Түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайни дәрһал җаза лагерлирини тақашқа чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.02.11
Hami-Aksoy-xami-aqsoy-bayanat.jpg Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой әпәндиниң баянати.
mfa.gov.tr

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бир милйондин көп уйғур вә қазақ қатарлиқ түркий хәлқләр соланған җаза лагерлирини дәрһал тақиши керәкликини билдүрди вә 21-әсирдә җаза лагерлириниң қайтидин оттуриға чиқиши, шундақла хитайниң уйғур түрклиригә елип бериватқан системилиқ ассимилятсийә сияситиниң “инсанийәт үчүн номус” икәнликини билдүрди.

Ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой әпәнди баянатида: “хитайниң 2017-йили 10-айда барлиқ динларни вә диний етиқадларни хитайлаштуруш сияситини йолға қойғанлиқини җакарлиши билән буниң уйғур түрклириниң вә башқа мусулман милләтләрниң миллий, диний вә күлтүр кимликлирини йоқ қилишни мәқсәт қилған йеңи бир қәдәм икәнлики ашкариланди” дегән.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой әпәнди баянатида: “бир милйондин артуқ уйғур түрки тутқун қилинип җаза лагерлириға вә түрмиләргә ташланған болуп, уларниң тән җазасиға учраватқанлиқи вә каллисиниң сиясий җәһәттин ююлуватқанлиқи һазир бир мәхпийәтлик әмәс. Биз хитай һөкүмитини уйғур түрклириниң әқәллий һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилишқа вә җаза лагерлирини дәрһал тақиветишкә чақиримиз” деди.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой сөзидә йәнә, уйғур түрклириниң хитай һакимийити астида узун йиллардин буян еғир сиясий бесимға, шундақла системилиқ ассимилятсийәгә учрап келиватқанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

Ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой әпәнди баянатиниң ахирида, хәлқара җамаәтчиликни вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш секретарини райондики инсанийәт трагедийәсини тохтитиш үчүн тәсирлик вә әмәлий ишларни қилишқа чақирди.

Түркийә һөкүмити хитай даирилири уйғурларни милйонлап җаза лагерлириға солиған икки йилға йеқин вақит җәрянида бу мәсилә үстидә сүкүттә турувалған болсиму, әмма чәтәлдики уйғурлар түркийәниң 9-феврал күни хитайни әйибләп елан қилған баянатидин сөйүнди. Дуня уйғур қурултийи түркийәниң бу мәйданидин хурсән болуп, түркийә ташқи ишлар министирлиқиға хәт йезип, рәҗәп таййип әрдоған һөкүмитигә рәһмәт ейтиш билән бирликтә түркийә һөкүмитини бундин кейинму изчил һалда уйғурларни қоллашқа чақирди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтики телефон зияритимизни қобул қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқи елан қилған баянатни, һазирғичә бәзи дөләт вә аммиви тәшкилатларниң “җаза лагерлири” тоғрисида елан қилған баянатлириға селиштурғанда мәсилә очуқ вә кәскин тил билән оттуриға қоюлған бир баянат икәнликини баян қилди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди түркийәниң чәтәлдики шәрқий түркистан дәваси башланған дөләт икәнликини, түркийәниң уйғур дәвасидики ролиниң зор икәнликини, түркийә җумһурийитиниң бундин кейинму уйғур дәвасини қоллап қуввәтлишини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.

9-Феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитайни җаза лагерлирини тақашқа чақирғандин кейин, 11-феврал күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң позитсийәси “наһайити қәбиһ” дәп әйибләш билән хитайниң түркийәниң баянатиға қаттиқ қарши туридиғанлиқини билдүргән. Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң тор бетигиму қоюлған мәзкур баянатта, уйғур районида көп санда мәсчит барлиқи, уйғур, қазақ вә башқиларниң хитай тили билән өз тиллирида алий мәктәп имтиһаниға кириватқанлиқи, һәр милләтниң өз тилини ишлитиш әркинликигә игә вә дини етиқад һоқуқлириниң қоғдилидиғанлиқи тәкитләнгән.

Әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянат елан қилишиниң 4 муһим сәвәби барлиқини баян қилди.

Атақлиқ музикант абдуреһим һейт тунҗи қетим 1990-йили түркийәгә келип, дөләт телевизийәси т р т да дутар билән нахша орундиған вә 2015-йили 12-айда әнқәрәдики гази университетида консерт бәргән иди. Униң иҗтимаий таратқуларда нахшилири тарқитилип туратти. Түркләр униң нахшилирини яхши көрүп аңлайтти. Өткән һәптә бир түрк тәрипидин униң түрмидә җан үзгәнлики һәққидә хәвәр тарқитилғандин кейин бу учур иҗтимаий торларда вә мәтбуатларда кәң тарқалди. Уйғурлар вә түркләр абдуреһим һейтниң тәқдиригә узундин буян диққәт қилмақта иди.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хами аксой әпәнди баянатида тонулған нахшичи абдуреһим һейт әпәндиниму тилға алған иди. Униң мәзкур баянатидин кейинла хитайниң алдирап абдуреһим һейтни видийоға тартип тарқитишини қандақ чүшинишимиз керәк? доктор әркин әкрәм әпәнди хитай зулумни йошуримән дәп алдирап абдуреһим һейтни көрсәткән болсиму, әмма башқа тәрәплириниң ашкарилинип қалғанлиқини, түрмә вә лагерларға көп сандики уйғур мәдәнийәт әрбаблири вә зиялийлириниң соланғанлиқиниң реаллиқ икәнликини билдүрди

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай ташқи ишлар министирлиқи җаваб қайтурған баянатниң дуня җамаәтчиликини ишәндүрәлмәйдиғанлиқини, хитай уйғур мәсилисини һәл қилмай туруп чоң дөләт болалмайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.