2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (6)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.11
charchash-charchap-charchighan-saqchi.jpeg 48 Саәтлик чарлаш һәм нөвәтчилик қиливатқан орунлирида ухлап қеливатқан сақчилар.
Social media

1. Уйғур диярида һәссиләп көпәйтилгән сақчилар вә сақчи қаравулханилири

Хитай хәвәрлири вә хәлқара таратқулардин 2016-йилиниң ахири вә 2017-йилида даириләрниң уйғур аптоном районидики сақчи күчиниң 100 миңға йәткәнлики, буларниң хитай өлкилиридин йөткәп келингән қораллиқ сақчилар шундақла хитай өлкилири вә йәрликтин йеңидин қобул қилинған сақчилардин тәркиб тапидиғанлиқи ашкариланди.

Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитайәтигәнлик гезити” ниң 8-айниң 12-күнидики хәвиридә 2016-йили 9-айдин 2017-йили 8-айға қәдәр болған 11 ай ичидә хәвпсизликкә мунасивәтлик 84 миң хизмәт орниға елан берилгәнлики, буниң өткән 10 йил җәрянида пүткүл уйғур ели миқясида елан қилинған бихәтәрлик хадимлириниң санидин 50 пирсәнт көп икәнлики тилға елинди.

Хәвәрдә германийәдики явропа мәдәнийәт вә илаһийәт институтиниң оқутқучиси, доктор адрян зенз доклатидин нәқил елинип, уйғур ели даирилиниң 2016-йилиниң ахирқи 4 ейида җәмий 30 миң хәвпсизлик хадими қобул қилиш елани чиқарғанлиқи, әмма 2017-йили сақчи қобул қилиш еланлири җиддий рәвиштә көпийип, пәқәт 7 ай ичидила йеңидин 53 миң хәвпсизлик хадими қобул қилиш елани чиқирилғанлиқи тилға елинған.

Радийомиз йәрликтин игилигән әһваллардин уйғур елиниң қизилсу, хотән, қәшқәр вә ақсу қатарлиқ җәнубтики 4 вилайәт, бир областта 2017-йил1-айдин буян зор санда сақчи, ярдәмчи сақчи вә бихәтәрлик хадимлириниң җиддий көпәйтилгәнлики мәлум болди.

1-Айниң 19-күни чира наһийәлик хәлқ һөкүмити җәмийәттин 207 нәпәр аманлиқ тәкшүрүш хадими, йәни “шәһәргә кириштики тәкшүрүш понкитлирида туруп бихәтәрлик тәкшүрүши елип баридиған хадимлар” билән 84 нәпәр ярдәмчи сақчи қобул қилидиғанлиқи һәққидә уқтуруш чиқарған.

2-Айниң 16-күни керийә наһийәлик хәлқ һөкүмити ишханиси уқтуруш чиқирип, җәмийәттин 254 нәпәр ярдәмчи сақчи хадими қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Уларниң 204 нәпири йәрлик милләттин, 50 нәпири хитайлардин қобул қилинидиғанлиқи көрситилгән.

Иҗтимаий учур васитилиридә 2-айниң 26-күнидин 3-айниң 1-күнигичә лявниң, хенән вә җяңсу қатарлиқ хитайдики төт өлкидин йәнә 4 миң хитай сақчисини уйғур дияриниң қәшқәр, хотән, ақсу вә атуш қатарлиқ шәһәрлиригә йөткәп кәлгәнлики ашкариланған.

Атуш шәһәрлик һөкүмәт 2-айниң 27-күнидин 3-айниң 7-күнигичә атушта 200 нәпәр сақчи қобул қилидиғанлиқи, айлиқ мааши 5000 сом болидиғанлиқи вә көп миқдарда толуқлима тәминат берилидиғанлиқи тоғрисида уқтуруш чиқарған.

Чәтәлләрдики хитай демократлириниң “улуғ ера” гезитиниң 2017-йили 8-март күни хәвәр қилишичә, мәркизи хоңкоңдики “җуңго кишилик һоқуқ һәрикити учур мәркизи” 8-март күни бир учур тарқитип, хитай һөкүмитиниң хенән өлкисидә турушлуқ қораллиқ сақчи қисим ‏128-девизийәсидин 1000 нәпәр қораллиқ сақчини 3-айниң 6-күни аввал уйғур дияриниң хотән вә қәшқәр вилайәтлиригә йөткигәнликини хәвәр қилди. Әмма хитай таратқулирида бу хәвәр дәлилләнмиди.

Үндидардики “уйғур сақчи” салуниниң 21-март күни елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, 17-март күни хитайниң уйғур диярида турушлуқ җ х идариси “шинҗаң сақчи мәктипи” дин 500 оқуғучини таллап қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ районларға үч айлиқ мөһләт билән ярдәмгә әвәткән.

Хитай таратқулиридин хитай мәркизи телевизийә истансиси қатарлиқ таратқулиридин мәлум болушичә, қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт 6-март елан чиқирип, қәшқәрниң муқимлиқ хизмитини яхшилаш үчүн, юқири мааш билән хитайниң һәрқайси өлкә, шәһәрлиридин 3000 сақчи қобул қилидиғанлиқини уқтурған.

23-Апрел күни қағилиқ наһийиси “зораванлиқниң алдини елиш” үчүн 300 нәпәр хизмәтчи хадим қобул қилидиғанлиқи һәққидә уқтуруш чиқарған.

Мәлум болушичә 14-феврал күни гумида пичақлиқ һуҗум йүз бәргәндин кейин хотән, қәшқәр вә үрүмчидә 10 миң кишилик қораллиқ сақчи өзиниң һәрбий күчини көрсәткән. Арқидин қәшқәр вилайити юқири мааш билән 3000 нәпәр сақчи қобул қилиш елани чиқарған.

Ақту наһийәлик һөкүмәт 3-айниң 31-күни җиддий уқтуруш чиқирип, хитай өлкилиридин 500 нәпәр әр, 100 нәпәр аял болуп, җәмий 600 нәпәр сақчи қобул қилидиғанлиқини билдүргән.

Радийомиз ақту наһийисидин 4-айниң 12-күни игилигән әһвалдин мәлум болушичә, қобул қилинғанлардин алий мәктәп пүттүргәнләрниң айлиқ мааши 9064 йүән, толуқ оттурини пүттүргәнләрниң 8886 йүән дәп бәлгиләнгәнлики ашкариланди. Униңдин башқа уларға “йиллиқ мукапат” дегән намда 6000-8000 йүәнгичә толуқлима, “иссиниш пули” дегән намда йилиға йәнә 1400 йүән, той қилмиғанлар һәқсиз ятақ вә тамақ билән тәминлинидиғанлиқи, той қилғанлар аилисини елип кәлсә бир йүрүш һәқсиз өй билән тәминлинидиғанлиқи қатарлиқлар вәдә қилинған.

Атуш шәһәрлик һөкүмәтму 5-айниң 19-күни уқтуруш чиқирип, хитай өлкилиридин җәмий 300 нәпәр “террорлуқ” қа қарши сақчи қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Улар хитайниң сичүән, шәнши, хенән, гәнсу вә лявниң өлкилиридин қобул қилинидикән. Уларға 6600 йүәндин 7300 гичә юқири мааш вә бир йүрүштин һәқсиз өй берилидиғанлиқи вәдә қилинған.

5-Айниң 21-күни ақту наһийәлик һөкүмәт йәнә уқтуруш чиқирип, 118 нәпәр ярдәмчи сақчи қобул қилидиғанлиқини елан қилған. Әмма мәзкур уқтурушта хитай өлкилиридин қобул қилинидиған сақчилардин пәрқлиқ һалда, йәрликтин қобул қилинидиған ярдәмчи сақчиларниң мааши һәққидә учур берилмигән. Ундин башқа ярдәмчи сақчилиққа илтимас қилғучиларниң тизимлитиш һәққи вә башқа рәсмийәт пуллириниң һәммисини илтимас қилғучиниң өзи төләйдиғанлиқи әскәртилгән.

Ақту наһийилик һөкүмәт торидин мәлум болушичә, наһийилик җ х идариси бу йил 8-айниң 8-күни йәнә уқтуруш чиқирип, 110 баш қоманданлиқ мәркизигә 120 нәпәр оғул, 40 нәпәр қиз болуп, җәмий 160 нәпәр сақчи телефонист қобул қилидиғанлиқини билдүргән.

2017-Йили 10-авғуст күни атуш шәһәрлик җамаәт хәвпсизлики идарисиму елан чиқирип, 1938 нәпәр ярдәмчи сақчи вә 300 нәпәр “террорлуққа қарши чарлаш хадими” қобул қилидиғанлиқини билдүргән.

Еланда дейилишичә, атуш шәһәрлик җ х идариси қобул қилидиған “террорлуққа қарши чарлаш хадимлири” ниң айлиқ иш һәққи 4900 сомдин 5400 сомғичә болидикән. ярдәмчи сақчиларниң иш һәққи 2600 сом дейилгән.

Игилинишичә, атуш шәһириниң 2017-йилдики нопуси 200 миңдин артуқ болуп, даириләрниң атушта әслидә бар болған қораллиқ сақчи, адәттики сақчи вә ярдәмчи сақчилардин сирт, бу йил киргәндин буян йәнә 3 қетим зор көләмдә сақчи қобул қилиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған. Көзәткүчиләрниң қаришичә, 200 миң нопусқа игә бир шәһәр үчүн бир қетимда 2238 нәпәр сақчи қобул қилиш интайин зор сан һесаблинидикән.

Ақсу вилайитиниң ават вә кәлпин наһийәлири бу йил 5 -ай мәзгилидә 250 нәпәрдин артуқ ярдәмчи сақчи қобул қилинидиғанлиқини елан қилған.

Униңдин башқа бу йил 5-ай мәзгилидә хотәнниң гума наһийисидиму 200 нәпәр ярдәмчи сақчиниң қобул қилинип, һәрқайси сақчиханиларға сәпләнгәнлики илгири сүрүлгән.

2017-Йили 7-айниң 21-күни бортала областиға қарашлиқ алатав шәһәрлик сақчи идариси 8 миң йүәнлик юқири мааш билән 144 нәпәр сақчи қобул қилиш елани чиқарған. Алатав шәһәрлик сақчи идариси уқтурушида 7 миң йүәндин 8 миң йүәнгичә юқири мааш, һәқсиз тамақ вә һәқсиз туралғу тәминати билән җәмий 144 нәпәр сақчи қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Уқтурушта юқириқи 144 нәпәр сақчи хадиминиң штаттин сирт тохтам билән қобул қилинидиғанлиқи әскәртилгән. Лекин уларниң йәрликтин яки хитай өлкилиридин қобул қилинидиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән.

Уйғур аптоном районлуқ даириләр чиқарған еланда хитай өлкилиридин қобул қилинидиған сақчилар билән йәрликтин қобул қилиниватқан сақчи вә ярдәмчи сақчилар маашидики зор пәрқ хәлқараниңла диққитини қозғап қалмастин йәрликтики уйғур сақчилириниңму наразилиқини қозғиған.

Уйғур елиниң һәрқайси йәрлик сақчиханилириға қобул қилинған бир қисим ярдәмчи сақчилар радийомиз зияритини қобул қилип, өзлириниң айда 1300 йүәндин 2800 йүәнгичә мааш алидиғанлиқи, дәм алмастин уда 48 саәттин ишләп һалидин кәткәнлики һәққидә шикайәт қилған иди.

Уйғур районида сақчиларни көпәйтиш 2017-йил йил ахиридиму давамлашқан. Хитайниң уйғур елидә турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш армийиси, йәни биңтуән даирилири 12-айниң 8-күни уқтуруш чиқирип, пүтүн хитай миқясидин уйғур елиниң җәнубидики биңтуәнниң һәрқайси полк вә мәйданлириға йәнә 827 нәпәр сақчи хадими қобул қилидиғанлиқини елан қилған.

Уйғур вәзийитигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан көзәткүчиләр, бу әһвал уйғур аптоном райониниң “мукәммәл бир сақчи дөлити” гә айландурулғанлиқини көрситип бериду, дәп баһа бәргән.

2. Доқмуш-доқмушта қурулған сақчи қаравулханилири пүткүл уйғур диярида торлаштурулған

Радийомиз уйғур бөлүми 3-4-ай мәзгилидә игилигән әһваллардин уйғур диярида 2016-йилиниң ахиридин башлап “аммиға қулайлиқ сақчи понкити” намидики сақчи қаравулханилириниң җиддий түрдә қурулушқа башлиғанлиқи, уларниң 2017-йилниң 1-пәслидә җиддий көпәйтилгәнлики мәлум болди.

4-Айниң 27-күни хотәнниң чира наһийисидин игилишимизчә, 2017-йил киргәндин буян хотәнниң һәрқайси наһийәлиридики йезиларда әслидики йезилиқ сақчиханилар кеңәйтилип, йезидики мәркизи сақчиханиниң башқурушида һәр бир кәнттә бирдин тармақ сақчихана, сақчиханиларниң һәммисидила 10 метирдин егиз сақчи қаравулханиси қурулған. Сақчиларниң билдүрүшичә, мәзкур бихәтәрлик тәдбирлири бу йил 14-февралдики гума пичақлиқ һуҗумидин кейин күчәйтилгән.

Улуғсай йеза мәркизи сақчиханисидин телефонимизни алған ярдәмчи сақчи улуғсай йезисидики мәркизи сақчиханидин башқа йезиға қарашлиқ 8 кәнтниң һәммисидила тармақ сақчиханилар қурулғанлиқини пәқәт улуғсай йезисидила вәзипә өтәватқан сақчилар, ярдәмчи сақчи вә хәлқ әскәрлирини қошқанда 100 дин артуқ кишиниң йезиниң аманлиқиға мәсул икәнликини билдүрди.

8-Айниң 17-күнидики хитай таратқулирида 2017-йил ичидә ақту наһийисидә 68 сақчи понкитиниң торлаштурулғанлиқи хәвәр қилинди.

Мәлум болушичә, ақту наһийиси 2017-йили уйғур аптоном районидики сақчи тори әң күчәйтилгән чегра наһийилириниң биригә айланған. Германийәлик сиясий анализчи андреан зенз өз мақалисидә ақту наһийисини тәсвирләп, “бу йәрдә мукәммәл сақчи дөлитиниң кичиклитилгән бир көрүнүшини көрүш мумкин” дегән.

Ақту наһийисиниң пилал вә үҗмә йезилиқ сақчиханисидин зияритимизни қобул қилған нөвәтчи хадимларниң билдүрүшичә 2016-йили 10-айдин буян, ақту наһийисидә җәмий 60 орунда аталмиш “хәлққә қулайлиқ” сақчи қаравулханиси, 8 орунда йол еғизини тәкшүрүш понкити қурулған. Уларниң тәкитлишичә, һәр бир сақчи қаравулханисиниң арилиқи 500 метир болуп, һәр бир қаравулханида 25 тин 35 кечә сақчи кечә-күндүз нөвәтчиликтә туридикән.

Ақту наһийисиниң үҗмә йезилиқ сақчиханисидики бир нәпәр уйғур аял сақчиниң тәкитлишичә, алдинқи йилларда ақту наһийисиниң сақчи системисида хизмәт қилидиған хели көп хитай сақчилар хизмитидин истепа берип хитай өлкилиригә қайтип кәткән. Шу сәвәбтин ақту наһийиси бу йил 600 нәпәр сақчини йәрликтин әмәс, бәлки хитай өлкилиридин нишанлиқ қобул қилған.

Үҗмә йезилиқ сақчиханидики мәзкур аял сақчи ахирида ақту наһийисидә һазир мәвҗут болған 60 орундики аталмиш “хәлққә қулайлиқ” сақчи қаравулханиси билән 8 орундики йол еғизини тәкшүрүш понкитида җәмий 2000 дин артуқ сақчиниң ишләйдиғанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.