2017-Йили уйғурлар қазанған нәтиҗиләр
2018.01.02
2017-Йил уйғурлар үчүн хитай һөкүмитиниң қаттиқ бесим вә тәқиблири күчәйгән күлпәтлик бир йил болуш билән биллә йәнә уйғур алимлири вә сәнәткарлири қолға кәлтүргән нәтиҗиләр хәлқарада етирап қилинған бир йил болди.
1. 2017-Йили уйғур алими шөһрәт мутәллипоф инсан төрәлмә ғол һүҗәйриси д н а тәтқиқатида мувәппәқийәт қазанди
2017-Йили, чәтәлләрдики бир қисим уйғур алимлири, әдиб-сәнәткарлири өз дөләтлиридә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән йил болди.
2017-Йили америка оригин штатидики сағламлиқ вә пән университетиниң тәтқиқатчиси уйғур алими шөһрәт мутәллипоф башчилиқидики тәтқиқат гурупписиниң узун йиллиқ тәтқиқатиниң йеңи нәтиҗиси барлиққа кәлди. Шөһрәт мутәллипофниң гурупписи америкида тунҗи қетим инсан төрәлмә ғол һүҗәйрисиниң д н а (DNA), йәни генлириға қарита түзитиш киргүзүп нәтиҗә қазанди.
2017-Йили мәзкур хәвәр инсанийәт илим-пән тарихидики зор вәқә дәп тәриплинип, америка мәтбуатлири, җүмлидин пүтүн дуня мәтбуатлиридики әң актип учурға айланди.“MIT Technology Review” журнилиниң 2017-йил 7-айдики мәлуматида, америкиниң оригин штатидики сағламлиқ вә пән университетиниң тәтқиқатчиси шөһрәт мутәллипоф башчилиқидики тәтқиқат гурупписиниң CRISPR дәп аталған йеңи тәтқиқат усулидин пайдилинип, америка қошма штатлирида тунҗи қетим инсан төрәлмә ғол һүҗәйрисиниң д н а (DNA), йәни генлирини түзитип чиққанлиқи хәвәр қилинди.
Хәвәрдә шөһрәт мутәллипоф әпәндиниң сөзидин нәқил елип көрситилишичә, , шөһрәт мутәллипоф башчилиқида қолға кәлтүрүлгән бу йеңи тәҗрибә генетикилиқ (ирсийәт характерлик) кесәлликләрниң алдини елиш үчүн генларни мувәппәқийәтлик һалда өзгәртиш мумкинликини көрсәткән.
Шөһрәт мутәллипниң дәсләпки тәтқиқат нәтиҗилири 2000-йилларниң оттурилиридила елан қилинишқа башлиған. 2007-Йили у клонлаш усули арқилиқ маймун ғол һүҗәйрисини һасил қилған.
2013-Йили америка “тәбиәт” журнилиниң 19-декабир елан қилинған санида шөһрәт мутәллипоф 2013-йили дунядики зор илим-пән йеңилиқи яратқан 10 чоң алимниң бири, дәп баһаланған иди. Шу йили америка “дәвр” журнилиму шөһрәт мутәллипниң тәтқиқат нәтиҗисини “медитсинадики 2013-йиллиқ 10 зор бөсүшниң бири” дәп елан қилған.
2. 2017-Йили америкидики уйғур алими доктор ришат аббас көкрәк ракини давалаштики йеңи дора-“Neratinib” тәтқиқатида төһпә яратти.
2017-Йили 8-айда америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) аялларда көрүлидиған көкрәк ракини давалаш вә униң қайта қозғилишиниң алдини елишта үнүми зор болған бир йеңи дорини рәсмий тәстиқлиған.
“Neratinib” (нератиниб) дәп атилидиған бу йеңи дора аяллардики көкрәк ракини давалашта нишанлиқ ишлитилидиған дора болуп, давалаш үнүминиң юқирилиқи, әкс тәсириниң йоқлуқи шундақла таблетка һалитидә ясалғанлиқи қатарлиқ алаһидиликлири билән дора тәтқиқати саһәсидики мутәхәссисләрниң юқири баһасиға еришкән.
Бу дориниң узун мәзгиллик тәтқиқат җәряни вә мувәппәқийәтлик һалда синақтин өтүшидә америкидики уйғур алими доктор ришат аббасниң төһписи зор болуп,
Америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) ниң бу һәқтә бәргән баянатида, “доктор ришат аббасниң тәтқиқат нәтиҗилири йеқинда FDA тәрипидин тәстиқланған көкрәк ракини давалаштики йеңи дора -‛нератиниб‚ ниң вуҗудқа келишидә төһпә қошти. Бу дора яхши сүпәтлик өсмә йәни дәсләпки басқучтики аяллар көкрәк ракини нишанлиқ давалашта синақтин өткән тунҗи дора һесаблиниду. Бу дора йәнә дәсләпки нишанлиқ давалаштин кейин, көкрәк ракиниң қайта қозғилишиниң алдини алиду.” дейилгән.
“нератиниб” намлиқ бу йеңи дориниң америка дөләтлик йемәклик вә дора башқуруш идариси тәрипидин рәсмий тәстиқлинип, дора ишләш завутлириға йоллиниши дуня дора тәтқиқати саһәсидә көкрәк ракини давалаш бойичә қолға кәлтүрүлгән бөсүш характерлик нәтиҗиләрниң бири һесаблинидикән.
Булардин башқа йәнә америка вә явропа қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан уйғурлардин америка аләм қатниши идарисиниң инженери доктор әркин сидиқ әпәнди, америка юта университетиниң физика пәнлири доктори рәйһангүл бәктур, америка сағламлиқ вә пән университети йәни м т и ниң ген тәтқиқатчиси доктор майсәм мутәллипоф, шветсарийә бәйсил университетиниң физика пәнлири доктори абдушүкүр абдурешит әпәнди қатарлиқ бир түркүм уйғур алимлириниңму охшимиған тәтқиқат нәтиҗилири йеқинқи йилларда хәлқара таратқуларда елан қилинип уйғурларға шәрәп кәлтүргән иди.
3. 2017-Йил чәтәлләрдики уйғур сәнәткарлириниң әсәрлири хәлқарада тонулған вә мукапатларға еришкә бир йил болди.
Уйғур режиссор абдурахман өзтүркниң түркийәдә ишлигән тунҗи киноси “ақ кит” тамашибинлар билән йүз көрүшүп яхши баһаға еришти.
Уйғур режиссор абдурахман өзтүркниң түркийәдә ишлигән тунҗи филими 2017-йил“ақ кит” 24-марттин башлап түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридики киноханиларда қоюлуп, көплигән түркийә таратқулирида яхши баһаға еришти.“түркийә авази” радийосиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, мәзкур филим бир уйғур режиссор тәрипидин түркийәдә ишләнгән тунҗи филим болуш алаһидилики биләнму диққәт қозғиған.Мәзкур филим йәнә түркийәдики “бәяз пәрдә” намлиқ кино обзорчилиқи торида балилар дунясиға беғишланған яхши филим дәп баһаланди.
Германийәдики рәссам мәрвайит һапизниң рәсимлири 2017-йилиму хәлқара көргәзмигә талланди
Германийәдики уйғур рәссам мәрвайит һапизниң май бояқ рәсимлири йиллардин буян германийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики хәлқаралиқ рәсим көргәзмилиригә таллинип яхши баһаларға еришип кәлгән иди. 2017-Йили рәссам мәрвайит һапизниң рәсими 2017-йили 5-декабир мюнхенда ечилған германийә дөләтлик рәссамлар җәмийитиниң баварийә штатлиқ “2017-йиллиқ көргәзмиси”дә талланған 206 парчә әсәр ичидин орун алди.
Мәрвайит һапиз ханимниң рәсимлири 2016-йилиму германийәниң мюнхен шәһиридә бир йерим ай давам қилған “өзгичә дуняға саяһәт” темисидики рәсим көргәзмисигә талланған иди.
Қазақистанлиқ уйғур язғучи әхмәтҗан һашириниң “чаһарбағ” намлиқ драма әсири түрк дуняси хәлқаралиқ мукапатқа еришти
Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи вә явро-асия язғучилар бирлики тәрипидин 2017-йили 19-декабир күни әнқәрәдә өткүзүлгән, 2-нөвәтлик хәлқаралиқ “қорқут ата драма йезиш мусабиқиси” да қазақистандики уйғур язғучи әхмәтҗан һашириниң “чаһарбағ” намлиқ драма әсири биринчиликкә еришти.
Мәлум болушичә қазақистан қатарлиқ оттура асия әллиридә тонулған язғучи әхмәтҗан һашири 2017-йили 79 яшқа кирип қалғанлиқиға қаримай иҗадийитини давамлаштурмақта. У һазирғичә 8 драма әсири вә бир қисим тарихи романларни язған болуп, униң үч әсири хәлқаралиқ мукапатқа еришкән һәмдә әхмәтҗан һашириға қазақистан президенти нурсултан назарбайеф тәрипидин “төһпикар әдәбиятчи” медали берилгән.