуруқлуқ қатниши, өз-ара мәдәнийәт мәркәзлирини қуруш қатарлиқ мәзмунлардики бир қатар келишимләр имзаланған иди.
Түркийәлик адвокат әнгин картал әпәнди бу келишимниң түркийәдики уйғур мусапирлар үчүн хәвплик бир келишим икәнликини илгири сүрди. Униң қәйт қилишичә, бу йил 16-апрелдики реферандум бу келишимниң йолини ачқан.
Әнгин картал мундақ дәйду: “бу келишим наһайити хәвплик бир келишим. Бу келишим шуниң билән баравәр нурғун ишикләрни ечип бериду. Буниңдин бурунму хитай билән түркийә оттурисида җинайәтчиләрни өз-ара алмаштуруш келишими имзаланған. Бирақ бу келишим, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тәрипидин рәт қилинған. Бүйүк милләт мәҗлиси бу келишимни рәт қилғачқа, у қануни күчкә игә болмиған. Түркийә бүйүк милләт мәҗлиси бу келишимни рәт қилғачқа, хитай буниңға бир немә дейәлмигән. Бирақ һазир, бу келишим 16-апрелдики асасий қанун реферандумидин кейин имзаланди. Йеңи асасий қанунда бүйүк милләт мәҗлисиниң бу келишимни тәстиқлишини сақлап турмайду. Бу йәрдики хәвп мана мушу йәрдә.
Түркийә билән хитай оттурисидики бу келишим, түркийә-явропа иттипақи мунасивити вә түркийә-америка мунасивити йириклишип, йеқинқи замандики әң осал әһвалға чүшүп қалған мәзгилдә имзаланди.
Түркийә-явропа оттурисидики мунасивәткә сүрийәлик мусапирлар, кишилик һоқуқ, ахбарат әркинлики, явропаниң күрт мәсилисидики позитсийәси, явропа стандартлириға әмәл қилиш қатарлиқ амиллар тәсир көрситип кәлгән. Америка-түркийә мунасивәтлиридә фәтһуллаһ гулән мәсилиси, америкиниң сүрийәдики күрт қораллиқ гуруһи - й п г ни қоралландуруп, террорлуқ гуруһ даешқа тақабил туруши қатарлиқ амиллар рол ойниди.
Бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, түркийәниң хитай-түркийә мунасивитиниң тәрәққияти әрдоғанниң 16-май америкида елип баридиған зияритиниң нәтиҗисигә бағлиқкән.
Түркийә қоч университетиниң сиясий пәнләр профессори, америка мичиган университетиниң тәклиплик оқутқучиси тимур хоҗаоғлу мундақ дәйду: “көрәйлуқ, бу, президент трамп билән әрдоғанниң америка саяһити қандақ өтиду. Шуни көргәндә бу вәзийәт техиму мәлум болиду. Әгәр әрдоған америкиға келип, америка билән мунасивити яхшилинишқа еришсә, шуниңға үмид туғулиду. Йәни түркийә хитайниң бәк қаттиқ тәсиридә қалмайду. Бирақ, америкида президент трамп әрдоғанни бәк соғуқ күтүвалса, аридики ихтилаплар һәл болмиса, түркийә-америка вәзийити түзәлмәйду. Нәтиҗидә, түркийә русийә билән хитайға мәҗбурий йеқинлишиду.”
Әрдоған 12-май хитайға қарап йолға чиқиш алдида, өзиниң 16-вә 17-май күнлиридики америка зияритини “түркийә-америка мунасивәтлиридики бир миладийә болиду, дәп қараймән” дегән иди.
Профессор тимурхоҗаоғлуниң көрситишичә, әрдоған һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә америка вә явропа иттипақидин йәклинип қалған. У, нәтиҗидә әрдоғанниң хитай билән йеқинлишиш үчүн бу келишимни имзалиғанлиқини билдүрди.
Тимур хоҗаоғлу: “түркийә, билисиз, елип барған сиясити түпәйли америка вә явропадин йәклинип қалди. Бир русийә бар иди, униң билән бир аз йеқин болған. Әмма русийә билән һазир унчилик яхши әмәс мунасивити. Һазир әрдоған хитай билән мунасивитини яхшилап, түркийә йәкләнмиди, хитай билән дост, дәп, көрситишкә һәрикәт қиливатиду. Шуниң үчүн бу келишимләрни имзалиди. Хитайлар әрдоғанниң наһайити зәип йеридин тутувалди. Болмиса, униң бундақ бир келишим имзалиши яхши иш әмәс. У явропа, америка вә ғәрб әллиридә йәклинип қалғачқа, хитай билән мунасивәтни тәрәққий қилдуруп, содини көпәйтишни көздә тутуватиду. Чүнки, түркийәниң иқтисади әһвали яманлишип қалди.”
Түркийәлик адвокат әнгин картал йәнә, түркийә-хитай җинайәтчиләрни алмаштуруш келишимигә баһа берип, дөләтләр оттурисидики келишимниң қануни һөкүми барлиқини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, хитай бу келишимгә асасән у “террорлуқ” билән қарилиған бәзи уйғурларни өткүзүп беришни тәләп қилалайду.
У мундақ дәйду: “һазир, хитай сияситидә түркийәдики шәрқий түркистанлиқ уйғурлар гунаһкар, дәп көрситиливатиду. Шуңа, хитайниң бәргән истихбарат учури билән бу уйғурларниң бәзилири даиш әзаси, бәзилири террорлуқ тәшкилат әзаси, дәп қарилип, тәқибгә учрайду. Шуниң билән, хитай түркийә-хитай җинайәтчиләрни алмаштуруш келишимигә асасән бу кишиләрни өткүзүп беришни тәләп қилиду. Түркийә йеңи асасий қануниниң ахирқи маддисидики бәлгилимидә бу хил келишимләр қанун һөкүмдур. Шуңа, түркийә бу шәхсләрни һәқиқәтән өткүзүп беришкә тегишлик, дәп қариса өткүзүп бериду.”
Әрдоған билән ши җинпиң 13-май бу келишимгә имза қоюлған күни өз-ара сөһбәт өткүзгән. Ши җинпиң әрдоғанға хитайниң түркийә билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтиш үмидини тәкитләп, фәтһуллһа гүлән мәсилисидә “түркийәгә тәһдит пәйда қилидиған һәрқандақ шәхс вә органға рухсәт қилмаймиз. Бу мәсилидә түркийә билән һәмкарлишимиз”дегән.
Әрдоғанниң ши җинпиңға җавабән немә дегәнлики мәлум әмәс. Хитай вә түрк ахбарат васитилиридә, әрдоғанниң сөзи қәйт қилинмиди. Бирақ әрдоған 14-май “бир бәлвағ, бир йол” йиғинида сөзлигән нутқида, бу йолниң йипәк йоли бойиға җайлашқан дөләтләрдики “террорлуқ”ни түгитидиғанлиқини тәкитлигән.