“шәрқий түркистан дәвасида сағлам идийә тоғра һәрикәт” дегән темида йиғин ечилди
2016.07.21

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” ниң 8 -нөвәтлики 18 - июл истанбулда ечилди.
Төт күн давам қилидиған бу йиғинниң биринчи күни 17 - июл истанбулдики зәйтунбурну мәдәнийәт мәркизи йиғин залида ечилиши пиланланған болсиму, түркийәдики һәрбий өзгириш вәқәлири сәвәбидин бикар қилинған болуп 7 18- июл истанбулниң арновут көйидә бир меһманханида ечилди. Йиғин бүгүн 3 - күнигә қәдәм қойған болуп 21- июл ахирлишидикән.
Йиғинға, америка, австралийә, японийә, сәуди әрәбистан, қазақистан вә явропа дөләтлири болуп 13 дөләттин кәлгән тәшкилат рәһбәрлири, журналистлар, тәтқиқатчилар, зиялийлар, диний өлималар вә уйғур яшлардин болуп 120 дин артуқ киши қатнашти.
Йиғин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузханниң ечилиш нутқини билән башланди.
Йиғинда, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити баш мупәттиши, диний алим абдулһәкимхан мәхсум һаҗим, “шәрқий түркистан дәвасида сағлам идийә, тоғра һәрикәт елип бериш”, дегән темида, сәуди әрәбистан җиддә радиосида хизмәт қилидиған журналист абдуләһәд һапиз, “һәрикитимизниң исламий йөлинишидә оттураһаллиқ еңини өстүрүш”, истанбулда яшаватқан диний алим ибраһим дамоллам вә абдуезиз әпәнди “шәрқий түркистан дәвасида инкарчилиқ еңини ағдуруп ташлаш” дегән темида, җәнубий австралийә ислам диний җәмийити рәиси диний алим абдусалам абдуғени, “исламий җиһад вә дөләт бәрпа қилишниң қуран вә сүннәттики орни” дегән темида, һаҗәттәпә университети оқутқучиси, доктор әркин әкрәм, “шәрқий түркистан дәвасида нәтиҗидә қазинишниң йол вә методлири” дегән темида, әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт, “шәрқий түркистан дәвасида ваизлиқниң әһмийити” дегән темида, истанбулдики арал университети радийо - телевизийә факултети оқутқучиси доктор шавкәт насир, “шәрқий түркистан дәвасида мәтбуат вә тәшвиқатниң роли вә әһмийити” дегән темиларда сөз қилди.
Һәр бир сөз қилғучи сөзини тамамлиғандин кейин соал - җаваб вә темилар бойичә мулаһизә, музакирә қилинди. Йиғинда шәрқий түркистан көрүши һәрикити йөнилишиниң тоғра болуши үчүн сағлам пикирниң һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқи һәққидә чоңқур музакирә вә муһакимиләр елип берилди.
Биз бу йиғин тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн йиғинға қатнашқан бир қанчә меһманлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Австралийәдин келип йиғинға қатнишиватқан диний алим абдусалам абдуғени бу йиғинда музакирә қилинған мәсилиләр тоғрисида тохталди.
Биз йәнә, бу йиғин тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн японийәдин келип йиғинға қатнашқан уйғур зиялий турмуһәммәт һашим әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Явропа шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи әйса савут әпәнди, йиғиндин уйғурлар үчүн яхши бир нәтиҗиниң оттуриға чиқишини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.