Түркийә хитай пуқралириниң виза елишини қолайлаштурған болсиму, хитай түрк визиси алған саяһәтчиләрни айродромда тосувалған
2015.02.25
Түркийә һөкүмити хитай пуқралириниң тор арқилиқ виза (E - Visa) елип түркийәгә кириши тоғрисидики бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзди.
Түркийә саяһәт ширкәтлири бирликиниң тор бетидә 24 - феврал күни елан қилинған хәвәргә асасланғанда түркийә җумһурийити, түркийәгә келидиған саһайәтчиләргә асанлиқ яритип бериш үчүн 2013 - йили тор арқилиқ виза бериш түзүмини йолға қойған икән. Бу бәлгилимә бойичә хитай хәлқ җумһурийәти пуқралири паспортида иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилати йәни “ OECD”ға әза дөләтләрниң яки шәнгән йәни явропа бирликигә әза дөләтләрниң визиси болса түркийә визисини тор арқилиқ алалайдикән.
Бу айниң бешида бу бәлгилимигә түзитиш киргүзүлгән болуп, хитай пуқралириниң түркийә җумһурийитиниң визисини тор арқилиқ елиши үчүн иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиға әза дөләтләрниң визисини яки шәнгән визисини алған болуш шәрти әмәлдин қалдурулған. Буниңдин кейин хитай паспорти бар кишиләр тор арқилиқ виза елип түркийәгә кирәләйдикән. Түркийәдә һечқандақ рәсмийәт өтмәй 30 күн туралайдикән. Бу һөҗҗәт түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин чиқирилған болуп, түркийә ички ишлар министирлиқи көчмәнләр идариси, түркийә саяһәт ширкәтлири бирликиниң тор бәтлиригә қоюлған.
Биз игилигән мәлуматқа асасланғанда, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң бу қарари 2 - айниң 5 - күнидин тартип йолға қоюлған болсиму, бу визини елип түркийәгә келидиған кишиләр айродромда тосувелинған.
Истанбулдики саяһәт рәһбири мәмәт айдин әпәнди, уйғур иқтисадшунас абдурешит абдулхәмит әпәнди вә түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәмләр билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә саяһәт дөлити болғачқа пул тепиш үчүн бундақ бир бәлгилимини чиқарғанлиқини, әмма хитай уйғурларниң түркийәгә келишини тосуш үчүн буниңға риайә қилмайватқан болуш еһтимали барлиқини баян қилди.
Мәмәт айдин әпәнди болса бәзи хитай пуқралириниң тор арқилиқ алған визиси билән түркийәгә келиш алдида хитайдики айродромларда тосулуп қалғанлиқини ейтти.
Хитай хәлқ җумһурийәти пуқралири үчүн тор арқилиқ виза елиш һөҗҗити