Уйғур кишилик һоқуқ программиси йеңи доклатида хитай һөкүмитиниң бесим сияситини қанунлаштурмақчи болуватқанлиқини тәнқид қилди
2015.03.03
Уйғур америка бирләшмиси қармиқидики уйғур кишилик һоқуқ программиси бүгүн мәхсус доклат елан қилди. Доклат, хитайниң хәлқ қурултийиниң башлинишқа аз қалған бир пәйттә елан қилинған болуп, униңда хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан қаттиқ бесим сияситини аяғлаштуруш вә бу нөвәтлик қурултайда мақуллиниш алдида турған террорлуққа қарши туруш қанун лайиһисини бикар қилишқа чақирилған. Төвәндә силәр бу һәқтики тәпсилий мәлуматни мухбиримиз ирадәдин аңлайсиләр.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, уйғур кишилик һоқуқ программиси 3-март күни “бесимни қанунлаштуруш-ши җинпиң һакимийитидики хитайниң террорлуққа қарши уруши вә униң шәрқий түркистандики сиясәтлири” мавзусида бир доклат елан қилди. Доклат, 2013-2014-йили уйғур елидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләр вә шу вәқәләрдә келип чиққан адәм чиқимлириға аит санлиқ мәлуматлар йәкүнлиниш арқилиқ вәзийәткә баһа берилгән. Доклатта көрситилишичә, өткән икки йил мабәйнидә пәқәтла мәтбуатларда елан қилинған яки ашкара болған вәқәләрдила өлгән киши сани 715 кә йетип баридикән. Кәп чиққан вәқә сани 125 болуп, буниң 89 и қанлиқ аяғлашқан. Вәқәләрдә өлгән уйғурларниң сани болса хитайлардин 3 һәссә көп. Қәшқәр вилайити тәвәсидә йүз бәргән вәқәдила өлгән уйғурларниң сани 327 нәпәр, буниң ичидики 199 нәпири йәкәндики елишқу вәқәсидә өлгәнләрдур. Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң көрситишичә йәнә, өлгәнләр асасән хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин “ террорчилар яки һуҗумчилар” дәп нәқ мәйданда етиветилгән кишиләр болуп, юқиридики санлиқ рәқәмләр уйғур елидики вәзийәтниң һәрқандақ бир йилдикидинму бәк еғирлиқини көрситип беридикән.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси, уйғур кишилик һоқуқ программиси башлиқи алим сейитоф әпәнди бүгүн бу доклатниң елан қилиниш мунасивити билән зияритимизни қобул қилди. У уйғур елидики пәвқуладдә еғир вәзийәтни бу доклатниң елан қилинишидики сәвәб, дәп көрсәтти.
Доклатта оттуриға қоюлған муһим мәсилиниң бири болса хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәрикити хәлқаралиқ террор һәрикитигә четип туруп, уни бир тәрәп қилишқа урунуш мәсилисидур. Униңда көрситилишичә, хитай һөкүмити нурғун вәқәләрни җим-җит бастуруветишму әмма бир қисим вәқәләрни өзиниң мәнпәәтигә хизмәт қилидиған шәкилдә өзгәртип ясап андин елан қилиш арқилиқ уйғурларниң террорчи, әсәбийликидин ибарәт сәпсәтисини хәлқарада базар тапқузуш үчүн қолланмақта. Алим сейитоф әпәнди бу доклатта елан қилинған мәлуматларда мана бу сәпсәтини өрүп ташлаш үчүн пайдилиқ учурлар барлиқини, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң ислам дөлити тәшкилатиға қарши урушни уйғурларни әдәпләйдиған пурсәткә айландуруватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити йеқинда хитайниң тунҗи нөвәтлик “террорлуққа қарши туруш қанун лайиһиси”ни елан қилған иди. Мәзкур лайиһидики маддилар кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқид қилишиға учриған. Улар бу қанун лайиһиси мақулланған тәқдирдә униң хитай һөкүмити йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини, болупму уйғурларға террорлуққа қарши туруш нами астида йүргүзүватқан зәрбә бериш һәрикәтлирини қанунлаштуруп қойидиғанлиқини агаһландурған. Мәзкур лайиһәниң 5-март күнидин 13-март күнигичә бейҗиңда ечилидиған хәлқ қурултийида мақуллинидиғанлиқи еһтималға йеқин. Уйғур кишилик һоқуқ программиси доклатини хәлқ қурултийиниң ечилиш һарписида елан қилиш арқилиқ бу қанун лайиһисигә диққәт тартишни мәқсәт қилған.
Доклатта көрситилишичә, уйғур елидә йүз бериватқан вәқәләр хитай һөкүмитиниң мәсилини уйғурлар билән һәқиқий сөһбәткә олтурмай туруп, уларниң авазиға қулақ салмай туруп, қаттиқ қоллуқ билән һәл қилалмайдиғанлиқиниң испати. Алим сейитоф әпәндиму сөзидә буни нәқил қилип, хитай һөкүмитини бесим сияситини аяғлаштуруп, уйғурларни ассимилятсийә вә бастуруш арқилиқ йоқ қилиш хам хиялидин ваз кечишкә чақирди. Шундақла хәлқарани уйғурларниң һәрикитини хәлқаралиқ террор һәрикәтлиридин пәрқләндүрүш тоғрисида агаһландурди.