Истанбулда “журналистларниң нәзиридики шәрқий түркистан мәсилиси” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди
2019.03.05
3-Март истанбулниң күчүкчәкмәҗә районида “журналистларниң нәзиридики шәрқий түркистан мәсилиси” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинда түркийәдә уйғур мәсилиси бойичә қәләм тәвритип келиватқан журналистлар уйғур мәсилиси вә бу мәсилини һәл қилиш йоллири тоғрисидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Муһакимә йиғинини шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшкиллигән болуп, йиғинға истанбул күчүкчәкмәҗә районлуқ һөкүмәт башлиқи тәмәл қарда дениз әпәнди башчилиқидики һәр дәриҗилик кадирлар иштирак қилди. 3-Март күни чақирилған йиғинға уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқан журналистлар, мутәхәссисләр вә истанбулда туруватқан уйғурлардин болуп 400 әтрапида киши қатнашти.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан ечилиш сөзи қилип, шәрқий түркистан дәвасиниң әһмийити, шәрқий түркистан мәсилисидә немиләрни тонуштурушқа диққәт қилиш, шәрқий түркистан дәвасини пәләстин мәсилисигә охшаш хәлқаралаштуруш үчүн немиләрни қилиш керәк қатарлиқ муһим мәсилиләрни оттуриға қойди.
Муһакимә йиғинида журналист миркамил қәшқәри “журналистларниң нәзиридә шәрқий түркистан мәсилиси”, журналист сулайман шаһин әпәнди “қирғин қилиниватқан мусулман уйғур түрклири мәсилисидә ислам дунясиниң вәзиписи”, “дайли сабах гезити” обзорчиси мәрвә шәбнәм уруч ханим “шәрқий түркистан мәсилисидә түрк дунясиниң вәзиписи”, обзорчи гүнгөр явуз арслан әпәнди “хитайниң лагерларни йошуруш үчүн қиливатқан көз боямчилиқиға қандақ қарши туруш керәк?”, тайяр тарҗан әпәнди “шәрқий түркистан дәвасини пәләстин дәвасидәк хәлқара көңүл бөлидиған һаләткә кәлтүрүш йоллири” қатарлиқ мавзуларда сөзлиди.
Муһакимә йиғинда журналистлар мусулман уйғур түрклири дуч келиватқан, кәлгүсидә дуч келиш еһтималлиқи болған хирисларни муһакимә қилди. Мәзкур журналистлар уйғур дияридики уйғурлар вә башқа мусулман түркий хәлқләр дучар болуватқан еғир бесим сияситини түркийә җамаәтчилигә аңлитиш тоғрисидики тәклип-пикирлирини оттуриға қойған.
Йиғинға саһибханилиқ қилған һидайәтулла оғузхан әпәнди йеқинқи айлардин буян дуня ахбарат васитилиридә “җаза лагерлири мәсилиси” давамлиқ орун еливатқанлиқини, бундақ бир пәйттә түркийәдики журналистларниң уйғур мәсилисигә болған көз қаришини игиләш вә тәләп-пикирлирини елиш үчүн бу йиғинни чақирғанлиқини, йиғинниң үнүмлүк болғанлиқини билдүрди
Журналист миркамил қәшқәри әпәнди йиғинда сөзлигән сөзидә “җаза лагерлири мәсилиси” тоғрисидики муһим тәклипләрни оттуриға қойған. У, тәклиплири тоғрисида мәлумат бәрди.
Ундақта йиғинға иштирак қилған журналистлар немә муһим тәклипләрни оттуриға қойди? һидайәтулла оғузхан әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Йиғин ахирида уйғур пәрзәнтләр вәтәнпәрвәрлик һәққидә шеир декламатсийә қилди. Әң ахирда йиғинда сөзлигән журналистларға хатирә буюм һәдийә қилинди.