Хитайниң муқимлиқ мәсилисидә чечинийәдин өрнәк еливатқанлиқи уйғурларниң диққитини қозғиди
2016.12.15

Йеқиндин буян хәлқара таратқуларда хитай җ х министири мең җйәнҗу башчилиқидики өмәкниң чечинийә зиярити вә чечинийәниң русийәгә садиқ һөкүмәт президенти қадирофниң хитай билән чечинийәниң муқимлиқ мәсилиси вә террорлуққа қарши турушта тәҗрибә алмаштурғанлиқини билдүргәнлики һәққидики хәвәр вә анализлар көпәйди. Бу хил хәвәр анализлирида, хитайниң өз бешини ағритиватқан уйғурлар мәсилисидә русийәниң чечинийә сияситидин өрнәк еливатқанлиқи һәққидики мулаһизиләр асасий салмақни игилиди. Ундақта, хитай билән чечинийәниң муқимлиқ вә террорлуққа қарши һәмкарлиқи һәққидики хәвәрләргә қарита, уйғур паалийәтчилири вә сиясий вәзийәт анализчилириниң қариши қандақ?
Хәлқара таратқулардин америка авази радийосида 13-декабир сәйшәнбә күни елан қилинған “хитай чечинийәниң тәҗрибиси арқилиқ шинҗаңни башқурмақчи” мавзулуқ хәвәрдә баян қилинишичә, чечинийәниң русийә президенти путинға садиқ президенти қадироф “чечинийә бихәтәрлик хадимлири радикал қаршилиқ һәрикәтлирини бастуруш вә хәлқара террорлуққа зәрбә бериш тәҗрибилири хуласиләнгән материялларни хитайдики кәсипдашларға тапшуруп бәрди” дегән вә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң барғанчә күчийиватқан қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушта “чечән һөкүмитидин өрнәк еливатқанлиқи” ни илгири сүргән.
Мәзкур хәвәр анализида чечән президенти рамизан қадирофниң йеқинда таратқуларға қилған сөзидин нәқил елинип, чечинийәниң уйғур аптоном райони билән түзгән келишимигә асасән, чечинийә бихәтәрлик хадимлиридин тәшкилләнгән бир өмәкниң йеқинда үрүмчидә зиярәттә болғанлиқи, мәзкур зиярәт җәрянида чечинийә вә хитай тәрәп бихәтәрлик хадимлириниң җәмийәт муқимлиқини сақлаш, хәлқара террор һәрикәтлиригә ортақ зәрбә бериш қатарлиқ мәсилиләрдә өз-ара тәҗрибә алмаштурғанлиқи тилға елинған.
Хитайниң һөкүмәт таратқулириму хитай һөкүмити билән русийәниң чечинийә җумһурийити оттурисидики һәмкарлиқ һәққидә хәвәрләр берилгән болуп, хәлқ гезити вә шинхуа агентлиқиниң бу йил 5-айдики хәвәрлиридиму җ х министири мең җйәнҗуниң бу йил 5-ай мәзгилидә хитайниң юқири дәриҗилик дөләт бихәтәрлик хадимлири вә җамаәт хәвпсизлик әмәлдарлиридин тәшкилләнгән мәхсус өмәкни башлап, чечинийәда зиярәттә болғанлиқи вә шу қетимлиқ зиярәттә икки тәрәпниң хәлқара террорлуққа вә радикал ислам күчлиригә зәрбә бериш һәққидики мәсилиләрни музакирә қилғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә чечинийәдин өрнәк еливатқанлиқи һәққидики хәвәр вә анализлар чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилири вә сиясий вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.
Радийомизға бу һәқтики қарашлирини баян қилған уйғур паалийәтчилиридин, русийә вә оттура асияда тонулған уйғур мәсилилири мутәхәссиси, сиясий паалийәтчи қәһриман ғуҗамбәрди әпәндиниң қаришичә, русийә һөкүмранлиқини қобул қилған рамизан қадироф һөкүмити гәрчә чечинийәдики мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң қарши турушиға учраватқан болсиму, әмма русийә дөләт тәвәликидики чечинийәниң йәнила алий аптономийә һоқуқиға игә болғини үчүн, чечинийә вәзийити билән 60 йилдин буян хитай һөкүмранлиқи астида туруватқан уйғурларниң һечқачан, хитай һөкүмити вәдә қилған аптономийигә еришмигәнликини вә нөвәттики ши җинпиң һөкүмитиниң уйғурларға һәқиқий аптономийилик һоқуқ бәрмәйдиғанлиқини тилға елип, хитай һөкүмитиниң мәқсити русийәниң чечәнләргә бәргән аптономийилик һоқуқлирини уйғурларға бериш әмәс, бәлки русийәгә садиқ вә майил болған рамизан қадироф һөкүмитиниң чечинийәдики бу һөкүмәткә қарши өктичи күчләрни бастуруш тәҗрибилиридин өрнәк елишни вә уйғурларға қаритилған бастурушни йәниму күчәйтишни мәқсәт қилған.
Мәлум болушичә, 90-йилларниң бешида сабиқ совет иттипақи парчилинип, оттура асиядики түркий җумһурийәтләр мустәқиллиқини җакарлиған мәзгилләрдә, чечинийәдики мустәқиллиқ тәрәпдарлириму мустәқиллиқини тәләп қилип русийә һөкүмитигә қарши қораллиқ һәрикәтләрни қилған. Әмма русийә муһим енергийә мәнбәси болған чечинийәниң мустәқил болушини барлиқ имканийәтләр билән тосқан. Бирқанчә йиллиқ қораллиқ тоқунушлардин кейин, чечинийәда русийәгә майил аптономийилик һөкүмәт қурулғанлиқи җакарланған. Әмма, чечинийәдики русийәгә қарши тәрәпдарлар мәзкур һөкүмәтни қорчақ һөкүмәт дәп етирап қилмайдиғанлиқини җакарлап, қаршилиқ һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқи мәлум.
Һалбуки, 2009-йилдин буян уйғур дияридиму хитай һөкүмитиниң барғанчә күчәйтиватқан диний вә миллий бастуруш сияситигә қарита наразилиқ вә қаршилиқ һәрикәтлири күчәйгәнлики һәққидики хәвәрләр көпийиватқан болуп, хитай даирилириниң 2013-вә 2014-йиллар районда йүз бәргән бир қатар қаршилиқ һәрикәтлиридин кейин, уйғур диярида муқимлиқни қоғдашни алдинқи вәзипә дәп елан қилғанлиқи һәққидики һөкүмәт хәвәрлириму көпәйди. Мәсилән, 13-декабир хитайниң шинхуа агентлиқиниң бир хәвиридә, хитай мәркизий һәрбий комитетиниң әзаси, дөләт ишлири комиссари чаң вәнчүән өткән һәптә уйғур диярида мәхсус зиярәттә болғанда районниң муқимлиқи вә чегра мудапиәсини қаттиқ күчәйтиш һәққидә сөз қилип, “шинҗаңниң хәвпсизлик, муқимлиқ вәзийити мурәккәп, биз районниң җиддий вәзийәткә дуч келиватқанлиқини чоңқур тонуп йетишимиз, алаһидә тәдбирләрни қоллинип, түрлүк чегра мудапиә қурулуши вә хизмитини техиму чиң тутуп, партийә мәркизий комитети, рәис ши җинпиңни хатирҗәм қилишимиз керәк” дегән. Хәвәрдә йәнә униң муқимлиқниң “шинҗаң хизмитиниң баш нишани икәнлики” ни билдүрүп, муқимлиққа капаләтлик қилиш үчүн чегра мудапиә қурулуши, чеграни башқуруш вә контрол қилишни күчәйтишни тәләп қилғанлиқи қатарлиқлар тилға елинған.
Германийәдики уйғур паалийәтчилиридин узундин буян хитай һөкүмитиниң уйғур сиясити һәққидә елан қилинған мулаһизә мақалилири билән тонулған вәзийәт анализчиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат юруңқаш әпәндиму нөвәттики уйғур вәзийити вә чечинийәниң 90-йиллардики вәзийити һәққидә өз қаришини оттуриға қойди.
Пәрһат әпәнди баянида, хитай һөкүмитиниң нөвәттә чечинийәниң муқимлиқ тәдбирлирини өгинишкә мәҗбур болушидәк илаҗсиз вәзийәттә қалғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң бу қәдәр әнсиришидики сәвәбниң хитай ичи, сиртидики вәзийәт анализчилири 2009-йилдики үрүмчи июл вәқәсидин кейин оттуриға қойған “әгәр уйғурларға қаритилған бастуруш давамлашса, уйғур аптоном райони хитай үчүн русийәниң уруш тохтимайдиған чечинийә райониға айлиниши мумкин” дегән пәрәзлириниң реаллиққа айлинишидин әнсирәватқанлиқи сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.