Уйғурларниң һаяти азаб үстигә азаб болмақта
2014.01.17

Сәуди әрәбистанда чиқидиған “әл мәдинә” гезитиниң 2014-йили 11-январ санида, доктор салим ибни әһмәд сиһабниң қәлими билән “уйғурларниң һаяти азаб үстигә азаб болмақта” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған: “мән уйғурлар һәққидә мундин бир һәптә илгири бир мақалә елан қилған идим. Доктор әһмәд фәрид мустафа уйғурлар һәққидики толиму муһим бир мәсилини оттуриға қойди. У болсиму, хитай даирилириниң ичкиридин миңларчә хән миллитини уйғурларниң юртиға елип чиқип, у җайдики мусулман уйғур хәлқиниң тәркибини өзгәртиш арқилиқ уларниң тәбиий байлиқлириға игә болувалғанлиқи иди. Буниңдинму хәтәрлик болғини, һөкүмәт даирилириниң уйғурлар арисида иқтисадий җазаларни қоллиниш арқилиқ туғут чәкләш сияситини мәҗбурий қанат яйдуруши, хән миллитини иш билән тәминләш үчүн район әһлини ишсиз қалдуруши, мусулман қизлирини хитай өлкилиригә елип кетиши қатарлиқ инсанийәт тарихи баштин кәчүрүп бақмиған азаб-оқубәтләрниң һәммиси уйғурларниң юртида давам қилмақта. Маңа доктор һәбибулла түркистани өзиниң шәрқий түркистанда көргән вә билгәнлирини һекайә қилип дедики, хитай һөкүмити уйғурларниң юртиға өлкилиридин җинайәтчиләрни елип келип йәрләштүрүш арқилиқ уйғурларни һәр тәрәптин азаблашқа киришкән. Туғут чәкләш сияситиму бу азабниң бир парчисидур.”
Уйғурларниң диний әркинликигә чәк қоюлмақта
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған: “уйғурлар өзиниң дини билән пәхирлинидиған вә дәстури болған қуран кәримидин айрилмайдиған хәлқтур. Хитай һөкүмити уларниң балилирини қуран оқуштин вә мәсчитләргә бериштин, мәдрисиләрдә оқуштин мәни қилип кәлмәктә. Әң яман болғини, хитай һөкүмитиниң ичкиридин хән миллитини уйғурларниң юртиға елип келип йәрләштүрүш арқилиқ йәрлик хәлқниң тәбиий байлиқлирини талан-тараҗ қиливатқанлиқи иди. Ислам әллириниң сүкүт қилиши вә у җайдики мусулман қериндашлириниң әһвалидин хәвәрсиз қелиши арқисида бу ишлар давам қилмақта. Дунядики көплигән инсаний тәшкилатлар уйғурларниң бешиға кәлгән бу еғир қисмәтләрни хәлқи аләмгә тонутуш үчүн күч чиқарған болди. Мәсилән: түркийәдики иқтисадий вә иҗтимаий ишлар тәтқиқат мәркизи(әсам) хитайдин келидиған таварларни қобул қилмаслиқ сияситини қоллинип, мусулман дөләтлириниң базарлирини толдурувәткән хитай таварлириға чәк қойди. Бундақ қилиш әлвәттә йәрлик сода-санаәтниң тәрәққий қилиши үчүнму пайдилиқ иди.”