Түркийәниң уйғур мәсилисидики позитсийиси әйибләнди
2014.07.30

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи сүрийә мәсилиси вә пәләстин мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп ташқи сиясәттә бу мәсилиләрни алдинқи күнтәртипкә қоюп кәлмәктә. Лекин, улар уйғур мәсилисигә йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәслик билән тәнқидләнмәктә вә түркийәниң уйғурларға қарита ениқ бир сиясити йоқлуқини әйибләп обзорлар елан қилинмақта.
Йеқинда түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған “йеңи акт” гезитиниң обзорчиси фаруқ күсә әпәнди тәрипидин, “түркийә ташқи ишлар министирлиқимиз шәрқий түркистанни биләмду?” дегән темида бир обзор елан қилинди.
Язғучи фаруқ күсә бу обзорда түркийә ташқи ишлар министирлиқини пәләстингә көңүл бөлгәндәк уйғурларғиму көңүл бөлүшкә чақириқ қилған.
Мақалида мундақ дейилгән: хитай шәрқий түркистандики мусулман уйғур қериндашлиримиз үстидин ассимилятсийә йүргүзүватқан болсиму, биз бу қатиллар гурупписиға дөлитимизниң пүтүн имканийәтлирини кәңри ечип беривәттуқ вә уларниң техиму бай болуши үчүн қолимиздин кәлгәнни қиливатимиз. Бизниң ташқи ишлар министириниң, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан зулумиға қарши бир әйибләш баянати елан қилғинини аңлидиңларму? яки баш министирниң, сүрийә, мисир, ирақ, пәләстингә алақидар бәргән баянатлириниң арисида мусулман болған кәркүк түркмәнлири, шәрқий түркистан уйғур түрклири вә сүрийә түркмәнлири һәққидә әҗәллик баянат бәргинини аңлиған барму? дәп соал сораш арқилиқ түркийә ташқи ишлар министирлиқини тәнқид қилди.
Обзорда йәнә хитай ширкәтлириниң түркийәдә завут - фабрика қурушиға имканийәт яритип бериватқанлиқини тәнқидләп мундақ дегән: ниғдә шәһиридә хитайниң мәһсулат ишләп чиқириш мәркизи болиду темида бир хәвәр елан қилинған болуп, ниғдәниң бор наһийисидә 2015 - йилиғичә 200 данә завут қуридиғанлиқи билдүрүлгән иди. Һәқиқәтән түркийә шәрқий түркистанда һәм қан қериндаш, һәм дин қериндаш болған уйғурларға, очуқ вә мәхпий һалда қәбиһ зулум қиливатқан хитайни техиму бай қилиш үчүн нурғун тиҗарәт паалийәтләргә саһибханилиқ қиливатиду.
Хитай уйғурларниң өйлирини йиқитип вәйран қиливатса, земинлирини тартивеливатса, ассимилятсийә қиливатса, һәр түрлүк зулум қиливатса, уйғурларни надан қалдуруш үчүн зиялий вә алимлирини түрмигә қамаватса, диний ибадәтлиригә чәклимә қоюватса, бигунаһ инсанларни халиғанчә тутқун қиливатса, қийин қистақта өлтүрүлгәнләрниң органлири сетиливатса, хитай уйғурларни чәткә қеқиватса, ислам җуғрапийисиниң һимайичиси дәп оттуриға чиқиватқан түркийә, ишиклирини хитайға кәң ечивәтти. Нәччә миңлиған хитай маллири нәччә милярд долларға сетиливатиду. Йүзлигән хитай ширкәтлиригә дөлитимизниң һәр қайси җайлири ширкәт - завут қуруп пул тепиш имканийити берилди. Түркийәдики иқтисадий мәвҗудийити билән тиз күчлиниватқан хитай дөлитимизни барғансери тиҗарәт җәһәттә өзигә бағлиғанлиқи, алиқиниға елишқа орниватқанлиқи көрүлүватиду. Мисал алдиған болсақ, пәқәтла афшин әлбистанда 10, 12 милярд долларлиқ хитай мәбләғ салғанлиқи билдүрүлди. Йәнә түркийәниң хитайдин импорт қилған мәһсулатлириға қарайдиған болсақ әһвал техиму вәһимилик икәнликини көримиз, түркийә һәр бир нәрсидә хитайға йеқиндин бағлинип қалған вәзийәттә турмақта.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: исраилийәгә, пәләстин земинини тартивалди дәп аччиқлинидиған болсақ, уйғурларниң земинини тартивалған хитайға аччиқлиниш керәк болмамду? исраилийәгә, пәләстинликләрниң өйлирини өрүвәтти дәп қарши туридиғанға охшаш уйғурларниң өйлирини чеқивәткән хитайға қарши туруш керәк әмәсму? қанчилиған түрк қериндашлиримиз тиҗарәтниң қурбани болди бу һәқтә ташқи ишлар министирлиқи бир статистика елан қилсун, ташқи ишлар министирлиқи шәрқий түркистанда йүз бериватқанлардин хәвири барму? дәп соал қойди.
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдуған бүгүн мухалип партийиләрниң, һөкүмәтни әйибләп түркмән вә уйғур қериндашларға ярдәм қилмаслиқ билән тәнқид қилип бәргән баянатлириға рәддийә берип мундақ деди: уларниң түркмәнләргә көңүл бөлүш арзуси болса мәсулийәтсизлик билән баянатлар елан қилип, түркмәнләрниң шәрт - шараитини техиму қийинлаштурмиған болатти. Сайламда авазға еришиш үчүн түркмән қериндашлиримизниң, уйғур қериндашлиримизниң бихәтәрликини хәтәргә ташлаватиду. Бизниң түркмән қериндашлиримиз үчүн немә иш қилғанлиқимизни билишни халиса ираққа, сүрийигә барсун вә у йәрдики түркмән қериндашлиримиздин сорисун, деди
Йеқинда бир телевизийә программисиға қатнашқан түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли уйғур мәсилиси тоғрисида соралған бир соалға җаваб берип, уйғур қериндашларға көңүл болидиғанлиқимизға һеч ким шәк - шүбһә қилмисун, дегән иди.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә мухалип партийә вә аммивий тәшкилатлар тәрипидин, пәләстин, сүрийә вә мисир мәсилиригә көңүл бөлгәндәк шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлмигәнлик билән әйиблинип тәнқидкә учрап келиватиду.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң хитай билән болған мунасивәтлири қандақ кетиватиду? түркийә ташқи ишлар министирлиқи һазир уйғурларға қарита қандақ бир сиясәт йүргүзүватиду? немә үчүн түркийә пәләстин вә сүрийә мәсилилиригә көңүл бөлгәндәк шәрқий түркистан вә уйғур мәсилисигә көңүл бөлмәйду? хитай түркийә мунасивәтлиридә түркийә дөләт мәнпәитигә тақашқанда уйғурларни қоллаш вә һимайә қилиштин ваз кечиш еһтимали боларму? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.