UNPO: “биз уйғурларниң җаза лагерлири тоғрисида көпләп мәлумат билән тәминлишигә моһтаҗ”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.09.17
UNPO-qurultay-dolqun-eysa.jpg UNPO Ниң пәвқуладдә қурултийида, (солдин оңға) UNPO ниң рәиси нассәр боладай, муавин рәиси долқун әйса вә баш катип ралипһ бунчә айюлтузлуқ көк байрақни тутуп хатирә сүрәттә. 2018-Йили 15-сентәбир, фирансийә.
RFA/Ekrem

UNPO, йәни вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң пәвқуладдә қурултийиға қатнашқан д у қ вәкиллири йиғинниң уйғурлар үчүн хәйрлик болғанлиқини муәййәнләштүрди.

14-15-Сентәбир күнлири фирансийәниң савой шәһиридә чақирилған UNPO ниң пәвқуладдә қурултийида тәшкилатниң рәһбәрлик аппарати йеңидин тәртипкә селинди. UNPO Ниң рәиси нассер боладай вә муавин рәиси долқун әйса әпәндиләрниң вәзиписидә өзгириш болмиди. Тәшкилатниң баш катипи марино басдухен әпәндиниң орниға уйғурлар мәсилисини йеқиндин қоллап келиватқан ралиф бунче әпәнди сайланди. Йеңидин йәнә 4 милләтниң әзалиқ илтимаси қобул қилинип, UNPO ға әза милләтләрниң сани җәмий 48 гә йәтти.

Игилишимизчә, UNPO 1990-йили голландийәниң гаага шәһиридә муһаҗирәттики уйғур сиясий затлиридин әркин алптекин башчилиқидики бир гуруппа кишиләр тәрипидин қурулған болуп, бу тәшкилат һазир б д т да, явропа иттипақида өзлиригә әза болған 48 милләтниң һәқ-һоқуқлири тоғрисида пикир баян қилиш салаһийитигә игә икән.

48 Милләтниң 84 нәпәр вәкили қатнашқан бу қетимқи қурултайға д у қ ниң рәиси долқун әйса башчилиқида 3 кишилик бир вәкилләр өмики уйғурларға вакалитән бу қетимқи йиғинға қатнашти. UNPO Ниң муавин рәисликини өтәватқан долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилғанда бу қетимқи қурултайниң уйғурлар үчүн хәйрлик болғанлиқини, йеңи баш катип ралиф әпәндиниң уйғурлар мәсилисини яхши билидиғанлиқини тилға алди.

UNPO Ниң йеңидин сайланған баш катипи ралиф әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, “UNPO ниң бундин кейин уйғурлар үчүн немә ишларни қилип бериш пилани бар?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “уйғурлар мәсилиси хәлқара җәмийәтниң барғансери күчлүк диққитини җәлп қиливатиду. Америкида, б д т да вә явропа иттипақида шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилиси җиддий тема сүпитидә тилға елиниватиду. UNPO Му уйғурлар мәсилисигә әстайидил муамилә қиливатқан хәлқаралиқ тәшкилатларниң бири. Биз уйғурлар һәққидә техиму көп иш қилип берәлишимиз үчүн уйғурларниң җаза лагерлири тоғрисида бизни техиму көп мәлуматлар билән тәминлишигә еһтияҗимиз бар. Д у қ бизни көплигән пакитлар билән тәминлиди. Биз буни керәклик җайларға йәткүздуқ вә җаваб күтүватимиз. Әмма бизгә техиму көп пакитлар керәк. Чүнки җаза лагерлиридики уйғурларниң сани 1 милйон билән 3 милйон арилиқида дәп тилға елиниватиду. Хитай һөкүмити болса буни инкар қиливатиду. Пәқәт пакитла хитайниң җинайити вә зулумлирини тосуп қалалайду.”

Бу қетимқи қурултайға қатнашқан д у қ фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиму йиғинда уйғурлар мәсилиси, болупму уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисиниң асаслиқ күнтәртиптә турғанлиқини әскәртти.

UNPO Ниң рәиси нассер боладай әпәнди зияритимизни қобул қилғанда: “биз уйғурлар мәсилисини UNPO ниң әң җиддий хизмәт күнтәртипигә киргүздуқ,” деди. У мунуларни тилға алди: “уйғурлар еғир зулум астида қалди. Уйғурларға қошна болған әлләрму хитайниң тәһдитигә йолуқуватиду. ялғуз қазақлар, қирғизларла әмәс, пакистан вә униң тәвәликидики балучилар вә синдилар қатарлиқ көплигән хәлқләрму хитайниң зиянкәшликигә учраватиду. Уйғурлар хәлқарадики хитай тәһдити һәм зулумиға дучар болуватқан бу милләтләр билән зич һәмкарлишиши вә уларниң авазидин пайдилиниши лазим, дәп ойлаймән. Биз уйғурлар мәсилисини җиддий хизмәт күнтәртипидә тутуватимиз. явропа иттипақида уйғурлар һәққидә паал һәрикәтләр қиливатимиз. Бу зулумларға хатимә берилидиған күн чоқум йетип келиду.”

UNPO Ниң программа йетәкчиси фернандо бургес әпәндиму UNPO ниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә җиддий көңүл бөлүватқанлиқини әскәртти. У мунуларни баян қилди: “уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр, болупму шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилиси һазир ғәрб мәтбуатлиридила әмәс, ғәрб демократик дөләтлириң һөкүмәтлиридиму җиддий диққәт қозғаватиду. явропа парламентиму җаза лагерлириға қарши чарә-тәдбир издәватиду. Америка һәм б д т му бу мәсилини күнтәртиптә тутуватиду. Әлвәттә, UNPO му уйғурлар вәзийитигә әң әстайидил муамилә қиливатиду. Биз өз-ара һәмкарлиқимизни давамлаштурайли вә бу күрәштин қисқа муддәт ичидә ортақ бир нәтиҗә яритайли.”

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғининиң 17-сентәбирдики күнтәртипидә д у қ ниң рәиси долқун әйса вә қурултайниң программа йетәкчиси питер ирвен әпәндиләргә сөз һәққи берилгән болуп, UNPO ниң пәвқуладдә қурултийидин қайтқан д у қ рәһбәрлири бүгүн шветсарийәниң җәнвә шәһиридә җәм болуп, б д т дики бир һәптилик паалийәтлирини башливәтти. Бу һәқтә кейинки программилиримизда тәпсилий мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.