Түркийә дөләт рәиси баш мәслиһәтчиси ялчин топчу: “хитай уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқи бериши керәк”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.06.16
yalchin-topchu-uyghur-osmurler.jpg Түркийә дөләт рәиси баш мәслиһәтчиси ялчин топчу әпәнди 30 уйғур өсмүрни түркийә дөләт рәисиниң йеңи сарийида қобул қилди. 2016-Йили июн, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә дөләт рәиси баш мәслиһәтчиси ялчин топчу әпәнди 30 уйғур өсмүрни түркийә дөләт рәисиниң йеңи сарийида қобул қилғанда зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқи бериши керәкликини тәкитлиди.

Һәшәмәтлик йеңи сарайни зиярәт қилған уйғур өсмүрләрни ишханисида қобул қилған ялчин топчу әпәнди, уйғур балилар билән бир-бирләп қол елип көрүшти вә улардин чоң болғанда немә болушни халайсиләр дәп сориди. Бу оқуғучиларниң көпи 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин қечип чиққан уйғурларниң пәрзәнтлири болуп, улар түркийәдики мусапир уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқлар аңлитилған бир парчә тәләп хәтни ялчин топчиға берип, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға йәткүзүп беришини тәләп қилди. Ахирида 30 өсмүр уйғурниң оқутқучиси мунәввәр өзуйғур ханим дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси ялчин топчуға көк байрақ, уйғур допписи вә китаб совғат қилди. ялчин топчу уйғур өсмүрләргә оюнчуқ тарқитип бәрди.

Арқидин зияритимизни қобул қилған ялчин топчу әпәнди уйғур өсмүрләрни көргәндин кейинки туйғулирини баян қилип мундақ деди: “көп хурсән болдум. Шәрқий түркистанда демократийәлик һәқ вә һоқуқлирини қоғдиялмиған аилиләрниң бала-чақилири түркийәдә бу йәрдики қериндашлириниң йенида тәлим тәрбийә еливетипту, оқутқучилири уларни тәрбийәләветипту. Оқутқучисидинму аңлидим, уйғур тарихини, һәм шәрқий түркистанниң, һәм түркийәниң, түрк дунясиниң, һәм түрк миллитиниң тарихини, ислам динини өгиниветипту, буни көрүп бәк хурсән болдум.”

Ялчин топчу әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситиниң хитай дөлитигә ярашмайдиғанлиқини баян қилип мунуларни деди:“әлвәттә шәрқий түркистан дегәндә, уйғур түрклири дегәндә, шундақла түрк дунясидики һәр қандақ бир түрк, ислам дунясидики һәрқандақ бир мусулман, уйғурлар тартиватқан дәрд-әләм, зулумни аңлиғинида көзигә яш алиду, көңли йерим болиду. Әпсуски, мәнму һазир шу һессиятта. Хитайдәк чоң бир дөләтниң уйғурларға хәлқара қанунда бәргән һәқ вә һоқуқни бәрмәслики, буниңға хилаплиқ қилиши, уйғурларға давамлиқ бесим ишлитиши, һәм әркин дуняға ярашмайду, һәмдә хитайдәк чоң бир дөләткә ярашмайду.”

Ялчин топчу әпәнди радийомизға бәргән баянатида хитай һөкүмитини уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқини беришкә чақирип мундақ деди: “хитай өзи у йәргә шинҗаң уйғур аптоном райони дәп нам бәргән. Хәлқара қанунда аптономийәгә берилгән бәзи һоқуқлар бар. Аптоном районда яшиған кишиләр хәлқара қанунда уларға берилгән бәзи һәқ вә һоқуқлар билән қоғдилиду. Хитайдәк чоң бир дөләттин дуня вә түрк-ислам дуняси у йәрдә яшаватқан хәлқләргә хәлқара қанунда берилгән һәқ вә һоқуқниң берилишини тәләп қилиду. Бесим сияситини тохтитиши керәк. Әгәр хитай бу мәсилидә дуняви ойлиған болса, уйғурлар хитай билән түрк-ислам дуняси оттурисида мәдәнийәт көврүки болалайду. Иқтисадий вә саяһәт җәһәттики көврүк болалайду. Хитайға иқтисадий җәһәттинму пайда елип келәтти. Әпсуски биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, хитай һөкүмити уйғурларниң демократийәлик һәқ вә һоқуқлириға таҗавуз қилмақта. Буниңдин көңлимиз бәк йерим. Түрк дуняси билән ислам дунясиму буниңдин биарам болмақта. Биз хитайдин хәлқара қанунда бәлгиләнгән аптономийә һоқуқини уйғурларға беришини тәләп қилимиз.”

Түркийә дөләт рәиси баш мәслиһәтчиси ялчин топчи әпәнди мәдәнийәт министири вәзиписини өтәватқан мәзгилдә түркийәдики бәзи уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири униң билән көрүшүп, түркийәдики уйғурларниң миллий кимликини, болупму тилини қоғдап қелиши үчүн түркийәниң ярдәм қилишини тәләп қилған иди. Истанбулдин кәлгән 30 уйғур өсмүрни қобул қилған вақтидиму бәзи уйғур балилар мәктәп селип беришини тәләп қилди. ялчин топчу әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мән мәдәнийәт министири болуп вәзипә өтәватқан мәзгилдиму сейит түмтүрк әпәнди билән бу мәсилини сөзләшкән идуқ. Әслидә қәйсәридә қәйсәри шәһәр башлиқиму яхши билидиған, һазир муһит вә шәһәрчилик министири вәзиписини өтәватқан өзһасәки әпәндиму яхши билиду. Өткәндә мән учрашқанда бу мәсилини сөзләшкән идим. Әслидә қәйсәрини уйғурларниң иккинчи чоң мәркизи қилип қуралаймиз. Уйғурлар өз мәдәнийитини, тилини бизгиму өгитәләйду. Биз миң йил бурун уйғурлардин айрилған болғачқа, тилимиз вә чирайимизму өзгирип кәтти. Мән қәйсәридә уйғур мәһәллиси, уйғур мәктипи вә уйғур мәдәнийәт мәркизи қуруш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүватимән. Мунасивәтлик министирлар биләнму сөзләштим. Йеңи кәлгән уйғур қериндашлиримиз анатолийәдики түркләр билән йеқинлашсун, өз-ара мәдәнийәт алмаштурсун. Уйғурлар бизниң әҗдадлиримиз, биз унтуп кәткән мәдәнийитимизни бизгә қайта өгәтсун.”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, 6-айниң 13-күни түркийә дөләт рәиси сарийини зиярәт қилған 30 уйғур өсмүр, тәләп хетини түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси ялчин топчу әпәндигә тапшуруп бәрди. ялчин топчу әпәнди уйғурларниң бу тәләп хетини әйни күни ақшам иптар зияпитидә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға өз қоли билән тапшуруп беридиғанлиқини баян қилип мундақ деди:“бу ақшам иптар зияпитидә бирликтә болимиз. Худайим буйруса балилиримиз маңа бәргән хәт билән соғатни өз қолум билән өзигә тапшуруп беримән.”

Ялчин топчу әпәнди 1957-йили түркийәниң ардаған вилайитидә туғулған. У, сиясий һаятида бүйүк бирлик партийәси рәислики, мәдәнийәт министири вәзипилирини өтигән. Һазир түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси вәзиписини өтимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.