Түркийәлик уйғур оқутқучи үрүмчи айродромидин қайтуруветилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.06.27
hidayetullah-gokturk.jpg Һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди айродромдики назарәтханида. 2016-Йили 24-июн, үрүмчи.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң истанбул шәһиридә түркийә маарип министирлиқиға қарашлиқ бир толуқ оттура мәктәптә муәллим болуп ишләватқан һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди 6-айниң 23-күнидин 24-күнигичә үрүмчи айродромда 36 саәт назарәт астида тутуп турулғандин кейин түркийәгә қайтуруветилди.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди, өзиниң 6-айниң 23-күни җәнубий хитай авиатсийә ширкитиниң айропилани билән аяли вә пәрзәнтини йоқлаш үчүн үрүмчигә қарап учқанлиқини, чүштин кейин саәт төт әтрапида үрүмчи айродромға йетип барғинида, хитай сақчилири униңға, хитайниң җамаәт хәвпсизликигә хәтәр елип келиш еһтималиң бар, дәп назарәт ханиға солап қойғанлиқини баян қилди.

Һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди 2016-йили 1-айниң 21-күни үрүмчигә берип, үрүмчилик бир уйғур қизи билән той қилған иди. У той хети алғили барғанда үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси вә мунасивәтлик органлар униңға яхши муамилә қилип рәсмийәтлирини беҗирип бәргән болсиму, 5 ай кейинки бүгүнки күндә уни айродромда 36 саәт 3 сақчиниң назарәти астида тутуп қайтурувәткән. У, бу хитайниң өзиниң қануниға вә хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқини, өзиниң түркийәдә дөләт кадирлириға берилидиған хитайға виза тәләп қилмайдиған паспорти туруқлуқ бундақ муамилә қилған хитайни әйибләйдиғанлиқини тәкитлиди.

Һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди өзиниң хитайни яхши чүшәнмәйдиғанлиқини, той қилғили барғанда хитай дөләт бихәтәрлики идариси, җамаәт хәвпсизлик идариси хадимлириниң өзи билән яхши сөһбәт елип барғанлиқини, буниңға қарап хитайниң сиясити яхши болуп кетипту дәп ойлиғанлиқини, дуняниң һечқандақ җайида дадисидин түпәйли балилириниң, балилиридин түпәйли ата-анилириниң җазаландурулмайдиғанлиқини баян қилди. Түркийәдә туғулуп чоң болған оқутқучи һидайәтуллаһ гөктүрк әпәнди, әнқәрәгә берип түркийә ташқи ишлар министирлиқиға әрз қилип, бу һәқсизликкә наразилиқ билдүридиғанлиқини баян қилди.

Өткән ай йәни 5-айниң 21-күни бир саяһәт ширкитиниң уюштуруши билән үрүмчигә барған 15 түркму үрүмчи айродромидин қайтуруветилгән иди. Түркийә истратегийилик чүшәнчиләр институти тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.