Түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.02.04
Sherqiy-Turkistan-meselisi-yighin.jpg Түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида йиғиндин көрүнүш. 2015-Йили 1-феврал, истанбул.
RFA/Arslan

2015-Йили 2-айниң 1-күни йәкшәнбә, мәркизи истанбулниң фатиһ райониға җайлашқан хоҗа әһмәт йәсәвий вәхпиниң уюштуруши билән түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси дегән темида йиғин өткүзүлди.

Йиғинда явропа-асия түрк җәмийәтлири федирасийисиниң рәиси исмаил чингиз, пешқәдәм язғучи профессор султан мәхмут қәшқәрли уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида сөз қилди.

Хоҗа әһмәт йәсәвий вәхпиниң йиғин залида ечилған бу йиғинда исмаил чингиз, шәрқий түркистанниң тарихи, җуғрапийиси, истратегийилик әһмийити, йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини статистикилиқ мәлуматлар билән аңлатқандин кейин, шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан қийинчилиқ мәсилиләр тоғрисида тохталди.

Исмаил чингиз түркийә-хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида тохтилип мундақ деди: хитайниң иқтисадий вә сиясий җәһәттә хәлқаралиқ бир чоң күч болушни халайдиғанлиқини көрүватимиз, хитай америкидин қалса дунядики әң чоң күч болимән дәйду, хитай мушу шәкилдә давам қилидиған болса, алдимиздики 5, 10 йил ичидә иқтисадий җәһәттә америкиниң алдиға өтүп кетидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Лекин һәрбий җәһәттә техи ениқ әмәс, әмма хитай хәлқаралиқ күч болуш үчүн ғәрбкә йүзлиниши, ғәрб билән маслишиши керәк болиду, буниң үчүн шәрқий түркистанни һәрбий база қилип қоллинишқа мәҗбур болиду. Шәрқий түркситанниң йәнә бир әһмийити болса, хитай, қазақистан, өзбекистан вә түркмәнистандин сетивалған тәбиий газ вә нефитлар туруба линийиси билән шәрқий түркистан арқилиқ хитайға йөткиливатиду. Йәни шәрқий түркистан чоң бир енергийә линийисиниң үстигә җайлашқан. Шуниң үчүн хитай хәлқаралиқ күч болушни халиса, қазақистан вә яки иран билән истратегийилик ортақлиқ орнитип түркийә билән һәмкарлиқ орнитишқа вә явропаға ечилишқа мәҗбур болиду.

Исмаил чингиз сөзидә, хитайниң оттура асиядики қазақистан, түркмәнистан вә өзбекистанниң тәбиий газ вә нефит байлиқлириниң көп қисмини сетивелиш вә бу дөләтләргә өсүмсиз қәрз бериш арқилиқ сиясий вә һәрбий җәһәттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати нам астида бу дөләтләрни тәсири астиға алғанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә, хитайниң хәлқаралиқ күч болуш үчүн түркийә билән истратегийилик һәмкарлиқ орнитишқа мәҗбур икәнликини ипадиләп мундақ деди: хитай хәлқаралиқ чоң күч болушни халиса, әмди явропаға ечилиш үчүн түркийә билән истратегийилик һәмкарлиқ орнитишқа мәҗбур болиду. Хитай мәһсулатлирини ташқи дөләтләрдә базарға селишта һәм һәрбий җәһәттә түркийә арқилиқ оттура шәрқ вә африқида тәсиргә игә болуш үчүн түркийә билән истратегийилик һәмкарлиқ келишими түзүшкә мәҗбур болиду. Шәрқий түркистан түркийә үчүнму муһим әһмийәткә игә, шуниң үчүн бизниң түркийәму районлуқ вә яки хәлқаралиқ күч болушни халиса, шәрқий түркистан мәсилисини өзиниң ташқи сияситидики асасий мәсилә дәп қарап вә бу мәсилини өзиниң үстигә елиш мәҗбурийитини ада қилип туруп, хитай билән болған мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруши керәк.

Йиғинда сөз қилған профессор султан мәхмут қәшқәрли, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини, уйғур хәлқиниң диний бесим, миллий мәдәнийәт вә тил-йезиқ вә маарип саһәләрдә чәклимигә учраватқанлиқини, хитайниң бирдин-бир сияситиниң шәрқий түркистан хәлқини ассимилятсийә қилип йоқ қилиштин ибарәт икәнликини ипадилиди.

Икки саәт давам қилған йиғин ахирида сөз қилғучиларға хоҗа әһмәт йәсәвий вәхпи тәрипидин тәшәккүр билдүрүп тәқдирнамә тәқдим қилинди. Ахирида йиғин әһли хатирә рәсимгә чүшти.

Биз бу йиғин тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн, йиғинда сөз қилған профессор султан мәхмут қәшқәрли вә түркистанлиқлар иҗтимаий һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси әкбәр ясса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.