Уйғур деһқанлири һөкүмәт орунлаштурған тәшвиқат оюнлири вә рәсимлириниң мәһәллиләрни қаплиғанлиқини билдүрди
2016.04.08

Хитай һөкүмәт таратқулирида, уйғур аптоном районлуқ парткомниң хотән гума наһийиси чода йезисиға әвәткән хизмәт гурупписи бир түркүм деһқан рәссамларни тәшкилләп, кәнтләрдә “радикаллиқни йоқитиш” тәшвиқати елип берип, нәтиҗә қазиниватқанлиқи һәққидә хәвәр берилгәндин кейин, уйғур елиниң җәнубидики йеза, кәнтләргә телефон қилип уйғур деһқанлиридин әһвал игилидуқ.
Радийомиз уйғур елиниң җәнубидики хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлардики йезиларға телефон қилип игилигән әһваллардин, нөвәттә хитай даирилири тәрипидин йезиларға чүшүрүлгән кадирларниң йеза, кәнтләрдики деһқанлар өйлиригә орунлаштурулуп, диний радикаллиқни түгитиш, милләтләр иттипақлиқини тәкитләш, сотсиялистик түзүмни һимайә қилиш қатарлиқ намлар берилгән һөкүмәтниң сияситини тәшвиқ қилиш паалийити билән шуғуллиниватқанлиқи, йеза, кәнтләрдики тамларға мәдәнийәт инқилаби дәврини әслитидиған һәр хил тәшвиқат рәсимлири, шоарлар, һәр хил тәшвиқат рәсимлири чаплинип, йиллиқ кирими 5000 сомға йәтмәйдиған деһқанларниң йиғивелинип аталмиш инқилаби нахшилар, мәдәнийәт - сәнәт паалийәтлиригә сәпәрвәр қилинғанлиқи ашкариланди.
Хотәнниң мәлум йезисидин зияритимизни қобул қилған деһқан өз йезисидики тәшвиқат рәсимлири вә инқилабий нахша ейтиш қизғинлиқиниң йезиға кәлгән кадирларниң хизмити вә төһписи икәнликини билдүрди. Бу деһқан баянида, йезилиқ, кәнтлик һөкүмәтләрниң мәһәллиләрни һәр хил тәшвиқат рәсимлири билән толдуруп, йеза яшлиридин сәнәт өмәклирини тәшкилләш билән алдирашлиқини, әмма деһқанларниң йәнила күндилик турмуш - қорсақ ғемидә тирмишиватқанлиқини билдүрди.
Сөһбитимиз җәрянида у, өз аилисиниң әһвали һәққидә тохтилип, бир мо бәш пуң йери барлиқини, йеридин алидиған 300 килограм ашлиқниң бир аилидики 4 җанниң шу йиллиқ озуқиға йәтмигини үчүн, йеза базирида уни - буни сетип күндилик чай - тузниң ғемидә ғоригил яшайдиғанлиқини билдүрди.
Һәр хил темидики тәшвиқат рәсимлириниң кәнт ишханилири вә деһқанларниң өйлириниң коча тамлириға чоңайтип сизилип, апақ ақартилған тамда алаһидә гәвдиләнгәнлики вә деһқанларниң қизиқишини қозғиғанлиқи һәққидә тохталған бу деһқандин һөкүмәт елип бериватқан тәшвиқат хизмәтлири вә йезиға чүшүрүлгән кадирлар һәққидики инкасларни сориғинимизда, у юмурлуқ қилип,“һөкүмәт деһқанларни азад қилимиз дәп әвәткән кадирлар өйлиримизгә йәрләшти, улар деһқанлардики диний радикаллиқ, хурапатлиқ идийисини өзгәртишкә ярдәм бериватиду, идийимиз өзгирип мәдәнийлишиватимиз, аяллиримиз яғлиқ артмайдиған, узун көңләк, җилбап киймәйдиған болди, 60 яштин төвәнлиримиз сақал қоймаймиз.... Әмма техичә бай болалмидуқ, һөкүмәтниң намратлиқтин қутқузуш пулиға тайинип яшаватимиз, йәтмигинигә өйимиздә тамақ йәватқан кадирлар янчуқидин чиқирип бизгә ярдәм қилғудәк, дәп аңлидуқ... Әмма һазирғичә уларниң һәптидә икки қетим өйимиздә йегән тамиқиниң пулиниму алмидуқ” дәп җаваб бәрди.
Җәнубий уйғур елиниң мәлум бир шәһиридин зияритимизни қобул қилған бир ханим болса, өзиниң йезиларда башланған бу хил дағдуғилиқ тәшвиқаттин қутулуш, кадирларниң өйму - өй кирип диний радикаллиқни түгитиш, диний йосунда киймәслик һәққидики тәрбийилирини аңлимаслиқ үчүн, аилиси билән үрүмчигә кәткәнликини, әмма үрүмчидә яқа юртлуқларни қайтуруш шамилида йәнә җәнубқа қайтип келип җенини беқиш үчүн тазилиқ ишлирини қилип ғоригил яшаватқанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири уйғурларға қарита елип бериватқан бу хил тәшвиқатлирини “районда муқимлиқни әмәлгә ашуруш, диний радикаллиқни йоқитиш” тики нәтиҗә дәп мәдһийиләватқан болсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хитай вәзийәт анализчилири даириләрниң бу қилмишлирини “мәдәнийәт инқилаби дәвридики меңә ююш һәрикити” ниң қайта ипадилиниши дәп тәнқидләнмәктә.