“мираҗ” ширкити игилириниң бәзи аилә әзалириға қамақ җазаси берилгән

Мухбиримиз әркин
2019.01.23
urumchi-miraj-restoran.jpg Үрүмчидики “мираҗ” уйғур ресторани сазәндиләр сәһнисиниң қоюқ миллий пурақ безәклири.
Social Media

Хитай һөкүмити өткән йили “мираҗ” ширкитиниң шериклиридин абдурешит һаҗи билән вәли һаҗи вә уларниң аилә әзалирини һәм бир қисим уруқ-туғқан, қуда-баҗилирини тутқун қилип, түрмә вә йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқи мәлум болған иди.

Нөвәттә даириләрниң мәзкур ширкәтниң игилириниң бир қисим аилә әзалирини, уруқ-туғқан вә қуда-баҗилирини мәхпий сотлап, қамақ җазалириға һөкүм қилған илгири сүрүлмәктә. Қамақ җазасиға һөкүм қилинғанларниң арисида “мираҗ” ширкитиниң шерики абдурешит һаҗимниң оғли ризаидин, сиңлиси муйәссәр, иниси әмәтҗан, қудиси (йәни ризаидин билән әмәтҗанниң қейиниатиси) атушниң тиҗән йезисида олтурушлуқ диний зат дадихан һаҗим шундақла абдурешит һаҗимниң йәнә бир қудиси, атақлиқ өй мүлүк содигири иминҗан һаҗим қатарлиқлар бар икән.

Хитай һөкүмити өткән йили “мираҗ” ширкитиниң игилиридин абдурешит һаҗим билән вәли һаҗимни тутқун қилип, мәзкур ширкәтниң үрүмчидики “мираҗ” намлиқ икки ресторанини печәтлигән. Мәзкур ширкәтниң бәзи шериклириниң чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болғанлиқи мәлум болған иди. Хитай даирилириниң мәзкур ресторанини тақашта мәзкур ресторанниң қоюқ уйғур миллий услубтики безәк вә нәқишлириниң “бөлгүнчилик” вә “ашқунлуқ” идийәлирини ойғитиш вә тәрғиб қилиш роли бар дегәнни баһанә қилғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

“мираҗ” ширкитиниң игилиридин бириниң чәтәлдә турушлуқ бир туғқини сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, абдурешит һошур һаҗимниң мисирда оқуп кәлгән оғли ризаидин билән иниси әмәтҗанниң 15 йиллиқ кесилгәнлики, униң қудилиридин атуш тиҗәнлик диний зат дадихан һаҗим билән карханичи иминҗан һаҗимларниң 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини билдүрди.

У ханим мундақ деди: “әмәтҗанни 15 йил, ризаидин һаҗимни 15 йил кесипту. Ризаидин һаҗим абдурешиткамниң оғли иди. Әмәтҗан билән иккиси тиҗарәт қилатти. Сода дукини ачқан. Импорт-експорт мәһсулатлири дәп мушу дубәй вә түркийәниң һалал мәһсулатлирини салған, 5 йилдәк болған. Һалал дегәнләрниму тутуватиду әмәсму, уни-буни баһанә қилған болса керәк, дәп ойлаймиз. Әмәтҗанниң 4 балиси бар иди. Һәммиси үрүмчидә олтуратти. Ризаидин һаҗимниң 2 балиси бар иди.”

Униң илгири сүрүшичә, дадихан һаҗим бурун атушниң тиҗән йезисидики кичик бир мәсчитниң имами болуп, униң аялиму тутқун қилинған.

У мундақ деди: “тиҗән дәймиз, тиҗәндики дадихан һаҗим дәпму атайду, наһайити яваш бир адәм иди. У адәмниң ишикиниң алдида өзи салған бир мәсчити болидиған, дадисидин қалған. Дадисидин кейин мәсчиттә җамаәткә имамлиқ қилип бәргән. Ашу адәмни 20 йил кесипту, 62-63 ләргә киргән адәмни. У адәм әмәтҗанниң қейниатиси болиду. Бу адәмниң қизини әмәтҗанға елип бәргән. Униң йәнә бир қизини һазир 15 йил кесилгән ризаидин һаҗимға елип бәргән. Бәкму яхши адәм иди. Һәқиқий бир мөмин иди. Инсанға давамлиқ аз-тола пайдиси йетип кәлгән шундақ аилә, шундақ адәм иди. Тиҗәндики қайси дадүйдә билмидим, лекин аяли нурбийә ханим оқутқучи иди, уму түрмидә икән. Әдәбият оқутқучиси иди нурбийә ханим. У адәмниң 3 қизини алған, булар яхши қизлар иди, бир аилидин 3 қизни 3 оғлиға елип бәргән.”

Бу ханимниң билдүрүшичә, абдурешит һаҗимниң 20 йиллиқ қамаҗ җазасиға һөкүм қилинған йәнә бир қудиси иминҗанниң 17 милярд йүәнлик мал мүлки мусадирә қилинған. Иминҗанһаҗим өткән йили адилҗан исимлик оғли вә уйғур аптоном районлуқ 2‏-дохтурханида ишлигән шәмшидин исимлик иниси билән тәң тутқун қилинған. юқириқи ханимниң билдүрүшичә, иминҗан һаҗим сотланған болсиму, лекин униң иниси һәм оғлиниң һазирға қәдәр һечқандақ из-дерики йоқ икән.

У мундақ деди: “абдурешиткамниң” қудиси барғу иминҗан дегән, иминҗанни 20 йиллиқ кесипту, 17 милярд йүән мәблиғи бар икән, һәммини мусадирә қипту. Булар карханичи иди. Һә-ә, пүтүн мал-мүлкини мусадирә қипту. У адәмниң бир тал қизи бар иди, қизиниму, оғлиниму тутқун қипту. Қизини қоюп бәргән охшайду. Оғли адилҗанни муқәддисиниң йолдиши, униң қандақ болғанлиқини аңлимидим. Лекин иминҗанниң бир айдәк болуп қалди, 17 милярд йүән мүлкини мусадирә қипту, бәк қийниған охшайду, хәвәрму келип туруватиду, ‛мени болди, етиветиңлар, өлтүрүвәтсәңларму мәйли, мән рази, һәммә нәрсәмни болди силәргә бериветәй, дәп мушундақ дәпту‚ дәп хәвәр кәлди. Немигә тутиду десиңиз, баҗ тапшурмиған, пара бәргән дегән җинайәтләр билән мусадирә қилимиз, дегәндин кейин ‛мусадирә қилиңлар, лекин мени етивәт‚ дәптумиш. Униң өй-мүлүк ширкити бар иди. Бина селип, бина сетип, қәшқәр, хотән, үрүмчи, атуш, корла, мушундақ йәрләрдә йәр елип, бина селип сатқан. Өзи үрүмчи билән атушта келип-кетип туратти. Оғли адилҗан директорлуқ қилатти. Һазир иминҗанниң аилисидин иминҗан, сиңлиси нургүл, иниси шәмшидин һаҗим, оғли адилҗан төти түрмидә.”

Биз үрүмчидики йәрлик органларға телефон қилип, мәзкур хәвәрни дәлилләшкә вә тутқунларниң ақивитини сүрүштүрүшкә тиришқан болсақму, лекин һечким телефонимизни алмиди. Әмма бу учурни абдурешит һаҗимниң канадада турушлуқ иниси әркин һаҗим дәлиллиди. Униң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити бу қетим пүтүн бир җәмәтни нишанға алған. У хитайниң пүтүн бир җәмәтни нишанға елишидики сәвәб бу аилиниң күчлүк диний етиқади билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди.

Әркин һаҗи мундақ деди: “булар уйғурниң ичидики инсанға зәрәр беришни пәқәт ойлап бақмайдиған алий җанаб, әхлақлиқ қериндашлиримиз вә туғқанлиримиз иди. Улар хитайниң сиясити ундақ-мундақ дәйдиғанлар әмәс, тәшкилат мундақ дегән йәрләргә берип баққанму әмәс. Әмма бу чоң бир диний аилидин келип чиққан, келип чиқишида диний етиқад наһайити күчлүк болғанлиқи үчүн хитай бу қетимқи йоқитишта биринчи тизимликкә елип зәрбә бәрди, дәп қараймән.”

“мираҗ” ширкитиниң шерики абдурешит һошур һаҗи билән абдузаһир һаҗимәмәт атуштики атақлиқ диний өлима әмәт хетипһаҗимниң әвлади болуп, һазир бу җәмәтниң өзидинла аз дегәндәк 50 дәк адәм йиғивелиш лагерида яки түрмидә икән. Әркин һаҗим бу җәмәткә мәнсуп атуштики бир аилиниң өзидинла он нәччә адәмниң кесилгәнликини билдүрди.

Әркин һаҗим йәнә мундақ деди: “маву атуштики техи силәр демәйватқан өмәрә хеним, дегән апамниң сиңлиси болиду. Шуниң ғениҗан дегән инсанниң ичидә ундақ яваш, ундақ мөмин инсанни мән техи көрмидим. Шу қериндишимизни диний тәлими бар дегән сәвәб билән 20 йил кесипту. Атушниң азған кәнтидә туриду. Сәләйһаҗим дегән иниси, уни мушу қетимқи һәрикәтниң әң бешидила тутқан. Абдухевир қари шу кәнттики оқумушлуқ қари. Униңдин кейин йәнә бир акиси бар, униң исмини унтуптимән, шу төт оғул, униңдин кейин нәврә сиңиллар болуп, шу аилидин он нәччә адәмни 20 йил, 15 йил, 10 йилдин кесипту, бир аилидинла 10 дәк адәмни.”

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмити 3 милйондәк уйғур вә башқа йәрлик милләт кишилирини йиғивелиш лагерлирида тутуп турмақта икән. Улар хитайниң бу лагерларда мусулманларни диний етиқади, мәдәнийити вә ана тилидин ваз кечишкә, өрп-адәтлирини әйибләшкә мәҗбурлиниватқанлиқи, нурғун аилиләрниң ханивәйран болуп, нарәсидә пәрзәнтлириниң тирик йитимға айланғанлиқиға даир ишәнчлик дәлилләрниң барлиқи, униң қилмишиниң уйғур җәмийитигә еғир мәниви бузғунчилиқ елип кәлгәнлики, районда кәң көләмлик “етник тазилаш” вә “мәдәнийәт қирғинчилиқи” йүз бериватқанлиқини илгири сүрүп кәлди.

Лекин хитай һөкүмити бу орунларниң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” икәнликини илгири сүрүп, бу орунларда уйғурларға сияси-қанун тәрбийәси елип бериватқанлиқи, уларниң радикаллиқни түгитип, кәспий өгинишигә ярдәм қиливатқанлиқини тәкитләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.