6-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” да муһим тәклипләр оттуриға қоюлди
2014.08.05

6-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” ниң камп-дала программиси 4-авғуст әтигән саәт 9 да башланди. Йиғинда уйғурларниң сиясий, иқтисадий, истратегийә саһәлиридә бир мәркизи аппаратқа еһтияҗи барлиқи, һәр саһәдики күчләрниң ортақ бирлик ичидә һәрикәт қилиши керәклики тәкитләнди.
Йиғинда йәнә уйғур тәшкилатларниң иқтисадий мәнбәлирини һәл қилиш үчүн тиҗарәт ширкәт қуруш керәклики тоғрисида тәклип-пикирләр оттуриға қоюлди.
Йиғинға қәһриман мараш сүтчи имам университетиниң оқутқучиси доктор алимҗан буғда риясәтчилик қилди.
Бүгүнки йиғинниң асасий мәзмуни, уйғурларниң ислам дини җәһәттә дуч келиватқан тәһдитлири вә һәл қилиш чарә усуллири дегән темида болди.
Йиғинда сөз башлиған һидайәтулла оғузхан, бу қетимлиқ “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини”ниң әһмийити вә ғайә-мәқсәтлири тоғрисида тохталди.
Йиғинда, мармара университети оқутқучиси доктор атавуллаһ шәһяр, уйғур ислам мәдәнийити дуч келиватқан тәһдитләр, финландийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң рәиси доктор мәмәтели қарим, дини әмәл-ибадәткә қарита дуч келиватқан тәһдитләр, дини алим абдулхелил абит, әдәп-әхлақ вә қериндашлиқ мунасивәтләргә қарита дуч келиватқан тәһдитләр мәсилилиридә сөз қилди.
Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш тәптиши дини алим абдулһәкимхан мәхсум шәрқий түркистан хәлқи нөвәттә дуч келиватқан тәһдитләр тоғрисида тохталди.
Абдулһәкимхан мәхсум һаҗим мунуларни билдүрди:
Хәлқимиз, дуч келиватқан әң муһим тәһдитләрниң бири, юқири сәвийилик кишиләрдин тәркиб тапқан өз хәлқигә җаниҗан көйүнидиған барлиқини хәлқимиз үчүн беғишлайдиған бир сиясий органниң болмиғанлиқидур. юқири сәвийилик оқуған, бир қанчә тил билидиған билимлик кишиләрдин тәркиб тапқан бир сиясий органға еһтияҗимиз бар.
Абдулһәкимхан мәхсум сөзидә йәнә уйғур тәшкилатлар үчүн иқтисадий кирим һасил қилидиған бир мәнбәгә еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди.
Абдулһәкимхан мәхсум сөзидә шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан йәнә бир муһим мәсилиләрдин бириниң дини зиялийлар билән пәнни зиялийлар оттурисида қоюқ мунасивәтниң йоқлуқи, буларниң иттипақ ичидә бирликтә һәрикәт қилиш керәкликини тәкитлиди.
Йиғинда “уйғур ислам мәдәнийити дуч келиватқан тәһдитләр вә һәл-чарилири” дегән темида сөз қилған мармара университетиниң оқутқучиси доктор атавуллаһ шәһяр мундақ деди: тарихимизға қарайдиған болса, хитай 1982-йилиғичә ислам динини йоқитишқа урунди әмма мәғлуп болди. Кейин диндин пайдилиниш, динни өз мәнпәәти үчүн хизмәт қилдурушни мәқсәт қилди. Һазир шәрқий түркистанда тәсис қилинған ислам җәмийәтлири вә мәдрисиләр уйғур мусулманлар үчүн әмәс хитай мәнпәәти үчүн қурулған органлардур.
Йиғинниң чүштин кейинки бөлүмлиридә өз-ара пикир баян қилиш, муназирә қилиш елип берилған болуп, йиғинға қатнашқучилар йиғинда сөз қилғучиларниң темилар үстидә пикир баян қилди.
Явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди пикир-баян қилип абдулһәкимхан мәхсум оттуриға қойған муһим нуқтиларни қоллайдиғанлиқини вә буниң үчүн дәрһал қәдәм бесиш керәкликини тәкитлиди.
Йиғинда йәнә норвегийәдин келип йиғинға қатнишиватқан уйғур зиялий қурбанҗан әпәнди, уйғур тәшкилатларниң иқтисадий кирим һасил қилиш үчүн кирим мәнбәси үчүн тиҗарий ширкәт қуруш керәкликини оттуриға қойди.
6-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини “шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан тәһдитләр вә униң һәл қилиш чарә-тәдбирлири” дегән темида өткүзүлүватқан болуп, 5 асасий чоң тема вә һәр бир тема 4 тин тармақ темида илмий мақалиләр оқуп өтүлүватиду.
“дала камп программи” синиң 1-күни шәрқий түркистанда ислам дини дуч келиватқан бесим вә тәһдитләр вә һәл қилиш чарә-усуллири мәсилилири темисида 5 киши сөз қилди. 2-Күни ички вә ташқи күчләрдин келиватқан тәһдитләр вә һәл қилиш чарә-усуллири дегән темида, 3-күни ассимилятсийә, нопус тәңпуңсизлиқи вә һәл қилиш чарә-усуллири дегән темида. 4-Күни шәрқий түркистан хәлқи тил-йезиқ вә маарип җәһәттики дуч келиватқан тәһдитләр вә һәл қилиш чарә усуллири дегән темида, 5-күни уйғурларниң мәдәнийәт вә өрүп-адәтлиригә қарита дуч келиватқан тәһдитләр вә һәл қилиш чарә-усуллири дегән темиларда сөз болуп, илмий мақалиләр тәқдим қилиниду.
Йиғин чүштин бурун юқиридики темилар бойичә сөз қилиш, илмий мақалә оқуш бойичә давам қиливатиду, чүштин кейин болса чүштин бурун тәқдим қилинған темилар бойичә соал-җаваб, бәс-муназирә вә музакирә елип бериливатиду.