Анализчилар: даириләрниң уйғур зиялийларниң тәсирини чәклишигә, әнсирәш сәвәб болди

Мухбиримиз меһрибан
2017.03.04
ilshat-hesen-toqqanliri-ilnur-hesen-2.jpg Сүрәттә, (солдин оңға) илшат һәсәнниң хитайлар пичақ тиқип олтурувәткән иниси имам һүсәйин, аниси раһилә, буда тутқун қилинған сиңлиси илнур, қучиқидики қизи, вә дадиси һәсән турап.
Photo: RFA


Радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, уйғур диярида қаттиқ бастурушни давамлаштуруватқан хитай даирилири, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар вә уларниң уйғур дияридики уруқ-туғқанлириға қаритилған бесим вә тәқипни илгирики йиллардин һәссиләп күчәйткән. Вәзийәт анализчилириниң җиддий диққитини қозғиған нуқтиларниң бири, даириләр илгири чәтәлләрдики хитайға қарши паалийәтчиләрниң уйғур дияридики уруқ-туғқанлириға қаритилған бесимларни күчәйткән болса, әнди чәтәлләрдики тонулған уйғур зиялийлири, һәтта чәтәл пуқралиқиға өткән уйғурларға қәдәр кеңәйтиватқанлиқи мәлум болмақта.

Хитай даирилириниң уйғур диярида муқимлиқни қоғдаш намида барғанчә күчәйтиватқан қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири вә тәқип қилишлар хәлқара таратқулар вә вәзийәт аналлизчилириниң җиддий диққитини қозғап кәлгән мәсилиләрниң бири иди.

Әмма, даириләрниң йеқинқи йиллардин буян йәнә һәр хил сәвәбләр билән чәтәлләрдә олтурақлишип қалған вә өзи туруватқан дөләтләрниң дөләт тәвәликигә өтүп, шу дөләтниң паспортини елип болған уйғурларниң вәтәндики уруқ-туғқанлириға қаритилған нарарәт вә тәқип қилишни күчәйтиш арқилиқ муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларға қарита охшимиған һаләттики зәрбә бериш усуллирини қоллиниши вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

Хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини үзлүксиз тәнқидләп келиватқан сиясий паалийәтчиләрдин америка уйғур бирликиниң рәиси сиясий анализчи елшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур дияридики йәрлик һөкүмәт даирилириниң униң вәтәндә қалған ата-аниси вә бир туғқан қериндашлириға қаратқан назарити вә түрлүк бесимлири, һәтта униң билән телефон алақисини давамлаштуруп келиватқан сиңлисиниң даириләр тәрипидин тутқун қилиниш вәқәси йүз бәргәндин кейин, униң ата-аниси, уруқ-туғқанлири елшат әпәндиниң уларға телефон қилмаслиқини тәләп қилған.

Елшат әпәндиниң қаришичә, нөвәттә хитай даирилири муһаҗирәттики уйғурларға қаритилған чәклимә-тәқип вә бесимларни йеқинқи бирқанчә йилдин буян йәниму күчәйткән. Болупму даириләрниң бу хил чәклимә-бәлгилимиләрни хитай вә уйғур вәзийити тәтқиқати билән шуғуллинидиған чәтәллик мутәхәссисләр, мухбирларниң виза илтимасини рәт қилғанға қәдәр кеңәйтиши, барғанчә кәскинлишиватқан уйғур вәзийитиниң хитай һөкүмитини әндишигә салғанлиқиниң вә хитай һөкүмитиниң уйғур сияситиниң мәғлубийитиниң ипадиси.

Мәлум болушичә, франсийилик мухбир урсула ханимниң бултур хитайда давамлиқ мухбирлиқ қилиши чәклинип, униң виза илтимасиниң рәт қилинишиға, урсула ханимниң алдинқи йили 9-ай мәзгилидә уйғур дияриниң бай наһийисидә йүз бәргән уйғурларниң хитай игидарчилиқидики көмүрканға вә хитай сақчилириға қарши елип барған һуҗум вәқәси һәққидики хәвиридә, мәзкур вәқәни террорлуқ һуҗуми дейишни рәт қилғанлиқи сәвәб болған. Өткән айда нюйорк шәһиридә вапат болған тибәт тәтқиқатчиси вә илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәрикитиниң йетәкчиси америка индиана университетиниң тибәтшунаш профессори еллиот спирлиң әпәнди һаят чеғидики тәтқиқатлирида көп қетим тибәт райониға тәкшүрүшкә барған. Әмма еллиот спирлиң әпәнди 2014-йили 15-январ йүз бәргән, уйғур зиялийси илһам тохтиниң тутқун қилиниш вәқәсидә хитай һөкүмитини әйиблигини үчүн, униң тибәтләр райониға қайта берип тәкшүрүш тәтқиқат елип бериш илтимаси хитай даирилири тәрипидин рәт қилинған иди.

Бу хил әһвалларниң сәвәби һәққидә тохталған уйғур зиялийлиридин америка аләм қатниши идарисиниң алий инҗинери доктор әркин сидиқ әпәнди йеқинқи бирқанчә йилдин буян өз аилиси вә вәтәндики уруқ-туғқанлириниңму һәр хил бесимларға учраватқанлиқини нәқил елип, даириләрниң уйғур диярида бастурушни күчәйтип, чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар, һәтта уйғурларға һесдашлиқ қилғучи чәтәллик мутәхәссисләр, мухбирларниму өч елиш нишаниға айландурушиға, хитай һөкөүмитиниң уйғур вәзийитидин әнсириши сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.

Доктор әркин сидиқ әпәндиниң қаришичә, хәлқарада хитай иқтисадий вә сиясий җәһәттин давалғуш һалитидә туруватқанлиқи муназирә темиси болуватқан вәзийәттә, даириләрниң уйғур диярини пүткүл хитай вәзийитиниң муқимлиқиға тәсир көрситидиған сәзгүр районларниң бири дәп әнсириши вә бу земиндики уйғурларниң чәтәлләрдики уруқ-туғқанлири билән болған нормал алақисиниму уларниң идеологийә җәһәттин хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан миллий сияситигә қарши наразилиқ кәйпиятиниң күчийишигә сәвәб болиду дәп қаришидәк көп хил амиллар, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ички вә сиртқи сияситидә қаттиқ қол болуши вә бу хил сиясәтни давамлиқ күчәйтишигә сәвәб болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.